• Әхбаратлар еқими
  • 08 Қараша, 2018

«Уйғур авази» – уйғурумниң көзи һәм сөзи

«Уйғур авази» – хәлқимизниң муңдиши вә сирдиши. У һәрбир уйғурниң өйидин тепилиши шәрт. Шәхсән өзәм «Уйғур авази» гезитиниң келишини тақәтсизлик билән күтимән. Бәтлиридә бесилған мақалиларниң бириниму қалдурмай оқуп чиқип, андин кейинла уни рәтләп елип қойимән. Болупму туғулуп-өскән жутум Ачиноқа һәққидә йезилған мақалиларни тәшналиқ билән күтимән. Яш чоң болғансири жутниң қәдир-қиммити алайтәнла ашидекән әмәсму?! Өткәндә Адилҗан Һәмраевниң «Бир-биригә ярашқан синипдашлар» мавзулиқ мақалисини оқуп чиқип, худди жутумға берип қайтқандәк һис қилдим өзәмни. Адәм балиси үчүн ана жуттин, ана сүти билән сиңгән ана тилидин артуқ немә болуши мүмкин?! Шүкри, тилимизни үгинип, билишимиз үчүн Дөләт рәһбири бизгә барлиқ мүмкинчиликләрни яритиватиду. Театримиз, гезитимиз вә мәктәплиримиз бар. «Уйғур авази» гезитиниң бәтлиридә Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов һәққидә йезилса, дәрру униң дадиси, устазим Үсәйин Рәшитовни әсләймән. Униң билән биллә устазлиримиз Абдуллам Һәмраев, Абдуллам Мәһәммәтов, Иссақ Имиров, Абләһәт Анайәтов көз алдимға келиду. Балилиқ дәвримиз һазирқидәк баяшәт болмисиму, тиришип оқудуқ, исимлири аталған муәллимләр дилимизға ата-аниға, қериндашқа, билимгә, ана жут вә вәтәнгә болған меһир-муһәббитимизни ойғатти. Уларни биз дайим һөрмәт қилип өттуқ. «Уйғур авази» гезити интайин мәзмунлуқ чиқиватиду. Оқурмәнлиригә қошумчә латин йезиғиниму үгитиватиду. Бу бизниң һаятимиздики йеңилиқ әмәс. Сәвәви, устазлиримизниң ейтишичә, бурун ата-анилиримиз латинчә оқуған екән. Мәктәптә, кейин Талғир йеза егилиги техникумида оқуп жүргинимдиму «Уйғур авазини» ташлимидим. Андин бурунқи Челәк наһийәсигә қарашлиқ Байсейитта тамака совхозида бригадирниң ярдәмчиси, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қаракемер йезисида бухгалтер, кейинирәк буфетта, ахирида дуканниң башлиғи хизмәтлиридә ишләп, 33 жиллиқ стаж билән дәм елишқа чиқтим. Қәйәрдә яшишимдин қәтъий нәзәр, «Уйғур авази» гезити маңа дайим муңдаш вә сирдаш болуп кәлмәктә. Маһирәм ИСЛАМОВА, әмгәк ветерани. Ишиктә шәһири, Әмгәкчиқазақ наһийәси.

480 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы