• Спорт
  • 08 Қараша, 2018

Келәчигидин үмүтләндүриду

Гөһрәбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА «Уйғур авази» Яркәнтниң өзидида бирқанчә спорт комплекси билән онлиған клублар, шәхсийләр тәрипидин селинған футбол, волейбол мәйданчилири бар. Уларда мәшиқлиниватқан яшларға қарап зоқлинисиз. Чүнки яшларниң сағлам һаят тәризини қелиплаштуруп, бош вақтини пайдилиқ иш билән өткүзүватқини хошал боларлиқ. Улар шундақла һәрхил дәрижидики мусабиқиләргә қатнишип, чоң утуқларға қол йәткүзмәктә. Бәхтияр Тайиров – әйнә шундақ спортсөйәр яшларниң бири. У спортниң джиу-джитсу түри билән шуғуллиниватқиниға бари-йоқи бир жил болди. У әтрапиға спортниң бу түригә қизиқидиған яшларни топлап, «Яркәнт Топ Тим» клубини тәшкил қилди. Клубта 50тин ошуқ бала шуғулланмақта. Ейтмақчи, уларниң арисида қизларму бар. Йеқинда Бәхтияр Тайиров рәһбәрлигидики джиу-джитсучилар Алмута шәһиридә өткән җумһурийәтлик Арлан Грип Селекшн хәлиқара мусабиқисигә қатнишип, 5 алтун, 6 күмүч, 7 бронза медаль билән мукапатлинип, ата-анилири билән устазиниң үмүтини ақлиди. Бу мусабиқидә 53 килограмм салмақ дәриҗиси бойичә Яркәнт шәһиридики кәспий-техникилиқ колледж студенти Билимҗан Һосманов 14–15 яшлиқ балилар арисида биринчиликни қолға кәлтүрсә, әң яш қатнашқучи Амилина Нурмагаметова (сүрәттә) 18 килограмм салмақ категорияси бойичә ғалип чиқти. Һазир улар Алмутида өтидиған йәнә бир хәлиқара мусабиқигә тәйярлиниватиду. Панфилов наһийәси.

198 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы