• Ана - һаят гүли
  • 08 Қараша, 2018

Анидәк ғәмгүзар қайда

Дунияда анидәк ғәмгүзар, беқияс инсан қайда. Уларсиз аләмни, аилини тәсәввур қилиш мүмкин әмәс. Вәтән өйдин башланса, әшу өйниң көрки, бәрикити, шатлиғи ана дәп етирап қилинған. Яхши ана әргә қанат болса, пәрзәнтлири үчүн қуяш болуп һесаплиниду. Чүнки ана меһир-муһәббити қуяш нуридәк иссиқ. Шуңлашқа қәлби меһир-шәпқәт билән жуғирилған анилар тоғрилиқ һекмәтлик гәпләр, тәсирлик һекайиләр қедимидин ейтилип келиватиду, у һечқачан түгимәйду. Шуниң үчүн аниниң сиңдүргән әҗригә пәрзәнтлири бир өмүр қәриздар, шуни чоңқур һис қилған һалда, нураний анимиз Зәйтүнәм Мәмәтәли қизи һәққидә азду-тола гәп қилишни пәрзәнтлик борчум, дәп чүшәндим. Чүнки қәдирданимиз мошу жилниң 10-ноябрь күни өзиниң 75 яшлиғини нишанлайду. Буму өткән һаят йолуңға бир нәзәр ташлап өтидиған пәйт әмәсму! Қәдирдан анимиз 1943-жили Шәрқий Түркстанниң Чөчәк шәһиридә көпбалилиқ аилидә туғулған. Бовимиз Мәмәтәли вә момимиз Җимиләм инақ аилидә сәккиз пәрзәнт сөйүп, тәрбийиләп қатарға қошқан. Шуларниң бири анимиз Зәйтүнәм Мәмәтәли қизи Һашимова. Анимизниң балилиқ вә яшлиқ чеғиниң бир қисми уйғурлар зиминида хәлқимиз мустәқилликкә еришкән жиллириға тоғра кәлди. Бу йәрдә, мәдәнийәт вә мәрипәт саһалирида болуватқан өзгириш-йеңилиқлардин бәһримән болуп өсти. Билим елишқа интизар яшлар қатарида анимизму болуп, Чөчәктә оттура мәктәпни үлгилик тамамлайду. Андин оқушини давамлаштуруп, мутәхәссислик елиш истигидә бир топ достлири билән Беҗин шәһиригә атлинип, бу йәрдики сәнъәт институтида тәһсил көриду. Уни әлачилар қатарида пүтирип, режиссер мутәхәссислигини егиләп, туғулған жутиға қайтиду. Көп өтмәй Чөчәк шәһәрлик драма театрида өз кәспи бойичә иҗадий паалийитини башлайду. Баш режиссерға тәәллуқ ишлар аз әмәс еди. Уларни орунлашқа иҗтиһатлиқ билән киришиду. Кәйни-кәйнидин йеңи пьесиларни сәһниләштүрүп, чоң концерт программисини тәйярлап, тамашибинларға һавалә қилиду. Кәң зал ичи тамашибинларға лиқ толуп, уларниң қизғин алқишлириға еришиду. 1961-жилқи аммивий көч-көчләрниң биридә Һашимовлар аилисиму Қазақстан дияриға көчүп чиқти. Бирақ бу яқта уларға егидарлиқ қилидиған қериндаш-туққанлири болмиғачқа, Шәмәй вилайити Жарминск наһийәсиниң “Михайловск” совхозиға орунлишиду. Бу йәрдә йерим жил туруп, у-бу ишларда ишлигәндин кейин мәзкүр вилайәтниң “Тамсық” совхозиға әвәтилиду. Аилә әзалири болуп егиликниң һәрхил саһалирида ишләйду. Шу жиллири чөчәклик жигит Үсүпҗан Исмайилов билән анимиз тонушуп, турмуш қуриду. Оқуған, идриги бар Абулқасим чоң дадимиз егилик рәһбәрлиригә ейтип чүшәндүрүп, ахири Алмута вилайити Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң “Қазақстан” совхозиға көчүп келиду. Андин қериндашлириға уқақ тартип Алмутидин анчә жирақ әмәс Қарғали йезисиға көчүп келиду. Тиришчан, әмгәкчан дадимиз бу йәрдики сукно фабрикисида дәсләп қатардики ишчи, кейин цех башлиғи болуп ишләп, илғарлар қатаридин көрүниду. Кейинирәк пәрзәнтлирини уйғурчә оқутуш мәхситидә Алмута шәһириниң “Достлуқ” мәһәллисигә көчүп келип, турақлишип қалиду. Дадам ишләмчан, тирикчиликкә пухта болғачқа, бу йәрдиму өй селип хатирҗәм яшайду. Әшу жиллири анимиз Зәйтүнәм Мәмәтәли қизиниң тәшәббуси вә уюштуруши билән жутта “Сәйярә” ансамбли тәшкил қилинип, тинимсиз мәшиқ, тәйярлиқтин кейин чоң концерт программисини уйғурлар зич җайлашқан шәһәр әтрапидики наһийә, жутларда тамашибинларға һавалә қилди. Концерт тәсирати жирақларғиму йетиду. Анимизниң иҗадий издиниши түпәйли концерт программиси қериндаш хәлиқләрниң нахша-сазлири билән толуқтурулуп, “Сәйярә” коллективи Россия, Украина вә башқиму җумһурийәтләрдә гастрольларға чиқиду. Җараңлиқ вә муңлуқ нахша-сазлири билән тамашибинларниң қизғин алқишлириға сазавәр болуп, шан-шәрәпләр қазиниду. Нәтиҗидә көт өтмәй “Сәйярә” коллективиға “хәлиқ ансамбли” дегән шәрәплик нам берилиду. Бу утуққа дадамниңму қошқан мунасип үлүши бар. У апимизниң қәдимини һәрқачан қизғин қоллап-қувәтләп, ярдәмлишип турди. Бизниңму сәнъәткә болған иштияқимизни ойғатти. “Сәйярә” хәлиқ ансамбли коллективи арисидин “Asia Plus Records” студиясиниң мудири, нахшичи һәм композитор Сәһәрдин Йүсүпов, талантлиқ режиссер вә иҗрачи Сәйпидин Тайиров, хәлқимиз сөйүп тиңшайдиған нахшичи Ярмуһәмәт Калашиев охшаш талантлиқ сәнъәткарлар йетилип чиқти. Мошундақ шагиртлири билән анимиз орунлуқ пәхирлиниду. Заман өзгәргәндин кейин йүз бәргән боһранчилиққа бола ансамбль паалийитини тохтитишқа мәҗбур болди. Бирақ анимизниң сәнъәт саһасидики бу изгү ишини жутдашлири, дост-бурадәрлири һазирму унтумай, миннәтдарлиқ илкидә тилға алиду. Ана йолини инимиз Җүръәт Исмайилов ишәшлик давамлаштуруватиду. Униң исми истедатлиқ яш сәнъәткар-композиторлар қатарида атилиду. Аңлиқ һаятини сәнъәткә беғишлиған анимизниң мәптункар чирайи бизгә чекилмигәндәк, иллиқ, гөзәл көрүниду, өзиму дайим хушхой, тетик жүриду. Шу гәмгүзар анимиз Зәйтүнәм Мәмәтәли қизини қериндашлири, туққанлири намидин шанлиқ тәвәллуди билән чин жүригимиздин қизғин тәбрикләп, мустәһкәм саламәтлик, узақ өмүр, хатирҗәмлик тиләймиз. Гүлбағдәм ИСМАЙИЛОВА. Алмута шәһири.

141 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы