• "Улуқ даланиң йәттә қири"
  • 29 Қараша, 2018

Президент мақалисини муһакимә қилди

М.Қозыбаев намидики Шималий Қазақстан дөләт университетида Дөләт рәһбириниң «Улуқ даланиң йәттә қири» намлиқ мақалиси муһакимә қилинди. Бу чарә-тәдбиргә тарихчи алимлар, язғучилар, һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлар вәкиллири, мәслиһәт депутатлири вә җәмийәтлик кеңәш әзалири қатнашти. «Бу мақалида «Рухани жаңғыру» программисини әмәлгә ашурушниң айрим тәрәплири бар. Қазақ йеридә дәсләпки чавандазлар болғанлиғи тоғрилиқ фактлар кәлтүрүлгән. У дәлилләр Ботай йезисиниң әтрапида жүргүзүлгән археологиялик қезилма ишлири давамида тепилған. Мошу дәвир инсанийәт үчүн чоң байлиқларни һәдийә қилған», деди өз сөзидә вилайәтлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Ескендир Елеусизов. Мәзкүр университетниң Қазақстан хәлқи Ассамблеяси кафедрисиниң рәһбири Людмила Гривеннаяниң пикричә, мәзкүр муһим мақалини тарихий билимни тәшвиқ қилидиған «Рухани жаңғыру» программисиниң давами дәп ейтишқа болиду. «Биз, тарихчилар сүпитидә, Президент мақалисида көрситилгән йөнилишләрни әмәлгә ашуруш үчүн паалийәт жүргүзүватимиз. Һазир биздә Қазақстанниң заманивий тарихи курслири, «Манаштану» курси, дала цивилизацияси вә тарих савақлири курслири бар. Мақалида мана мошу билимләрни университет даирисидин чиқирип, көпчиликкә йәткүзүш лазимлиғи көрситилгән» деди Людмила Гривенная. Мәлумки, Президент мақалисида «Архив-2025» йәттә жиллиқ программисини тәйярлашниң муһимлиғи алаһидә көрситилгән. «Қазақстан тарихи бойичә һөҗҗәтләрни топлаш илгириму жүргүзүлгән, һазирму жүргүзүлүватиду. Биз 2004 – 2012-жиллири арилиғида «Мәдени мұра» программиси даирисидә нурғун һөҗҗәтләрни тәвсийә қилдуқ. Президент тәкитлигән Улуқ даланиң йәттә қири һәқиқәтәнму тарихимизни чоңқур үгинишкә вә тарихий вақиәләргә баһа беришкә имканийәт бериду», дәп тәкитлиди Шималий Қазақстан вилайәтлик дөләт архивиниң мудири Сәуле Маликова. Учришиш давамида мәдәнийәт, архив вә һөҗҗәтләр башқармисиниң рәһбири Ермек Рахимов әмәлгә ашурулидиған лайиһиләр һәққидә тәпсилий тохтилип өтти. «Биз вилайәтлик мирасгаһ билән студентларни Ботай йезиси әтрапидики харабилиққа елип бардуқ. Әркин шәкилдә өткән бу сәпәрдә яшларға тарих һәққидә мәлуматлар берилди. Бу лайиһини давамлаштуруш планимиз бар. Шуниң билән биллә Мәдәнийәт вә спорт министрлиги Дөләт рәһбириниң тәвсийәси билән үч йеңи қоруқ-мирасгаһ – Атырав вилайитидә Сарайшық, Астана әтрапида Бозоқ вә биздики Ботай әтрапида – қуруш қолға елиниду. Бу мәхсәт үчүн дөләт бюджетидин мәбләғ бөлүниду», деди Ермек Рахимов. Учришиш ахирида вилайәттики тарихий җайларни тонуштуруш бойичә әмәлгә ашурулидиған ишларниң плани бәкитилди.

237 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы