• Мөтивәрләр
  • 29 Қараша, 2018

«Бенакар Турсун» мәктәпкә кәлди

Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Турсун Семәтовни чоң- кичикниң һәммиси «Бенакар Турсун» дәп атайду. Бу гәпниң өзигә чушлуқ тарихи бар. Турсун Испатулла оғли – пүткүл аңлиқ һаятини наһийәдики қурулуш саһасиға беғишлиған көрнәклик бенакарларниң бири. Униң наһийәниң мәдәний, иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға қошқан төһписи зор. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, « Уйғур авази» Т.Семәтов әмгәк паалийитини наһийәдики әң чоң егиликләрниң бири – Пәнҗим йезисидики Калинин намидики колхоздин башлап, андин шәһәрдики «Межколхозстрой» мәһкимисини, андин 2317-көчмә механикилаштурулған колоннини башқурди. Мәлумки, йеза егилиги ишләпчиқиришиниң маһир тәшкилатчиси Николай Никитич Головацкийниң колхозчилар үчүн «Молодежный» шәһәрчини селиш нийитини колонна қурулушчилири әмәлгә ашурди. Сметилиқ баһаси 28 миллион рубльға тохтиған «Молодежныйдики» көпқәвәтлик өй-имарәтләр, Мәдәнийәт вә спорт сарайлири, меһманхана вә башқиму заманивий беналар Турсун акиниң рәһбәрлигидә бәрпа болди. Турсун Семәтов рәһбәрлигидики колонна қурулушчилири наһийәдә билим бериш саһасиғиму тегишлик һәссисини қошти. Мәзкүр колонна наһийәдә Қоңурөлән, Ақжазиқ, Учарал йезилири билән Головацкий, Крупская, Әмгәкчи, Билал Назим намидики көпқәвәтлик, заманивий 9 мәктәпни селип, пайдилинишқа бәрди. Һазир бу билим дәргаһлирида миңлиған өсмүрләр билим еливатиду. Йеқинда шәһәрдики Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивидә пешқәдәм қурулушчи билән учришиш болуп өтти. Униңға Турсун Семәтов билән униң дост-бурадәрлири, синипдашлири тәклип қилинди. Билал Назим намидики мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари Хелчибанум Қәмбәрованиң риясәтчилигидә өткән учришишта Турсун Семәтовниң һаяти вә әмгәк паалийити һәққидә мәктәп муәллими Гүлинур Абдуллаева доклад оқуди. Андин оқуғучилар кәч қәһриманиға беғишланған шеирларни ипадилик оқуп, сәнъәт һәвәскарлири әмгәк мәрданилири, ата-ана һәққидә нахшиларни иҗра қилди. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан Қазақстанниң Пәхрий журналисти Абдукерим Тудияров, Панфилов наһийәсиниң пәхрий гражданлири Ғәйрәт Йолдашев, Маһмут Ниязов, Рәхимҗан Ибрагимов вә башқилар униң көпқирлиқ паалийити һәққидә сөзләп бәрди. – Мән мәктәптә оқуватқан пәйтимдә қурулушчи болушни арман қилған едим, – дәп сөзини башлиди Турсун ака Семәтов. – 1957-жили Молотов (һазирқи Алтынсарин) намидики мәктәпни тамамлап, Абдукерим ағинәм иккимиз Алмутиға оқушқа атланмақчи болдуқ. Һелиму ядимда, йолумизға ахча болмиғанлиқтин, яз бойи шәхсийләргә кесәк қуйдуқ. Пулни таптуқ, амма оқушқа кечикип қаптимиз. Шуниң билән Вәтән алдидики борчумизни ада қилғили кәттуқ. Мән Түркмәнстанда һәрбий борчумни өтәп кәлгәндин кейин Чимкәнт техникилиқ-индустриал институтиниң қурулуш факультетида тәһсил көрүп, ана жутумға қайтип кәлдим. Һазирқи Билал Назим намида атилидиған бу мәктәп 1993-жили селинип, пайдилинишқа берилди. Бу мәктәпниң қурулуш ишлири қолға елинған ихтисадий боһран башлинип кәтти. Мәктәп қурулушини муваппәқийәтлик тамамлаш үчүн талай қетим тавакәлчиликкә бардим. Шу әснада мени мәзкүр колонна қурулушчилири қоллап-қувәтләп, икки-үч сменида ишлидуқ. Хәйрият ,мәхситимгә йәттим. Бәзидә аиләвий бюджеттинму мәбләғ бөлүшкә тоғра кәлди. Бүгүн силәр билим еливатқан мәктәп әйнә шундақ қийинчилиқлар билән қәд көтәрди. Мән силәрниң араңлардин дохтур, муәллим, алим, инженерларниң йетилип чиқидиғанлиғиға ишинимән. Мениң нәврәмму мошу мәктәпниң оқуғучиси. Келәчәк әвлатлиримниңму мошу йәрдә билим елишини халаймән. Чүнки наһийәдики әң чоң һәм таза уйғур тилида билим беридиған мәктәптә оқушниң өзи бәхит әмәсму! Шәһәрниң жуқарқи қисмидики «Йеңи һаят» мәһәллисидә 100 пайиз миллитимиз вәкиллири яшайду. Ейтишларға қариғанда, яш ата-анилар балилирини башқа тиллиқ мәктәпләрдә оқутуватқидәк. Ана тилини билмигән бала башқа тилда қандақ оқуйду? Мәктәп оқуғучилириниң саниниң жилдин-жилға өсүватқанлиғиниму аңлап жүримән. Лекин әшу яшлар ана мәктивидә оқуса, техиму яхши болатти. Хуласә сөзгә чиққан мәктәп мудири Шеринай Һасанова Дөләт рәһбириниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисидики «Туған жер» лайиһисидә атап көрсәткинидәк, туғулуп өскән жутиниң келәчиги үчүн тәр төккән, шиҗаәтлик әмгәк қилған Турсун акиниң һаятиниң өсмүрләргә һәртәрәплимә үлгә екәнлигини тилға алди. Шундақла Турсун Семәтов башқурған қурулушчиларниң Яркәнт шәһириниң мәркизий мәйданидики Шөһрәт аллеясини, уруш вә әмгәк ветеранлири бюстлирини, мәктәп йенидики Билал Назим һәйкилини орнитишқиму паал арилашқанлиғини тәкитләп, мөтивәргә мустәһкәм саламәтлик, аилисигә хатирҗәмлик тилиди. Панфилов наһийәси.

364 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы