• Әхбаратлар еқими
  • 24 Қазан, 2018

«Барлиқ ишлар қанун даирисидә болуши шәрт»

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Дүшәнбә күни Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов Или-Алитеғи дөләтлик миллий тәбиий паркиниң ишчи-хизмәтчилири билән учрашти. Мәҗлис депутатини бу йәрдә ушбу мәһкиминиң баш мудири Дамир Малгельдиев билән Қарасай наһийәси һакиминиң орунбасари Мақсут Жаппаров күтүвалди. Дәсләп Шаһимәрдан Үсәйин оғли мәһкимә рәһбәрлиги билән айрим сөһбәттә болуп, уларниң паалийитидин учур алди. Өз новитидә, Дамир Нурбекулы Мәҗлис депутатиға қолға кәлтүрүлгән утуқларни йәткүзгәч, узундин буян һәл қилинмай келиватқан бирқатар муһим мәсилиләрниңму йоқ әмәслигини ейтип өтти. Андин улар тәбиий паркниң мәҗлисләр залида көпчилик билән Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң қазақстанлиқларға йоллиған новәттики «Қазақстанлиқларниң паравәнлигиниң өсүши: тапавәтниң вә турмуш сүпитиниң яхшилиниши» мавзусидики Мәктүбини муһакимә қилди. Бу йәрдә сөз алған Шаһимәрдан Нурумов Мәктүптә көрситилгән барлиқ тапшурмиларниң һәммиси аддий гражданларниң, йәни уларниң қандақла саһада әмгәк қиливатқанлиғидин қәтъий нәзәр, турмушини яхшилашқа қаритилғанлиғини тәкитләп, бу тапшурмиларниң әмәлгә ешишиға миллиардлиған мәбләғ бөлүнгәнлигини алаһидә қәйт қилди. Шундақла натиқ бүгүнки учришиш қатнашқучилириниң айлиқ мааши вә моҗут проблемилири жуқуриға мәлум екәнлигини ейтип, уларниң пәйдин-пәй иҗабий һәл қилинидиғанлиғини ейтти. – Мән бүгүн силәрниң алдиңларда рәсмий иш бабидики вәзипәмни ада қиливетиш үчүнла кәлгиним йоқ – деди депутат. – Әксичә, пикир-тәклиплириңларни аңлап, демократиялик йолда, очуқ-йоруқ муңдишип-сирдашқили кәлдим. Раст, проблема йоқ саһа болмайду. Өзәңларға мәлум болғинидәк, жилдин-жилға Президентимизниң дана сәясити түпәйли җәмийитимиз гүллиниш дәврини баштин кәчүрүватиду. Келәчәктә буниңдинму яхши болидиғанлиғиға ишәнчим камил. Мәҗлис депутатиниң нутқини диққәт билән тиңшиған ишчи-хизмәтчиләр өзлирини қизиқтурған бирмунчә соаллирини қоюп, уларниң арисида муһим дегәнлириниң һәл қилинишиға қол учини сунушини илтимас қилди. Мәсилән, мәһкимә ишчилириниң айлиқ маашиниң аз болуши өз алдиға, әнди улар үчүн турушлуқ өй яки ятақханиларниң йоқлуғи муһим петичә қалмақта. Буниңдин ташқири, Или-Алитеғи дөләтлик миллий тәбиий парки территориялиригә қанунсиз селинған дачилар билән һашамәтлик өй егилирини сотқа бәргәндә, сотларниң қһөкүми шәхсийләрниң пайдисиға йешилмәктә. Бу йәрдә инчикә мәсилиләрниң көплигиниму инавәткә елиш лазим, әлвәттә. Мана мошундақ проблемилардин қулақдар болған Шаһимәрдан Нурумов барлиқ ишларниң қанун даирисидә әмәлгә ешиши әқилгә мувапиқ дәп, бу мәсилини тегишлик орунларға йәткүзүшкә тиришидиғанлиғини ейтти.

456 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы