• Көргәзмә
  • 03 Қазан, 2018

Яркәнтниң қалиғичи

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Рәссам болуш иккиниң бириниң қолидин кәлмисә керәк. Униң үчүн балиниң бойида қабилийәт билән тиришчанлиқ, издиниш болуши һаҗәт. Һәрқандақ рәссам билән сөһбәтләшкинимдә яки көргәзмиләрни зиярәт қилғинимда, улар бир әсәр яритиш үчүн бәзидә жиллап ойлинидиғанлиғини ейтишиду. Бу қетим мән Яркәнт шәһиридики Қазақстанниң хәлиқ рәссами Әбилхан Қастеев намидики галереядә яш рәссам Назугум Самиеваниң шәхсий көргәзмисидә болуп, униңға толуқ көз йәткүздүм. Көргәзмини Ә.Қастеев галереяси мудириниң орунбасари, Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң әзаси Шолпан Заманбекова ечип, көпчиликни Назугумниң тәрҗимиһалидин вақип қилди. – Назугум йәттә йешидин мәзкүр галереядә рәсим сизиш билән шуғулланди, – деди у. – Мән Назугумдин чоң үмүт күтүведим. Арманлирим орунланди. У рәсим сизишни бирәтола таллавелип, мошу қийин иҗадий йолда тиришчанлиқ көрситип келиватиду. У шәһәрдики Луначарский намидики оттура мәктәптә пәқәт әла баһаларға оқуди. Назугумниң дәсләпки шәхсий көргәзмисиму мошу залда у 4-синипта оқуватқанда уюштурулған еди. Назугум 9-синипни тамамлап, майбояқлирини, қәләм-қериндашлирини көтирип, Алмутидики О.Тансықбаев намидики колледжниң рәссамчилиқ бөлүмигә оқушқа атланғанда, ақ йол тиләп қеливедуқ. Мана әнди, у аридин 7-8 жил өтүп, өзи туғулуп өскән ана жутида, билим алған мәктивигә кәспий рәссам сүпитидә рәсимлирини қоюп, силәр билән бизгә һавалә қиливатиду. Ундақ болса, рәмзлик лентини қийишқа Алмутидин қәдәм тәшрип қилған «DUNIYA-АРТ» заманивий сәнъәт галереясиниң мудири, мәдәнийәтшунаслиқ пәнлириниң намзити Һакимжан Гүлиевни тәклип қилайли. Рәмзлик лента қийилип болғандин кейин сөзгә чиққан Һакимҗан Гүлиев көргәзмигә қатнишиватқан көпчиликкә миннәтдарлиғини билдүргәч, Назугумға иҗадий утуқ тилиди. Шуниңдин кейин Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң әзаси Муһәббәт Һетахунова, «Инайәт» ассоциациясиниң рәиси Сүлһи Мәшрәпов, Панфилов наһийәлик һакимийити ички сәясәт бөлүминиң хадими Қанат Нурбол, Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Абдусалам Алиев вә башқилар сөзгә чиқип, яш рәссамниң қәлимигә мәнсүп әсәрләр, униң хилму-хил мавзулири, уларниң алаһидилиги һәққидә тохтилип, иҗадий утуқ тилиди. Биз көргәзмә давамида Назугумниң ата-аниси Ренат ака вә Чолпан һәдә билән сөһбәтләштуқ. – Аилидә өсүватқан төрт пәрзәнтниң үчинчиси болған Назугум кичигидин шоқ, әлтәк болуп өсти. У чағда биримиз электрик-энергетик, биримиз полиграфчи-оператор болуп ишләттуқ. Назугум бағчиға барғандин көрә, өйдә бовиси, мәрһум Бешир атимиз билән қелишни халатти. Бовиси яғашчи уста еди. Атимиз ешәк, ат-һарву қатарлиқ мәиший турмушумизда керәклиқ башқиму буюмларни ясайдиған. Бовисиниң йенида жүрүп, күндә биз иштин кәлгичә бир «йеңилиқ» ачидиған болувалди. Ақ қәғәзгә бәзидә өй һайванлирини, тәбиәт мәнзирисини ясап, уни мәктивигә апирип жүрди. Устази Татьяна Карпуша қизимизниң бойидики алаһидиликни байқап, рәсим сизишқа майиллиғини тәрипләп, рәссам болушқа дәвәт қилди, – дәйду биз билән болған сөһбәттә. Назугум колледжни қизил диплом билән тамамлап, оқушини Алмутидики ҚазМПУниң рәссамчилиқ факультетида давамлаштуруватиду. Арилиқта бир жил Шинжаң Сәнъәт университетида тәһсил көрди. – Мән асасән ана жутумниң тәбиитини, хәлқимниң бай мәдәнийитини, әмгәкчан жутдашлиримни тәсвирлигәнни яқтуримән, – дәйду Назугум сөһбәтара. – Мана мону рәсимләр «Мениң хәлқимниң аһаңи», «Уссулчилар», «Яркәнт тәвәси» дәп атилиду. – Бийил университетни тамамлаймән. Кәлгүсидә яш, талантлиқ рәссамларни тәрбийиләш нийиитим бар. Ейтмақчи, Назугумниң көргәзмиси мошу жилниң 25-октябриғичә давамлишиду. Панфилов наһийәси. CҮРӘТЛӘРДӘ: Назугум Самиева вә униң әмгәклири.

272 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы