• Әхбаратлар еқими
  • 08 Қараша, 2018

Хәлиқ партияси хәлиқ ғеми билән яшайду

Йеқинда «Нур Отан» партияси Панфилов наһийәлик шөбисиниң XXІІІ һесават-сайлам конференцияси болуп өтти. Униңда нуротанлиқлар елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң бу қетим қазақстанлиқларға йоллиған «Қазақстанлиқларниң паравәнлигиниң өсүши: тапавәтниң вә турмуш сүпитиниң яхшилиниши» намлиқ Мәктүбидики вәзипиләр әтраплиқ муһакимә қилинип, уни әмәлгә ашуруш бойичә атқурулидиған ишлар һәққидә пикирләшти. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, « Уйғур авази» Тәкитләш керәкки, елимиз Президенти Нурсултан Назарбаев рәһбәрлик қиливатқан «Нур Отан» партияси бүгүнки күндә хәлиқ ишәнчисини ақлап келиватқан инавәтлик һәм абройлуқ сәясий тәшкилатқа айланди. Партия өзиниң иш-паалийитини хәлиқниң мәхсәт-муддиаси билән уйғун екәнлигини әмәлиятта көрситишни билди. Бүгүнки күнгә қәдәр наһийәдә партияниң 7890 әзаси болуп, улар 19 башланғуч тәшкилатқа бирләштүрүлгән. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, партия сепигә кириш хаһишини билдүрүватқанлар жилдин-жилға көпийиватиду. Пәқәт өткән жилила партияға 1045 адәм қобул қилинди. Һазир униң тәркивидә дөләт хизмитидикиләрдин башқа кичик вә оттура тижарәт билән шуғуллиниватқанлар, шәхсий дехан егиликлириниң рәһбәрлириму бар. Партияниң ишини техиму җанландурушта җай-җайлардики башланғуч тәшкилатларму паалийәтчанлиқ көрсәтмәктә. Болупму партияниң «Кедергісіз келешек», «Бақытты балалық шақ», «Ардагерлерді ардақтайық», «Жастар Отанға», «Ұлы дала елі» программилири даирисидә вилайәтлик, наһийәлик мәслиһәтләрниң депутатлири, «Жас Отан» яшлар қанитиниң әзалири, наһийәдики уйғур, славян, туңган этномәдәнийәт мәркәзлири муһим мәдәний чари-тәдбирләрниң тәшәббускари болмақта. Шундақла, пурсәттин пайдилинип, өзлириниң паалийәтчанлиғи билән көзгә чүшүватқан Төлеу Сарпеков, Закирҗан Кузиев, Сүрийәм Һезимова, Қурманҗан Ахметқалиев қатарлиқ партия әзалириниң исимлириниму атап өткән орунлуқ. Өткән вақит ичидә 700дин ошуқ адәм партиягә һәрхил әризә-шикайәтләр билән мураҗиәт қилған. Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутатлири Закирҗан Кузиев билән Төлеу Сарпеков пат-пат сайлиғучилар билән учришип, уларниң муң-муһтаҗини тиңшап, «дәрдини» тегишлик органларға йәткүзүватиду. Турғунларниң көпчилиги йәр участкилири билән пәтир елиш бойичә дуч кәлгән қийинчилиқларни иҗабий һәл қилиш һәққидә ярдәм сориған. Маддий ярдәм сорап әризә язғанларму бар. Конференциядә «Нур Отан» партияси наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Қанат Досмайилов өз нутқида Дөләт рәһбириниң Мәктүбидики алтә вәзипиниң маһийитигә тохтилип, әмәлгә ашурулуватқан вә һәл қилинишқа тегишлик мәсилиләрни атап көрсәтти. Шуниңдин кейин музакирә сөзгә чиққан пешқәдәм устаз Реһимҗан Тохтахунов, «Нур Отан» партияси наһийәлик шөбиси йенидики җәмийәтлик кеңәшниң рәиси Қурманҗан Ахметқалиев, Алмута вилайәтлик Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Ермек Келемсейит, наһийәлик мәслиһәтниң депутати Улдана Бегимбекова өз пикирлири билән ортақлашти. Панфилов наһийәси.

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы