• Әхбаратлар еқими
  • 17 Қазан, 2018

Йеңи вәзипә, жуқури җавапкәрчилик жүкләнди

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Һазир елимизниң җай-җайлирида Президент Мәктүби қизғин муһакимә қилинип, қоллап-қувәтләшкә егә болмақта. Әйнә шундақ жиғин Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ишиктә шәһиридә өтүп, униңға мәктәп, карханилар рәһбәрлири, наһийәлик вә вилайәтлик мәслиһәтләр депутатлири, шундақла Алмута вилайәтлик дөләт хизмити вә уюшқан җинайәтчиликкә қарши күришиш департаментиниң башлиғи Серикбай Нурғисаев қатнашти. – Дөләт рәһбириниң ениқ мәхсәтлири, муһим тәшәббуслири түпәйли елимиз ихтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятқа қол йәткүзмәктә, – дәп сөзини башлиди Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Бинәли Ысқақ. – Бу қетимму Дөләт рәһбири хәлиқниң иҗтимаий әһвалини яхшилашқа алаһидә көңүл бөлмәктә. Әнди Мәктүптә ейтилған 6 асасий вәзипә бойичә иш елип баримиз. Андин Бинәли Әбдиқапасулы Мәктүптә кәлтүрүлгән 6 вәзипигә һәртәрәплимә чүшәнчә бәрди. Һаким “Тиҗарәтниң йол хәритиси-2020” программисини әмәлгә ашуруш қәрәлиниң 2025-жилғичә узартилғанлиғиға тохтилип, ушбу программа бойичә наһийә тиҗарәтчилиригә 7 миллиард 591 миллион 768 миң тәңгә ярдәм көрситилип, 453 иш орниниң ечилғанлиғи, нәтиҗидә кичик вә оттура тиҗарәт субъектлири саниниң 18 276 миңға йетип, уларниң наһийә бюджетиға қошуватқан үлүшиниң 56 пайизни тәшкил қилғанлиғи һәққидә тәпсилий тохталди. Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә 2019-жилниң 1-январидин тартип әң аз мааш 1,5 һәссигә, йәни 28 миң тәңгидин 42 миң тәңгигичә көтирилиши керәк. Мошу йосунда наһийә һакиминиң орунбасари Алтай Досумбаевқа, наһийәлик ихтисат вә бюджетлиқ планлаш бөлүминиң башлиғи Ермек Жәкеевқа 2019-жилниң бюджетни қайта қараштурушни, йәнә бир орунбасари Мақсат Бекетаевқа агросанаәт саһаси тәрәққиятиниң реҗисини түзүп чиқишни тапшурди. Шундақла наһийә һакими Б.Ысқақ һазир наһийәдә чәтәллик инвесторларниң ярдими арқилиқ 200 миллиард тәңгидин ошуқ икки лайиһиниң әмәлгә ешиватқанлиғини атап өтти. Шуларниң бири – вольфрам ишләп чиқиридиған «Жетісу вольфрамы» заводи. Униңда 350 адәм иш билән тәминлинип, мәһсулат йеқин вә жирақ чәт әлләргә чиқирилидиған болиду. Мәзкүр баш қошушта билим бериш, саламәтликни сақлаш саһалирида қол йәткүзгән утуқлар билән биллә бәзибир йешилмәйватқан мәсилиләрму ейтилди. Мәсилән, наһийәдә 4 үч сменилиқ мәктәп бар екән. Бу мәсилини һәл қилиш үчүн һаким наһийәлик қурулуш бөлүмигә үч йеңи мәктәпниң лайиһисини түзүп, сметилиқ һөҗҗәтлирини тәйярлашни, мәркизий ағриқхана мәмурийитигә электронлуқ паспорт ясаш үчүн мошу жилниң ахириғичә турғунларни толуғи билән тиркәшни тапшурди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

471 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы