• Әхбаратлар еқими
  • 26 Қыркүйек, 2018

“Болашақ” стипендияси бәлгүләнди

Чәт әлдә кадрларни тәйярлаш бойичә җумһурийәтлик комиссия 142 намзат үчүн “Болашақ” стипендиясини бәлгүлиди. Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықованиң рәислигидә Чәт әлдә кадрларни тәйярлаш бойичә җумһурийәтлик комиссияниң новәттики мәҗлиси болуп өтти. Гүлшара Әбдиқалықова мәҗлисни ечип, Президент Нурсултан Назарбаевниң “Билим бериш әмәлиятидин алаһидә пикир қилиш маһаритини шәкилләндүрүш әмәлиятиға көчүш, тоғра әхбаратни тепишни вә уни тоғра пайдилинишни билиш аләмшумул тәрәққиятниң муһим мегатренди болуп һесаплиниду. Җошқун технологиялик тәрәққият шараитида мутәхәссисләр пүткүл һаяти мабайнида өз кәспини өзгәртишкә, шундақла билимини йеңилашқа тәйяр болуши керәк”, дегән сөзлириниң әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. – Һазир “Болашақ” стипендияси әйнә шундақ риқабәткә тақабил туридиған кадрларни тәйярлаш үчүн утуқлуқ платформа болди, – деди Дөләт кативи. 2018-жилда стипендияләрниң умумий сани 555 орунни тәшкил қилди. Комиссия өз ишиниң даирисидә “Болашақ” стипендиясини бериш үчүн намзатлар тизимини, шундақла программини әмәлгә ашурушқа мунасивәтлик бирқатар башқа мәсилиләрни қарап чиқти. Комиссияниң қарари билән 142 үмүткар стипендиягә сазавәр болуп, улар магистратура һәм докторантура программилири бойичә дунияниң йетәкчи илмий вә ишләпчиқириш мәркәзлиридә билим алиду. Гүлшара Әбдиқалықова мәҗлис ахирида программини әмәлгә ашуруш бойичә бирқатар тапшурмиларни бәрди.

418 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы