• Әхбаратлар еқими
  • 11 Қазан, 2018

Мени хошал қилған һөҗҗәт

Мән аддий әмгәк адими. Балилар бағчисида ишләймән. Үч оғул, бир қизим бар. Узун жиллар бойи банктин алған несийәмизни төләп, әйтәвир, икки бөлмилик пәтиримизни өз намимизға яздурувалдуқ. Он жилдин ошуқ вақит елимиз пайтәхти – Астана шәһиридә яшаватимиз. Мениң вә рәпиқәмниңму айлиқ мааши махтиғидәк әмәс. Шуңлашқа шәнбә-йәкшәнбә күнлири азду-тола шәһәр ичидә киракәшлик қилишқа тоғра келиду. Мошундақ қийинчилиқларға қаримай, пәрзәнтлиримни көптин қалдурмаслиққа тиришиватимиз. Башланғуч синипларда оқуған пәйтлиридә, көпбалилиқ аилә әзалириниң балилири болғанлиғи үчүн, уларниң спорт вә сәнъәт өмәклиригә қатнишиш мүмкинчилиги бар еди. Бирақ балилирим чоң болғансири, улар қатнишиватқан чоң өмәкләргә пул төләш лазим болди. Һә, бизниң аиләвий бюджетимиз уни көтирәлмигәнликтин, икки оғлум спорттин чәтнәп кетип барғанлиғини көрүп, өзәмни қойидиған җай тапалмай жүрдүм. Мана йеқинда Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев өз Мәктүбидә Һөкүмәткә йеңидин 100 сағламлаштуруш мәркәзлирини селишқа тапшурма бериши мени толиму хошал қилди. Әлвәттә, барчиға пайдиси бар әйнә шундақ мәркәзләрниң бизниң тәвәдиму ечилидиғанлиғиға ишәнчим камил. Мундақ хуш хәвәрни аңлиған балилириму «бөкини асманға» атти десәм, ашуруваткәнлик әмәс. Шуниң билән биллә Мәктүптә мәктәп йешиғичә болған билим бериш сүпитини яхшилаш вә устаз мәртивисини көтириш тоғрилиқ мәхсус қанун қобул қилиниши һәққидиму сөз болди. Бу болсиму жигирмә жилға йеқин тәрбийичилик тәҗрибиси бар рәпиқәм билән униң кәсипдишлириниму хошал қилидиғанлиғи ениқ. Ярмуһәмәт ИСЛӘКОВ. Астана шәһири.

502 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы