• Спорт
  • 22 Қараша, 2018

Қазақстан бәшинчи севәткә чүшти

Иврайим БАРАТОВ, “Уйғур авази” Түнүгүн 2020-жили өтидиған футбол бойичә Европа чемпионатиниң таллавелиш турнириға қатнишидиған командиларара чәк ташлаш пәйтидә лазим болидиған севәтләрни ениқлаш рәсмийити өтүп, Қазақстан талланма командиси бәшинчи севәттин орун алди. Севәт тәркиви Милләтләр Лигиси нәтиҗилири бойичә ениқланди. Рейтинг болса, миллий талланма командиларниң өз топлирида егилигән орни, топлиған пайи, поңзәк айримиси охшаш көрсәткүчләр асасида ениқланди (мәлумки, Қазақстан өз топида иккинчи орунни егилиди). Шундақ қилип, Станимир Стойлов баш мәшиқләндүргүчиси болған Қазақстан миллий талланма командиси таллавелиш турнирида Македония, Косово, Беларусь, Люксембург, Әрмәнстан, Әзәрбәйҗан, Молдавия, Гибралтар вә Фарера (5-севәт) талланма командилири билән учрашмайду. Севәтләр тәркиви мундақ болди; 1-севәт: Швейцария, Португалия, Голландия, Англия, Бельгия, Франция, Испания, Италия, Хорватия, Польша. 2-севәт: Германия, Исландия, Босния вә Герцеговина, Украина, Дания, Швеция, Россия, Австрия, Уэльс, Чехия. 3-севәт: Словакия, Түркия, Ирландия, Шималий Ирландия, Шотландия, Норвегия, Сербия, Финландия, Болғария, Исраил. 4-севәт: Венгрия, Румыния, Грекия, Албания, Черногорья, Кипр, Эстония, Словения, Литва, Грузия. 6-севәт: Латвия, Лихтенштейи, Андорра, Мальта, Сан-Марино. Чәк ташлаш пәйтидә командилар он топқа бөлүниду вә һәрбир топта 5-6дин команда болиду. Өз топлирида биринчи вә иккинчи орунни егилигән талланма командилар Евро – 2020 финаллиқ турнириға уттур йолланма алиду. Қалған төрт йолланма егиси болса, Милләтләр Лигисиниң нәтиҗилири бойичә ениқлиниду. Евро-2020 таллавелиш турнириға чәк ташлаш 2-декабрь күни Ирландия пайтәхти – Дублинда өтиду. Таллавелиш матчлири 2019-жили март, июнь, сентябрь, октябрь вә ноябрь айлирида ойнилиду. Ядиңларға салимизки, 2020-жили футбол бойичә Европа чемпионати дәсләпки қетим қитъәниң 13 шәһиридә – Санкт-Петербург, Лондон, Мюнхен, Баку, Рим, Копенгаген, Бухарест, Амстердам, Дублин, Билбао, Будапешт, Брюссель вә Глазго – өтиду.

139 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы