• Асасий мақалилар
  • 22 Қараша, 2018

Бехәтәрлик вә һимайә тәминлиниши керәк

Дүшәнбә күни Дөләт рәһбириниң рәислигидә ички ишлар органлириниң паалийитини йеңилаш мәсилилири бойичә кеңәшмә болуп өтти. Қазақстан Президенти кеңәшмини ечип, һоқуқ-тәртипни тәминләш вә җинайәтчиликкә қарши күришиш мәсилилириниң өзиниң алаһидә назаритидә болуватқанлиғини тәкитлиди. Нурсултан Назарбаев кейинки үч жилда ички ишлар органлириниң күч чиқириши түпәйли мәмликәттә җинайәтчилик дәриҗисиниң 17,5 пайиз қисқарғанлиғини атап көрсәтти. – Адәмләр җинайәтчиликтин қоғдиниш үчүн биринчи новәттә полициягә мураҗиәт қилиду. Мустәқиллик жиллирида 779 хадим қаза болди, икки йерим миңға йеқин хадим җараһәтләнди. Мана мошуни әстә тутуш керәк. Шуниң билән бир вақитта ички ишлар органлириниң һазирқи әһвали җәмийәт тәләплиригә толуқ җавап бәрмәйду, – деди Дөләт рәһбири. Президент полиция хадимлириниң гражданлар билән болған өзара мунасивәтлириниң моҗут үлгилириниң конириғанлиғини вә һазирқи әһвални һесапқа алмайдиғанлиғини тәкитлиди. – Ички ишлар органлири системисиниң паалийити җәмийәт ишәнчисини ақлимайду, гражданларниң шикайитини пәйда қиливатиду. Адәмләр өзлирини бехәтәр һис қилмайду. Буниңсиз биз өзимизниң асасий нишанимиз болған қазақстанлиқлар турмушиниң жуқури сүпитини тәминләлмәймиз. Шуңлашқиму биз полицияни кечиктүрмәй ислаһат қилишқа киришишимиз керәк, – деди Нурсултан Назарбаев. Дөләт рәһбири бийилқи Мәктүп йөнилишлиригә мувапиқ ички ишлар саһасида мәзмунлуқ һәм сүпәтлик өзгиришләрни әмәлгә ашурушниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Күн тәртивигә мувапиқ кеңәшмә давамида Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийитиниң рәһбири Әсет Исекешев билән ички ишлар министри Қалмуханбет Қасымовниң докладлири тиңшалди. Қазақстан Президенти берилгән әхбаратни диққәт-етиварға елип, барлиқ планланған чарә-тәдбирләрни пухта ишләшниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Дөләт рәһбири йеңилашниң муһим екәнлигини тәкитләп, ички ишлар органлириниң қурулумини вә штатлирини қисқартишни, шундақла уларға хас әмәс вәзипиләрни елип ташлашни тапшурди. – Ошуқ болған барлиқ нәрсиләрдин қутулуп, җинайәтчиликкә қарши күришишкә вә һоқуқ-тәртипни қоғдашқа диққәт ағдуруш керәк. Звенолар қисқирап, униң нәтиҗисидә бир рәһбәргә үч әмәс, бәлки бәш хадим тоғра келиду. Штат сани он пайиз қисқирайду. Мундақ чариләр полиция хадимлири саниниң, аһалиниң җан бешиға чеқип һесаплиғанда, 100 миң гражданға 471дин 424кичә қисқиришиға елип келиду, бу оттура европилиқ дәриҗигә мувапиқ. Буниңда 16 миллирад тәңгә ихтисат қилиниду, – деди Нурсултан Назарбаев. Әйнә шуниңға бағлиқ Президент бошиған мәбләғни хадимларға иш һәққини төләш системисини яхшилашқа вә иҗтимаий һимайә қилишқа сәрип қилишни тапшурди. Нурсултан Назарбаев шундақла қошумчә ички резервларни издәш вә нәтиҗидарсиз мәмурий хираҗәтләрни елип ташлаш бойичә системилиқ иш жүргүзүшниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. – Полиция хадимлириниң иш һәққини ашуруш үчүн қошумчә 21,4 миллиард тәңгә бөлүниду. Мошуниң һәммиси – хәлиқ ахчиси. Биз селиқ төлигүчиләр мәблиғи һесавиға һәм полицияни, һәм армияни, һәм сотларни тутуватимиз. Шуңлашқа гражданлар һоқуқ қоғдаш органлириниң өз вәзиписини лазимлиқ дәриҗидә орунлинишини тәләп қилиду, – деди Дөләт рәһбири. Президент шундақла беваситә җинайәтчиликкә қарши күрәш вә җәмийәт тәртивини қоғдаш билән бәнт болуватқан хадимларниң турушлуқ өй проблемисини һәл қилиш бойичә көрүлүватқан чариләргә тохталди. Бу чариләр полиция ишиниң хелә муһим участкилириға йеңи квалификациялик кадрларни җәлип қилиш вә һоқуқ-тәртипни қоғдаш һәм җинайәтчиликкә қарши күришиш вәзиписини өтәватқан бөлүнмиләрни күчәйтиш имканийитини бериду. Дөләт рәһбири әвәтилгән камчилиғи үчүн ички ишлар органлиридики хизмәттин бошитилған полиция хадимлириниң барлиқ имтиязлардин айрилидиғанлиғини тәкитлиди. – Бизгә йеңи формациядики полиция хадимлири тәләп қилиниватиду. Кадрларни таллавелиш, тәйярлаш вә илгирилитиш системиси қайта қарилиду. Идарә билим бериш системиси чоң өзгиришләргә учрайду. Бизгә заманивий полиция академиялири керәк, уларда тәйярлаш сүпити дуниявий үлгиләргә мувапиқ келиши шәрт, – деди Нурсултан Назарбаев. Президент Ички ишлар министрлигиниң 12 оқуш орнидин әң яхши 5 оқуш орни қалдурулуп, уларға әң квалификациялик оқутқучилар таллавелинидиғанлиғини, уларниңму иш һәққиниң ашурулидиғанлиғини тәкитлиди. – Ишләватқан полиция хадимлирини новәттин ташқири аттестация күтүватиду. Заманивий үлгиләргә җавап беридиғанларла қалиду. Мошу емтиһандин өтәлмигән хадимларниң орниға әң мунасипларни таллаш керәк. Қазақстанда сүпәтлик таллавелиш имканийити бар – һәр жили алий оқуш орунлиримиз 20 миңдин ошуқ юрист чиқириватиду, – деди Нурсултан Назарбаев. Қазақстан Президенти шуниң билән бирқатарда ички ишлар органлиридин ишниң хизмәт көрситиш усулиға көчүшни тәләп қилди. – Һәр жили 4,5 миллиондин ошуқ граждан полициягә мураҗиәт қилиду, бирақ уларни қобул қилиш үчүн шараит яритилмиған. Адәм өз муәммаси билән саңа кәлдиму, демәк, сән уни чапсан вә хушмуамилилик билән қобул қилишиң керәк. Бирақ бу – ишниң йерими. Униң проблемиси беваситә чапсан һәм қанунға мувапиқ биртәрәп қилиниши лазим. Аһали билән ишләшниң заманивий шәкли әйнә шуниңдин ибарәт, – деди Дөләт рәһбири. Нурсултан Назарбаев қолайлиқ иш графиги түзүлгән вә техникилиқ җәһәттин яхши тәминләнгән фронт-идариләрни қурушни тапшурди. – Хадимларниң муамилисидә қопаллиқ һәм бепәрвалиқ болмаслиғи шәрт. Граждан җинайәтчиликниң қурвиниға айланса яки шундақла ховуп туғулса, у һимайигә егә болмиғичә, хатирҗәм яшалмайду вә ишләлмәйду, – деди Президент. Нурсултан Назарбаев шундақла полиция паалийитини баһалашниң йеңи өлчәмлирини җарий қилишни тапшурди. – Өлчәмләр объектив болуши, тәкшүрүлүши вә полицияниң вәзипиләрни орунлаш сүпитини һәм аһалиниң мошу ишниң нәтиҗидарлиғини баһалишини әкис әттүрүши керәк. Буниң үчүн һәм дөләт органлириниң статистикилиқ мәлуматлири, һәм социологиялик тәтқиқатлар пайдилинилиду. Гражданларниң ишәнчиси, уларниң хатирҗәмлиги вә бехәтәрлиги полицияниң нәтиҗидарлиғини баһалаш үчүн асас болиду. Һесаватлар көрсәткүчлиригә һирисмән болуш өтмүштә қелиши керәк, – деди Президент. Дөләт рәһбири җәмийәтлик тәртипни тәминләш бойичә ишқа рәқәмлик технологияләрни җарий қилишниң муһим екәнлигигә диққәт ағдурди. – Һәммә җайда ички ишлар органлириниң ишиға рәқәмлик технологияләрни җарий қилиш зөрүр. Мәктүптә атап көрситилгәндәк, Қазақстанниң барлиқ шәһәрлири җәмийәтлик бехәтәрликни мониторинг қилиш системилири билән тәминлиниду. Онлайн-тәртиптә аһали билән әкис алақини яхшилаш имканийитини беридиған хизмәтләр җарий қилиниду. Заманивий технологияләр полиция паалийитиниң барлиқ саһалирини өз ичигә алиду, – деди Нурсултан Назарбаев. Президент рәқәмләштүрүшниң коррупцияни қисқартишқа, шундақла башқуруш һалқилирини вә штат санини техиму оптималлаштурушқа ярдәм қилидиғанлиғини тәкитлиди. Дөләт рәһбири шундақла пәқәт полиция хизмитинила әмәс, бәлки Ички ишлар министрлигиниң башқа қурулумлириниму ислаһат қилишниң зөрүр екәнлигиниму атап көрсәтти. – Җинаий-иҗраий системисида муһим өзгиришләр жүргүзүлиду. Зорлуқ-зомбилиқ билән җинайәтни әмәлгә ашурғанларни башқа сотланғанлардин айрим тутуш тәминлиниду, – деди Президент. Нурсултан Назарбаев кочиларда вә башқа җәмийәтлик җайларда җинайәтчиликни толуқ қисқартиш чарилирини көрүшни тапшурди. – Адәмләр өз келәчиги үчүн хатирҗәм, бехәтәрлигигә вә дөләт тәрәптин һимайә қилинидиғанлиғиға ишәшлик болуши керәк. Гражданларниң шәхсий һәм мүлүк бехәтәрлиги чоң әһмийәткә егә. Полиция ишиниң нәтиҗидарлиғиниң асасий өлчими әйнә шуниңдин ибарәт, – дәп хуласилиди Дөләт рәһбири.

130 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы