• Әхбаратлар еқими
  • 11 Қазан, 2018

Президент һозурида

Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаев Премьер-министрниң орунбасари Асқар Жумағалиевни қобул қилди. Учришиш давамида Милләт Лидериға Нью-Йоркта вә Лондонда өткүзүлгән инвестициялик форумларниң йәкүни тоғрилиқ һесават берилди. Асқар Жумағалиев бәргән әхбаратқа қариғанда, чәтәллик инвесторлар үчүн бирқатар умумий сессияләр өткүзүлди. Сессияләрдә Қазақстандики хусусийлаштуруш, ихтисатниң айрим секторлириға инвестиция бөлүш, Улуқ Ипәк йолини тикләш, транспорт логистикисини тәрәққий әткүзүш, шундақла рәқәмләштүрүш саһасидики инновацияләр вә “Астана” Хәлиқара малийә мәркизиниң паалийитигә мунасивәтлик мәсилиләр муһакимә қилинди. Униңдин ташқири Премьер-министрниң орунбасари Қазақстан Президентиға инвестициялик форумлар даирисидә өткүзүлгән иккитәрәплимилик учришишларниң нәтиҗилири тоғрилиқ доклад қилди. Ахирида Нурсултан Назарбаев бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди. *** Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаев Әл-Азһарниң Алий имами Шейх Ахмад ат-Тайебни қобул қилди. Дөләт рәһбири Алий имамға илтипат билдүрүп, мундақ жуқури дәриҗидики меһманларниң Дуниявий вә әнъәнивий динлар йетәкчилириниң VI қурултийиға қатнишишиниң Қазақстан үчүн чоң әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. – “Әл-Азһар” университети билән биз узун вақиттин буян алақә бағлаватимиз, биз униң алимлириниң паалийити билән тонуш. Сизниң Қурултайға қатнишишиңизниң бизниң умумий ишимизға қошулидиған чоң һәссә болидиғанлиғиға ишинимән, – деди Нурсултан Назарбаев. Өз новитидә Шейх Ахмад ат-Тайеб Қазақстан Президентиға форум ишиға қатнишишқа тәклип қилғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди. – Мениң Қазақстанға қилған дәсләпки сәпиримдин кейин силәрниң пайтәхтиңлар Астана наһайити өзгирипту. Бу йәрдә нурғунлиған көркәм беналар пәйда бопту, – деди диний әрбап. Учришиш давамида тәрәпләр муһим мәсилиләрни вә конфессияләрара диалогни тәрәққий әткүзүш истиқбалини муһакимә қилди.

392 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы