• Әхбаратлар еқими
  • 24 Қазан, 2018

Келәчәк – яшларниң қолида

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Өткән һәптидә Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов «Достлуқ өйидә» яшлар билән учрашти. Учришишқа ҖУЭМ йенидики Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң, «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзалири билән һәрхил саһаларда ишләватқан бир топ яшлар қатнашти. Бу күни Шаһимәрдан Үсәйин оғли учришиш қатнашқучилириға Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң қазақстанлиқларға йоллиған новәттики «Қазақстанлиқларниң паравәнлигиниң өсүши: тапавәтниң вә турмуш сүпитиниң яхшилиниши» намлиқ Мәктүби һәққидә әтраплиқ чүшәнчә бәргәч, униңда көтирилгән мәсилиләрниң әмәлгә ешиши үчүн 1,5 триллион мәбләғниң бөлүнгәнлигини, келәр жили «Яшлар жили» елан қилинғанлиғини тәкитләп, көплигән мәсилиләрниң беваситә яшларниң арилишиши билән әмәлгә ашидиғанлиғини алаһидә қәйт қилди. Болупму яш әвлат вәкиллириниң өз хәлқигә хизмәт қилиши үчүн барлиқ шараитниң моҗут екәнлигини тилға алған Мәҗлис депутати мундақ мисални кәлтүрди: алий билим дәргаһлирида һөкүмәт һесавиға оқуш үчүн бөлүнүватқан грантларниң жилдин-жилға көпийиши, заманивий студентлар ятақханиларниң селиниши, шундақла қабилийәтлик яшларни чәт әлләрдә оқутушқа һазирқидәк дуниявий боһран пәйтидә мунчилик мәбләғ бөлүватқан мәмликәт йоқниң орнида. Шундақ екән, Қазақстанни 50 әң тәрәққий әткән дөләт қатариға киргүзүш, гражданларниң турмуш сүпитини яхшилаш мәхситидә алға сүрүлгән мәсилиләрни һәл қилиш яшларниң қолидики вәзипә. Шундақ екән, Шаһимәрдан Үсәйин оғли бу паалийәтләрдин уйғур яшлириниңму чәттә қалмайдиғанлиғиға ишәнчә билдүрди һәм мәзкүр учришишқа иштрак қилған яш қәләм саһиблириниң иҗадийити һәққидә пикирлишип, уларға бирмунчә пайдилиқ пикир-мәслиһәтлирини бәрди.

742 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы