• Дастан
  • 08 Қараша, 2018

Өңкүрдин сада

Нур Әхмәт ТОХТАХУН (Дастан) Бағкәтмәнлик Гүлмәт дегән чал, Чиғ әкелип көшүк тоқатти. Меһнәт қилип яшиғач һалал, Теч һаятқа дуа оқатти. Алваң селип дүшмән әшу һал, Қарғилардәк бешин чоқатти. Еғилида қалдурмастин мал, Йәп һәммини қалмақ йоқатти. Кәтмән теғи бағриға алған, Ондин ошуқ уйғур мәлиси, Миң жил бурун имарәт салған. Бәкму уста мошу саһада, Өйлири һим, һәтта гәмиси, Төзәр һәрхил бала-қазаға. *** “Пиязлиқта” чиғлиқ далада, Учрап қалди аңа Назугум. Қонуп жүргәч сиртта – талада, Көрүнгәнкән “һурдәк” әшу зум. Булутму йоқ асман – самада, Күн патай дәп чүшкәндә гугум. Бәрмәй егәм қудрәт мабада, Қорққинидин қачатти чоқум. Турар еди адәмсүпәт һур, Инсан билән көрүшти ахир, Бәлким хошал учриған уйғур... Қутулдуруп худди зулумдин, Учраштурди мошу дала қир, Тапан көйүк топа вә қумдин. *** Гүлмәт бовай сориди ундин, Пәриму сән? Һурму? Йә адәм? Әсли тәкти бу йәр бурундин, Маканлиған әҗдат муқәддәм. Мидир қилмай турған орундин, Сориғандәк тәлмүрүп ярдәм, Түтүн охшаш чиққан турхундин, Қаплавапту дилин муң-әләм. “Әссалам” дәп егилди гөзәл, Аһаңи зил момилар үни, Һодуқтурди бовайни сәл-пәл. Өз өйигә тапалмастин йол, Маңған яяқ кечиси-түни, Болмиғачқа астида дул-дул. *** Кийимлири жиртилған җул-җул, Тикән сизғач, яра аяқлар. Қалмақларға болмиған у қул, Тәгсиму һәм зәрбә-таяқлар. Яп-яш гөзәл қалған еди тул, Тенәп қелип маңған қаяқлар? Тал шехида сайриса булбул, Ана зимин охшаш бу яқлар... Қисас алди әл-жути үчүн, Баш қалмаққа салғанда хәнҗәр, Җан тапшурди чиқармастин үн. Сәзмигәндә пайлақ лалмиси, Чиқти өйдин аста дәссәп йәр, Адәмзатниң есил даниси. *** Гөзәл җуган уйғур аниси, Әрк үчүн җенини тиккән. Пана тепиш униң баниси, Ана йәргә риштини чиккән. Болған еди өйи – ханиси, Һойлисиға мевиләр тиккән. Язда “бәш җүп”, қишта чаниси, Балилиғи бәхтияр өткән. Әзиз Қәшқәр, гөзәл әй макан, Яратқансән пәриләрни сән, Батурлириң болғанди хақан. Назугум у Қәшқәр гөзили, Бар уйғурниң һәммисигә тән, Милләт еңи, тарихниң һули. *** Һазир һәммә билиду уни, Номусини сақлиған ана. Болмас әсла уятниң хуни, Тәбиәттин яралған дана. Бәл ашқичә кечип соғ суни, Йетип кәлгән бу йәргә мана. Сақлап пакиз һар-номусини, Йүксәк әқил, сезими – сана. Батурлуғи баһадурға тәң – Қолбашчини өлтүрәлмәтти, Он миң әскәр қилсиму һәм җәң. Райимбекму әскирин шувақ, Чоң “Аттанға” көтирәлмәтти, Кәлмигәндә хәвәр бир япрақ... *** Қошақлири тилларда яңрақ, Исми униң һәрбир қәдәмдә. У исимға һәр уйғур амрақ, Тәрипләйду әдип қәләмдә. Шундақтиму әҗримиз камрақ, Ейтмисақ сөз бизгә әләмдә. Әсәримиз болмисун хамрақ, Ой қозғисун һәрбир адәмдә. Қуддус ака опера язди, Тизди үнчә Алмасбек, Турған, Көп алимлар өткәнни қазди. Сөз зәргари бовимиз Билал, Бу тарихни әң дәсләп язған, Тили раван кәби шерин бал. *** Чалға ейтти әһвалин аял, Тәпсилатин йошурмай һечбир Бовайму һәм сүрүп аз хиял, Деди: – Қизим болсун бу бир сир. Өткүзмәстин дәқиқә һәйәл, Биллә елип ешипту һәм қир, Әтрапиға қариғач ғил-пал, Титирисиму қоллири дир-дир. Гүлмәт бовай дехан әвлади, Йәттә қирлиқ уста һүнәрвән, Қувлуқ немә билмәйду зади. Келәр еди йетип һәм чүшкә, Терип алар пияз-гөшүнә, Қалдурмастин соғуқ үшшүккә. *** Олтарғузуп уни көшүккә, Ешигини йетәкләп өзи. Ешәк қарар уттур төшүккә, Үркимәскә йепилған үзи. Бөләнгәндәк худди бөшүккә, Илинипту җуганниң көзи. Түгүрлинип охшап мөшүккә, Бовай күлди ичидә сөзи. Бағ Кәтмән у Қизил Октябрь, Колхоз болуп яшиди көп жил, “Кепәбулақ” униң билән бир. Қошулғанди һәм доғисиға, “Кәтмән” билән болуп җану дил, Кәтти чүшүп дәл йорғусиға. *** Һойлидики чиғ догисиға, Йошурупту еһтиятчан чал. Орап уни һәм җугисиға Демиңни ал, – дәпту, – бемалал. Киргәндәк қуш өз угисиға, Муюқупту әзиз бәркамал. Тәбиәтниң өз соғисиға, “Рәббим Алла панаһиңға ал”. Тағ бағриға җайлашқан йеза, Һәҗәп раһәт өтиду күнләр, Йемисиму қарта вә қеза. Кичик мәлә он бәшчә түтүн, Авам пухра саддә мөмүнләр, Хуш моридин чиқсила түтүн. *** Момийини чөчүтмәс үчүн, Сөз башлапту жирақтин авал. Қаттиқ қилип чиқармастин үн Дәпту аста: – Момай қулақ сал. Вақиәни сөзләпту пүтүн, – Бу балиға болмиғай угал. Чүшкән үчүн башқа еғир күн Дедим: – Бизгә пәрзәнт болуп қал. Пәрзәнт дегән артуқлуқ қилмас, Қериғанда қол-қанат саңа, Иштиришкә көңлимиз қиймас. Дилда йеқип көйүк отини, Момиларни әсләтти маңа, Көргинә сән униң хулқини. *** Мәйли беқип алайли уни, Өйүмизниң һөсни у болсун. Қазандила исситай суни, Жуюп қояй раһәткә толсун. Қоллап момай һәм бовийин, – Сиртта әмәс ханида қонсун. – Деди момай ички ойини: Шарапити бу өйгә қонсун. Көңли сүттәк аққина ана, Мундақ әмәс һәммә немишкә, Йетишмәмду һәммигә сана. Яралғанғу идир билән сай, Қуяш нурин тәңла емишкә, Аниларда меһир шәпқәт бай. *** Елип кирди йетиләп момай Қарап-қарап тойматти аңа Өй ичигә киргәндәкла Ай, Дәпту: – Соға кәлтүргән маңа. Өйүмизгә киргүздиң чирай, Рәхмәт Алла, миң қатлиқ саңа. Панаһ бәргин сениңдин сорай, Сүбһидәмгә, сәһәрдә – таңда. Ялғуз Алла қудрити билән, Бәрди панаһ вә бәрди имкан, Барлиқ махташ шуниңғила тән. Бир капирға қилмастин хотун, Қериндаштәк қилинди еһсан, Әслитип һәм қәдирлик жутин. *** Чевәр қоллуқ гөзәл Нузугум, Өй ичини безәпту бөләк Бала-чақа һәм уруқ-тухум, Болушупту һәмдәрду, йөләк. Баштин кәчкән қабаһәт қурум, Қошиғида тәсвирләнгән бәк. (Нахшилирин язғанда қолум, Тит-тит болуп езилди жүрәк...). Дәрт-һәсрити муңлуқ қошақта, Роһи чүшкән алиду мәдәт, Сайриғандәк булбуллар шахта. Узақ өтмүш хиялим-оюм, Язғинимда ушбу шеир – хәт. Ялқунлайду илһамим – отум. *** Көрүп қелип хошнаю-холум, Сөз тарқитип ейтипту “җин” дәп. Ғевәт билән толтуруп тулум, Қизғиништин йейишипту гәп. У аләмдә тартишар зулум, Ушшақ сөздин алса һардуқ-нәп. “Тағ Кәтмәнгә” чүшкәндә йолум, “Бағ Кәтмәнгә” баралмидим зәп... Һәммисила әмәс бирақта, Яманлиқниң койида жүргән, Һайдалмисун бирла таяқта. Бәзиләрдә йоқтур хәтир-үз, Қапақ селип үзини түргән, Ундақларни дәйду “яман көз”. *** Йетип кәпту җарчи ейтқан сөз, Бир җуганни издишәр қалмақ. Мукапатқа берәр тилла йүз, Нурғун адәм болушуп алмақ. Издишипту қалмай дала түз, Янчуғиға оп-оңай салмақ. Сүрүштүрүп бир язу вә күз, Молҗалиған дәл мошу аймақ. Басқунчида һейлә-мәкир көп, Ач-ялиңач қалғандур пухра, Көпчиликниң йемигини чөп. Тосалмайду чиққан шамални, Өзлиригә ишлири тоғра, Илаҗисиз тапқан амали. *** Гүлмәт бовай аңлап бу һални, Момийиға қипту мәслиһәт. Момай қоллап җүпти һалални, Бир яғлиққа орап дәсмийәт. Һойлидики қучақлап тални, Дуа қилип оқупту айәт. Қийин вәһим апту бәк чални, Бирақ ейтиш бәкму әһмийәт. Бир тәрәптин җени бәк татлиқ, Қоллиғидәк һечбир кимсә йоқ, Қилалмиди җуганни ятлиқ. Назук қалса саламәту-сақ, Болар еди көңүл күйи тоқ, Қатти беши шав-шув һәммә яқ. *** Бовай дәпту: “Қизим сал қулақ Әпқачти гәп биздә бәк тола. Сени көздин йошурай жирақ Берип турай болғанда чола”. “Немишкә?” – дәп қоймиғин сорақ, Бу һәммиси тәшвишкә бола. Әсла ташлап кәтмәймән бирақ “Кетип қалди, – демә,– бир йола”. Қизим болуп яшидиң биллә, Балиларға ичәкәштиң хоп, Соғуқ әмәс бу айлар чиллә. Адәмләрни байлиқ қилди пәс, Яшимайду меһриван болуп, Пасиқ ишқа қилишар һәвәс. *** Адәмләрниң һәммиси әмәс, Сениң охшаш һарлиқ пакиз дил. Яхшиларни айривелиш тәс, Рәнҗимәстин шуни әстә бил. Мал-дуния дәп бир-биригә қәст, Қилиш үчүн инсанлар қабил. Ич-ичимдин қилимән һәс-һәс, Ейтип-ейтип йәткүзәлмәс тил. Қара қосақ кәлмигән болса, Болармедуқ бәлким биз иҗил, Инсаплиқлар җаһанға толса. Сән әһвалниң тегигичә йәт, Ейтқинимға сәнму әмәл қил, Сиртқи көзгә бу иш бәкму сәт. *** Бир бешиңға кәлгән бу күлпәт, Һәммимизгә тәгмисун дәймән. Қери башқа салсиму дәһшәт, Мәйли өзәм көтирәләймән. Чидар едим болсиму зулмәт, Балиларниң ғемини йәймән. Баққан ата-анаңға һөрмәт, Дуа билән иман тиләймән. Өстүргән у жутуңға рәхмәт, Илим бәргән устазлириңға, Көрмисун һеч қоллири ғәм-дәрт. Қайил қилди карамәтлириң, Түндә чалған муңлуқ-сазлириң, Ясиған таам һәм немәтлириң. *** Сениң қошақ асарәтлириң, Унтулмайду, һәммә ейтиду Сениң қилған җасарәтлириң, Әвлатларға чоқум йетиду. Әқил көзи маһарәтлириң, Жирақларға яйрап кетиду. (Билгин әдип қираәтлириң, Чоң тарихниң бирәр четиду). Тарих узун, теги һәм чоңқур, Жиңнә билән қудуқ қазисән, Мәңгү өчмәс язған һәрбир қур. Шиддәтлик бол, алға қәдәм бас, Шунда өткүр сөзни язисән, Әл дитиға кәлсун амма мас. *** Әҗдатлардин әвлатқа мирас Мошу тағда қалған өңкүр бар. Саңа болди һәқиқәтән раст, Әшу җайдин бөләк аләм тар. Батурлуғуң әр кишигә хас, Болсун саңа түндә юлтуз яр. Әсли исмиң җисмиңға бәк мас, Достлар қоллап дүшмән болғай хар. Бовай қилди сөзини тамам, Елип маңди Кәтмән теғиға, Ойи бирла: “Қалседи аман”. Шамал өтәр йенидин гүл-гүр, Көңли тартар өксүк жиғиға, Майсилар көп ечилған түр-түр. *** Кәтмән теғи. Бағрида Өңкүр, Панаһ тиләп кәлди бир җуган Көктә қиран көзлири өткүр, Ятни көрсә салиду чуқан. Майсә дала дәйду: “Өмүр сүр!” Адәмләрчу? Болсиму туққан Җенин тикип, қийғанда өмүр, Ятиду җим оринип йотқан. Қутқузалмай бир әзиз җанни, Һәмра болуп йә биллә кәтмәй, Көшәп ятиду сиңгән помнанни. Миңдин бири чиқса қәһриман, Мәхситиниң тегигә йәтмәй, Елип қалалмас уни теч-аман. *** Гүлмәт бовай хошлашти аран Көзлири нәм. Бағри қанлиқ яш Чиқмиғанға жутидин яран, Ялғуз һалда қалғанди қаяш. Муңлуқ қошақ қулақта һаман, Садасидин йерилиду таш. Бир йорутуп ичкири таман, Өңкүр билән хошлишар Қуяш... Батур ана! Өтсиму заман, Қошиғиңға ашиқ қери-яш, Пәриқлинәр яхши вә яман. Мәңгү бизниң ядимизда қал, Өңкүрүңгә һәмра тағу-таш, Дастанимни қобул қилип ал!!!

245 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы