• Исми — әл қәлбидә
  • 08 Қараша, 2018

«Шаирниң роһий мираси»

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Өткән һәптидә Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» программиси даирисидә қазақ хәлқиниң атақлиқ шаир-язғучиси, педагог, этногроф Мағжан Жумабаевниң туғулғининиң 125 жиллиғиға беғишланған «Шаирниң роһий мираси» мавзусида хатирә кәч болуп өтти. Қазақ хәлқиниң тарихидики әң хатирилик сәнәләрни атап өтүш мәхситидә уюштурулған «Календарьни варақлиғанда» намлиқ җумһурийәтлик акция даирисидә өткән бу чарә-тәдбир башлиништин илгири, униң меһманлири әдип әсәрлири орун алған көргәзмини зиярәт қилди. Хатирә кәчниң модератори, тарих пәнлириниң доктори, Хәлиқара әхбаратлаштуруш академиясиниң вә Россия Тәбиий пәнләр академиясиниң академиги Саттар Мажитов әдипниң иҗадий паалийити вә тәрҗимиһалиға қисқичә тохтилип, Мағжан Жумабаев, өзи һаят кәчүргән чағдики вәзийәткә қаримай, әсәрлири арқилиқ ички дуниясини оқурмәнгә очуқ йәткүзәлигән қәләм саһиблириниң бири екәнлигини алаһидә тәкитлиди. Шундақла у көплигән бүйүк рус язғучи-шаирлириниң әсәрлирини қазақ тилиға тәрҗимә қилип, қазақ китапханлириниң дуния әдәбияти билән йеқиндин тонушушиға имканийәт яратқанлиғиниму ейтип өтти. Ш.Уалиханов намидики Тарих вә этнология институти мудириниң җәмийәтлик ишлар бойичә орунбасари, тарих пәнлириниң намзити Әуезхан Шашаев әдип әсәрлириниң қир-сирлириға әтраплиқ тохтилип, мәзмун-маһийитиниң чоңқурлуғи тоғрилиқ ой-пикирлири билән бөлүшти. Кәч давамида шаирниң өмүрбаяни һәққидә чүширилгән «Свет любви» намлиқ һөҗҗәтлик фильм меһманлар диққитигә һавалә қилинғандин кейин, ушбу чарә-тәдбирни уюштурғучилар тәркивидики Т.Жүргенов намидики Миллий сәнъәт академиясиниң вә Әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетиниң студентлири Мағжан Жумабаевниң һаяти тоғрилиқ сәһнә көрүнүшини көрсәтти. Шу нәрсә ениқки, бу күни меһманлар шаирниң иҗадийитидә дайим миллий роһ биринчи орунда турғанлиғиға көз йәткүзүп, яшлар тәрипидин ипадилик оқулған шеирлар уларни тәсирләндүрмәй қоймиди. Ахирида чарә-тәдбиргә қатнашқан Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тәркивидики этномәдәнийәт мәркәзлири рәһбәрлири, ҚХА йенидики илмий-экспертлар топи, зиялилар билән бирқатар алий билим дәргаһлириниң студент-магистрантлири хәлқиниң қәлбидә мәңгү сақлинидиған шаир Мағжан Жумабаевни хатириләш кечиниң жуқури дәриҗидә өткәнлигини қәйт қилған һалда, уни уюштурғучиларға миннәтдарлиқ билдүрди.

302 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы