• Иҗтимаий мәсилә
  • 26 Қыркүйек, 2018

Чонҗиға бийил тәбиий газ келәмду?

Сабирәм ӘНВӘРОВА, “Уйғур авази” Гезитимизниң өткән санлириниң биридә, бийил Уйғур наһийәсиниң мәркизи һесаплинидиған Чонҗа йезисиға газ қошулиду, дәп хәвәрлигән едуқ. Иш болған йәрдә қийинчилиқму болиду демәкчи, наһийәгә газ киргүзүш ишлирида башта бираз мәсилиләр орун алди. Шуңа, қиш йеқинлашқансири газ мәсилиси чонҗилиқларни хелә һәләйкүмгә салди. Йошурушниң һаҗити йоқки, жут ичидә һәтта «Чонҗида бийил газ болмайдекән...» дегән гәпләрму тарап кәтти. Чонҗида бийил газ боламду? Бүгүнки күндә наһийә мәркизи аһалисини ойландуруватқан ушбу соалға ениқ җавап елиш мәхситидә издәп, наһийәлик турушлуқ өй инспекцияси бөлүминиң башлиғи Талғат Сайдахметовқа йолуқтуқ. Униң ейтишичә, бийил Чонҗидики 500дин ошуқ турушлуқ өйни газ билән тәминләш көздә тутулуветипту. Бүгүнки күндә наһийә мәркизидики 30 километр йәргә газ трубилири тартилипту. Әслидә, Чонҗидики газ мәсилиси 2012-жилдин башланған еди. Ениғирақ ейтсақ, Алмута вилайәтлик мәслиһитиниң 2007-жилниң 17-январидики №35-263 қарари билән тәстиқләнгән «Алмута вилайитини 2007 –2015-жиллири вә 2020-жилғичә газ билән тәминләш» программисини әмәлгә ашуруш мәхситидә 2012-жили Уйғур наһийәсидики узунлуғи 46 километр «Азия газ системисиниң» қурулуши жүргүзүлүп, икки жил ичидә 19 миллиард 855 миллион тәңгә инвестиция җәлип қилинипту. Шуниң билән қатар, наһийәни газландуруш программиси асасида «Азия Газ NG» ҖЧЙ 6,643 миллиард тәңгә инвестиция қилип, наһийәни толуқ газ билән тәминләшкә қувити йетәрлик «Шарын» автоматлиқ газ таритиш станциясиниң (АГТС) қурулушини жүргүзүш; «Қазақстан-Хитай» МГ – «Шарын» АГТСғичә диаметри 315мм, 100 атмосферилиқ қисимға чидайдиған 9420 метр газ системисини тартиш; «Шарын» АГТС – Чонҗа йезисиғичә 46,0 чақирим газ системисини тартиш; Чонҗа йезисиға бир газ таритиш пунктини орнитиш; Чонҗа йезисида газ ишләпчиқириш орниниң қурулушини жүргүзүш қатарлиқ ишларни әмәлгә ашурупту. «Альянс Центр» ҖЧЙ 2016-жилдин башлап «ЖетісуОблГаз» ҖЧЙ билән бирлишип ишләш үчүн шәртнамә түзүп, Чонҗа йезисини газ билән тәминләш бойичә баһаси 2 миллиардтин ошуқ, вақти 3 жилни тәшкил қилидиған, 150 километр газ системиси тартилидиған инвестициялик лайиһини хираҗәт билән тәминләп кәпту. Бүгүнки күндә 30 километр газ системиси тартилип, 500дин ошуқ турушлуқ өйни газ билән тәминләшкә тәйяр болған екән. Лекин «ЖетісуОблГаз» ҖЧЙ өз тәрипидин лайиһиниң техникилиқ назарәтчиси ретидә қурулуш-монтаж ишлириға тәкшүрүш жүргүзүп, қурулуш ишлири сүпитиниң қанаәтлинәрлик әмәс екәнлигини әскәртипту. Кейин, «Азия Газ Чунджа» өз тәрипидин «Шарын» автоматлиқ газ таритиш станциясиниң егиси сүпитидә әмәлгә ашурулған ишларға «КазТрансГаз Аймак» АҖ, КАТЭК лайиһә-тәтқиқат компанияси билән бирликтә тәкшүрүш ишлирини йолға қоюп, барлиқ қурулуш ишлирида газ саһасидики стандартлар вә тәләпләрниң бузулғанлиғини етиварға елип, наһийәни газ билән тәминләш бойичә қурулуш ишлирини толуғи билән өз зиммисиға елип, истималчиларға тәбиий газ беришкә нийәт билдүрүпту. Бүгүнки таңда «Азия Газ Чунджа» ҖЧЙ Чонҗа йезисини газ билән тәминләш бойичә реҗилик-сметилиқ һөҗҗәтлирини тәйярлап, эксперттин өткүзүп, исситиш мәвсүмигичә 500 турушлуқ өйгә газ системисини таритишни көздә тутуветипту. Реҗә әмәлгә ашса, Чонҗа йезисидики 4400 шәхсий өй, 30 көпқәвәтлик турушлуқ өйләр вә 35 иҗтимаий объект газ билән тәминлинидекән. «Азия Газ Чунджа» ҖЧЙ Алмута шәһири бойичә истималчиларниң һоқуқини қоғдаш вә монополиягә қарши башқармисиға газни тошуш баһасини бәкитип беришни тапшурупту (униңдики баһа 1 кубометр газға 36,4 тәңгә). Газниң истималчиларға сетип берилидиған баһаси бойичә пат- йеқинда тапшурма берилидекән. Аһали билән жиғин өткүзүлүп, бир турушлуқ өйгә газ қошуш баһаси 350 миң тәңгә болуп бәкитилипту. Һазирқи вақитта «Азия Газ Чунджа» ҖЧЙ қурулуш-монтаж ишлирини башлапту. Биринчи новәттә (15-октябрьғичә) 500 турушлуқ өйни газ билән тәминләш планланған. Ениғирақ ейтсақ, «Рублевка», «МКСО», «Мясокомбинат» микрорайонлирида пат-йеқинда газ қошулмақчи. Турушлуқ өй инспекцияси бөлүми башлиғиниң чүшәндүрүшичә, газ киргүзүшниң наһийә үчүн пайдилиқ тәрәплири нурғун екән. Йәни, наһийәгә газ киргүзүлсә, иҗтимаий саһадики объектларни исситишқа беғишланған мәбләғ ихтисат қилинип, наһийәниң ихтисадий, әлвәттә, санитарлиқ-экологиялик әһвалиму яхшилинидекән. Уйғур наһийәси.

349 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы