• Тәбрикләймиз
  • 22 Қараша, 2018

Хизмитигә мувапиқ иззити

Мухтәрҗан ҖУМАРОВ, “Уйғур авази” Буниңдин бәш жил муқәддәм елимиздә QazaqGeography («Қазақстан миллий география җәмийити») җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмиси тәшкил қилинған еди. Мәзкүр бирләшмә қурулған күндин башлап мәмликитимиз билән дунияниң географиялик, тарихий алаһидиликлирини тәтқиқ қилиш арқилиқ инсанийәтниң тәбиәткә, җәмийәткә вә мәдәнийәткә мунасивәтлик билим даирисини техиму кәңәйтиш һәм әмәлиятта униңдин үнүмлүк пайдилиниш мәхситидә тилға аларлиқ чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашуруп кәлмәктә. Буниңға QazaqGeography тәрипидин җумһурийитимизниң җай-җайлириға, чәт әлләргә һәрхил экспедицияләрниң уюштурулуши, илмий-аммибап әмгәкләрниң нәшир қилиниши, һөҗҗәтлик фильмларниң чүширилиши вә башқиму лайиһиләрниң әмәлгә ашурулуши ениқ мисал болалайду. Өткән һәптидә Астана шәһиридә әйнә шу җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшминиң съези болуп өтти. Униңға Қазақстан Җумһурийити Премьер-Министриниң биринчи орунбасари – QazaqGeography җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Асқар Мамин рәислик қилди. Мәзкүр бирләшминиң йеңи идарисини тонуштуруш билән башланған съезд җәриянида бүгүнки таңда елимиздики тарихий һәм мәдәний мирасларниң тәғдиригә бепәрва қаримайдиған алимларниң, язғучи-шаирларниң вә башқиму саһа мутәхәссислириниң бешини қошуп, уларниң умуммәнпийәт үчүн паалийәт елип беришиға түрткә болуватқан тәшкилатниң җәмийитимиздики муһим роли алаһидә тәкитләнди. Съезд ахирида «Мениң Қазақстаним» мавзуси бойичә уюштурулған фотоконкурсниң йәкүни чиқирилип, ғалип чиққанларға мукапатлар тапшурулди. Буниңдин башқа мәзкүр бирләшминиң тәшкил қилинғининиң бәш жиллиғиға мунасивәтлик униң паалийитигә қоюқ арилишип, өсүп-риваҗлинишиға мунасип үлүшини қошқан бирқатар шәхсләр Тәшәккүрнамә вә соғилар билән тәғдирләнди. Уларниң арисида көрнәклик уйғур язғучиси, сәяһәтчи вә өлкишунас Исмайилҗан Иминовниңму барлиғини алаһидә мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду. Исмайилҗан Иминов, һәқиқәтәнму, QazaqGeography җәмийәтлик бирләшмисиниң паалийитигә йеқиндин арилишип келиватқан шәхсләрниң бири. Мәсилән, у 2014-жили Чоқан Вәлихановниң карван йоли билән Қәшқәриягә уюштурулған экспедицияниң илмий рәһбири болди. Шуниң асасида йезилған «Улуқ Чоқанниң карван йоли билән», «Алтишәр бойичә сәяһәт» намлиқ китаплири қазақ вә инглиз тиллириға тәрҗимә қилинди. 2016-жили болса, И.Иминов Арал деңизиниң проблемилирини тәтқиқ қилиш мәхситидә уюштурулған экспедицияниң тәркивидә мәзкүр тәвәни арилап чиқип, «Арал: жүткән деңизни издәп» намлиқ әмгигини көпчилик диққитигә тәғдим қилди. Алаһидә топлам сүпитидә йоруқ көргән бу әмгәкниң айрим баплири интернет-сайтлири арқилиқ кәң даиридә тарап, пәқәт қазақстанлиқларниңла әмәс, шундақла чәтәлликләрниңму иллиқ ихласиға еришти. Язғучи бу күнләрдә мәлум қисми қәрәллик нәширләрдә йоруқ көрүп үлгәргән җумһурийитимизниң җәнубий қисми, җүмлидин Түркстан шәһири тоғрилиқ йезилған «Қедимий шәһәрләр өлкиси» намлиқ әмгигини нәширгә тәйярлаватиду. Өз новитидә биз үнүмлүк иҗадийити түпәйли хәлқимизни өзгиләргә яхши тәрипидин тонуштуруп келиватқан қериндишимизни новәттики утуғи билән қизғин тәбрикләп, кәлгүсидә буниңдинму егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз.

440 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы