• Асасий мақалилар
  • 06 Желтоқсан, 2018

Назарбаев Әқлий мәктәплиригә – 10 жил

Қазақстан Президенти “Назарбаев Әқлий мәктәплири” мустәқил билим тәшкилатиниң 10 жиллиғини нишанлашқа беғишланған “Ұлы дала мұрагерлері” форумиға қатнашти. Нурсултан Назарбаев форум башлиниши алдида әқлий мәктәпләр оқуғучилириниң илмий лайиһилириниң көргәзмисини зиярәт қилди. Униңдин ташқири Президентқа мошу билим мәһкимилириниң тәрәққият стратегияси тоғрилиқ әхбарат берилди. Нурсултан Назарбаев форум қатнашқучилири алдида сөзгә чиқип, жиғилғанларни Назарбаев Әқлий мәктәплириниң (НӘМ) 10 жиллиқ юбилейи билән тәбриклиди вә уларниң мәмликәт билим бериш җәриянида алаһидә орунға егә екәнлигини тәкитлиди. – Әқлий мәктәпләр дөлитимиз оттура билим бериш системиси үчүн үлгигә айланди. Һазир Қазақстанниң барлиқ мәктәплири силәргә тәңлишиватиду. Яш әвлатниң заманимизниң тәләплиригә мас келиши — уттур асаслиқ билимләргә бағлиқ, – деди Нурсултан Назарбаев. Дөләт рәһбири һазирқи вақитта сәккиз миңдин ошуқ оқуғучиниң әқлий мәктәпләрни тамамлиғанлиғини тәкитлиди. Президент оқутушниң илғар методикилирини вә алаһидә тәләп билән таллашниң жуқури системисини җарий қилиш нәтиҗисидә НӘМ оқуғучилириниң математикилиқ сават бойичә 10 мәмликәтниң әң яхши мәктәп оқуғучилириниң қатариға киридиғанлиғини тәкитлиди. – Һазир бу йәрдә мәмликәтниң барлиқ регионлиридин кәлгән оқуғучилар билим еливатиду. Уларниң арисида үч миң оқуғучи – көпбалилиқ вә һал-оқити төвән аилиләрниң, 2,5 миңи йезилар вә кичик шәһәрләрниң балилири. Мана мошу иҗтимаий адаләтликниң вә һәрбир талантлиқ балиға өзини көрситиш имканийити берилгәнлигиниң һәқиқий испати, – деди Нурсултан Назарбаев. Нурсултан Назарбаев шундақла оқуғучиларниң инновациялик технологияләрни җарий қилиш нуқтәий нәзәридин йеңи маһарәтләргә егә болушиниң муһим екәнлигини атап көрсәтти. – Дуния күндин-күнгә мукәммәллишип, дайим қандақту-бир инновацияләр вә йеңилиқлар ечиливатиду. Һәр 3 – 5 жилда йеңи кәсипләр пәйда болуватиду. Силәр учқучсиз автомобильлар вә хусусий космонавтика адәттики һадисигә айлинидиған заманда яшайсиләр. Нурғунлиған түрлүк кәсипләр автоматлаштурулиду. Шуңлашқа чапсан өзгириватқан турмушқа мувапиқ келиш үчүн заманивий технологияләр маһаритини өзләштүрүшүңлар наһайити муһимдур, – дәп мураҗиәт қилди яшларға. Дөләт рәһбири оқуғучиларни STEAM-тәйярлашни күчәйтишниң, җүмлидин лайиһилик вә тәтқиқат ишлирини орунлаш арқилиқ елинған билимни әмәлиятта қоллинишни тәминләшниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. – Инглиз тилидин тәрҗимә қилғанда STEAM – бу тәбиий пәнләр, технологияләр, инженерия, сәнъәт вә математика. Мошу пәнләр һазирқи дунияда тәләп қилиниду. Мундақ пәнләрара вә әмәлий яндишишни қоллиниш балиларни тәнқидий пикир қилишқа үгитиду. Шуниң арқилиқ новаторлар билән кәшпиятчиларниң йеңи әвлади шәкиллиниду. Нәқ шулар келәчәктә мәмликәтниң риқабәткә тақабиллиғини ашуриду, – деди Нурсултан Назарбаев. Президент чәт әл тиллирини үгинишниң муһим екәнлигини тәкитлиди. – Бийилқи оқуш жилида әқлий мәктәпләрдә оқуғучиларниң хаһиши бойичә иккинчи чәт әл тилини үгиниш башланди. Аләмшумуллаштуруш шараитида чәт әл тиллирини билиш һаятий зөрүрдур. Тилларни билиш башқа адәмләрниң менталитетини вә мәдәнийитини чүшинишкә йол ачиду, алий билим алғанда вә ишқа орунлашқанда таллаш имканийитини кәңәйтиду, – деди Дөләт рәһбири. Ахирида Дөләт рәһбири Назарбаев Әқлий мәктәплириниң 10 жиллиқ юбилейиниң йеңи тәрәққият басқучини башлайдиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. – Һазирқи вақитта чоңқур билимгә егә болуш, чәт әл тиллирини үгиниш, заманивий технологияләрни өзләштүрүш һәммиси үчүн асасий вәзипә болуши керәк. Пәқәт шу чағдила силәр қоюлған мәхсәтләргә йетип, жуқури чоққиларни егиләләйсиләр, – дәп хуласилиди Нурсултан Назарбаев. Форумда Алмутидики химия-биология йөнилишидики НӘМни тамамлиған Абылай Сатылханниң сөзи Дөләт рәһбири үчүн күтүлмигән вақиә болди. Бу жигит Президентқа Нурсултан Назарбаев кичик балиға тусау кесу рәсим-қаидисини орунлаватқан пәйт әкис әттүрүлгән фотосүрәтни тапшурди. – Буниңдин 17 жил илгири Сиз мениң путумға бағланған жипни кесип, өз мәмликитимниң мунасип граждини болуш тилигини билдүргән едиңиз. Мән шундақ мәхсәт билән яшап, өз Вәтинимгә садиқ хизмәт қилишқа сөз беримән, – вәдә қилди Дөләт рәһбиригә Абылай Сатылхан. Павлодардики НӘМ оқуғучиси Адель Камалдинова Президентқа бийил қурулған Назарбаев Әқлий мәктәплири учумкарлири ассоциациясиниң пәхрий әзаси бәлгүсини тапшурди. Андин кейин Нурсултан Назарбаев НӘМниң кәлгүси әвладиға хәт язди вә өзиниң тиләклирини 50 жилдин кейин оқуш үчүн уни “вақит қутисиға” салди. Дөләт рәһбири биздин жирақ болидиған мошу вақитта адәмләр һаятиниң тамамән башқа болидиғанлиғини, бирақ бәзи нәрсиләрниң – мәмликәтни, униң абройини дайим йеңи дәриҗигә көтиридиған билимлик адәмләр қәдрийитиниң өзгәрмигән пети қалидиғанлиғини тәкитлиди.

194 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы