• "Улуқ даланиң йәттә қири"
  • 29 Қараша, 2018

Тунҗа Президент күнигә беғишланди

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Сешәнбә күни Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» 1-декабрь — Тунҗа Президент күни мунасивити билән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң уюштуруши билән Президент Нурсултан Назарбаевниң «Улуқ даланиң йәттә қири» намлиқ мақалисини муһакимә қилишқа беғишланған баш қошуш болуп өтти. Униңға шөбә әзалиридин ташқири, җай-җайлардики уйғур жутлирида паалийәт елип бериватқан җамаәтчилик ишлириниң активистлири қатнашти. Баш қошушта ҖУЭМниң Алмута шәһиридики шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаров чарә-тәдбирниң асасий мәхсәт-муддиасиға тохтилип, көпчиликни күн тәртивидики мәсилиләр билән тонуштурди вә сөз новитини җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Ершат Әсмәтовқа бәрди. Натиқ елимиз Президенти Нурсултан Әбиш оғлиниң «Улуқ даланиң йәттә қири» намлиқ мақалисиниң алаһидиликлирини тәкитләш билән биллә униң һәрбир бабиға әтраплиқ чүшәнчә берип өтти. Жиғин давамида сөзгә чиққанлар, жүмлидин ҖУЭМ йенидики Қазақстан Уйғур Яшлар Бирлигиниң рәиси Рустәм Хәйриев «Президент Нурсултан Назарбаев – Милләт Лидери яшларниң көзқариши билән» мавзусида доклад оқуса, «Туран дунияси» жәмийәтлик фондиниң рәиси Карлин Мәхпиров сөз болуватқан мақалидики түркий хәлиқләр һәққидики қисмиға тохтилип, әйнә шу түркийләрниң бешини қошқан вә уларниң бирликтә һәм өмлүктә иш беришиға түрткә болған йәнә шу Нурсултан Назарбаев екәнлигини алаһидә тилға алди. Карлин Нурдун оғли шундақла ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң дәл вақтида қурулғанлиғини ейтип, узундин йешилмәй келиватқан бирқатар мәсилиләрниң әнди чоқум иҗабий һәл қилинишиға ишәнчә билдүргән һалда, шөбә паалийитигә утуқ тилиди. Андин кейин минбәргә көтирилгән ҖУЭМ йенидики Рәссамлар кеңишиниң рәиси Әхмәт Әһәт, Алимлар кеңишиниң рәиси, биология пәнлириниң доктори Мәсимҗан Веләмов, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова вә ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари — Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Сабит һаҗим Йүсүпов Президент мақалиси тоғрилиқ ой-пикирлири билән бөлүшти. Ахирида баш қошушни йәкүнлигән Әбәйдуллам Җаппаров бүгүнки чарә-тәдбирниң өз мәхситигә йәткәнлигини тәкитләп, униң қатнашқучилириға миннәтдарлиқ билдүрди.

179 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы