• Һекайә
  • 11 Қазан, 2018

Үмүтвар вәзир

Бурун өткән заманда о олашқа интайин амрақ бир падиша өткән екән. Бир қетим у оға чиққанда еһтиятсизлиқтин бир бармиғини сундурувелип, наһайити беарам бопту. Вақиәниң гувачиси болған вәзир наһайити тәмкинлик вә үмүтварлиқ билән мундақ дәпту: – Алийлири, бу бәлким яхшилиқниң башарити болса керәк. Бу гәпни аңлиған падиша ғәзәпкә келип, один кәлгән заман вәзирни зинданға солапту. Аридин бир жил өтүп, падиша йәнә оға чиқипту. Шу әтрапта яшайдиған явайи адәмләр уни тирик тутувелип, нәзир-чирақ суписиниң үстигә мәккәм бағлап, илаһиға атап нәзир қилмақчи бопту. Дәл мошу чағда уларниң бири падишаниң бир бармиғиниң йоқлуғини байқап қапту. Буни көргән қәбилә һәйъити уни “мукәммәл болмиған нәзирлик” дәп қоюветип, йенидики һәммә җәһәттин тәл-төкүз вәзирини өлтүрүп, нәзир қилиш қарариға кәпту. Падиша ордисиға қайтип кәлгәндин кейин, өткән жили үмүтвар вәзирниң о олаш пәйтидә қолини кесивалғанда ейтқан гепини ойлап, уни зиндандин бошитип, кәчүрүм сорапту. — Сизгиму рәхмәт, – дәпту вәзир өз новитидә падишаға миннәтдарлиғини билдүрүп. – Әгәр сиз зинданға ташлимиған болсиңиз, мән бүгүн явайи адәмләрниң қурвиниға айланған болар едим.

219 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы