• Замандаш
  • 13 Желтоқсан, 2018

Һәқиқий офицер яки Истипадики подполковникниң һаятидики унтулмас дәқиқиләр

СССР Ички ишлар министрлигиниң хизмәт көрсәткән хадими, истипадики подполковник Мухпул Йүсүпов 80 яшқа толди. Шу мунасивәт билән униңдин һаятидики әстә қаларлиқ дәқиқилири һәққидә сөзләп беришини илтимас қилған едуқ. У бизгә төвәндикиләрни ейтип бәрди. Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Балилиқ Улуқ Вәтән уруши башланғанда Мухпул Йүсүпов 3 яшта екән. У биринчи синипқа барғанда уруш аяқлишиду. Дадиси Имәр уруштин кийип кәлгән ақ көйнәкни кичиклитип қайта тиккән Равийәм ана оғуллири Мухтәр билән Мухпулға новәтлишип кийдүриду. Бәзидә акисиниң мәктәптин келишини күтүп, үсти ялиңач кочида жүргән Мухпулни көргәндә аниниң жүрәклири моҗулуп кетәтти. «Қачанму балилиримниң кийими пүтүн, қосиғи тоқ болар” дәп жиғлатти ана. Көпбалилиқ аилидә дунияға кәлгән Мухпул көп җапа-мәшәқәтләргә дуч келиду. У 4-синипта оқуветип, мечитта нағра чалғини үчүн «җавапқа» тартилиду. – Бош вақтимда ағиниләр билән шәһәрниң төвәнки тәрипидики қумлуқтин отун тошаттуқ. Бир күни отундин қайтип, уссап кетип йол бойидики қоғунлуқтин үч тал тавузни үзүп һарвумизға бесивалдуқ, – дәп өтмүшни әслиди Мухпул ака. – Шу вақитта қоғунлуқниң күзәтчиси Митәлип дегән кишидин таяқ йегиним ядимда. Кейин у апамниң туққини болуп чиқип, бизниң өйгә бир һарву қоғун-тавуз әкелип, кәчүрүм сориған еди. Мухпул 7-синипни тамамлап, Ташкәнткә оқушқа маңмақчи болиду. Мәхсити қолиға «бир парчә қәғәз» елип, ата-анисиға ярдәмлишиш еди. Ағиниси билән бир ай кесәк қуюп, йолға пул тепип, Ташкәнткә атлиниду. У йәрдә медицина техникумиға оқушқа чүшүп, иҗаригә пәтир яллап туриду. Амма у йәрдиму һаяти йеник болғини йоқ. Йәнә шу җан беқиш үчүн мәдикарлиқ қилиш, кесәк қуюш... Ахири у оқушини ташлап, Яркәнткә кетишкә мәҗбур болди. У бираз Яркәнттики Мәдәнийәт өйидә оркестрда ишләп, шу жили күздә һәрбий хизмәткә кәтти. «Мәктәптин кейинки устазим» Яркәнтлик Бәкрим Зәйнавдиновни Мухпул ака шундақ атайду. У наһийәдики өрткә қарши күрәш хизмитиниң офицери. Наһийәгә тонулған шәхс. Мухпул акиға армиядин кейин иш издәп «урулмиған» йери қалмиған еди. Ахири әйнә шу Бәкрим акиниң мәслиһити билән һәрбий училищеға оқушқа бариду. Спортниң футбол, самбо түрлирини яқтурупла қалмай, бәзибир утуқларни қолға кәлтүргән у Барнаул шәһиридики һәрбий училищеға емтиһансиз қобул қилиниду. Мәзкүр оқуш орнида бир жил оқуп, көзи яхши көрмәй қалиду. Рәһбәрлик уни бир жил академиялик дәм елишқа әвәтмәкчи болғанда, у қарши болиду. Чүнки униңға вақитни бошқа өткүзүшкә болматти. Ахири икки курсдишиниң ярдими билән емтиһанларға тәйярлиқ қилиду. Иккиси китапни оқуп берәтти, у зәң қоюп тиңшатти. Үч ағинә бош вақтида спорт билән шуғуллинатти. Шундақла сәнъәт өмигигиму қатнишатти. Бир күни улар Барнаулда концерт қойиду. Мухпул концертта бир уйғурчә, бир татарчә сазға нәй чалиду. Шу концертта униңға «Мария» исимлиқ татар қизи ашиқ болуп қалиду. У оқушини пүтирип, кәткәндин кейин бир жилдәк хәт елишип жүриду. Һәрбий һаят Мухпул Имир оғли оқушини тамамлап, йолланма билән Җамбул вилайитигә қарашлиқ Отар йезисидики һәрбий қисимға келиду. Униңдин кейин бирнәччә һәрбий қисимда хизмәт қилди. Умумән, у жигирмә жилдин ошуқ вақит һәрбий хизмәттә болиду. – Қиш күнлириниң биридә взвод командирлириниң бири өйләнмәкчи болди, – дәп әслиди Мухпул Имир оғли. – Шу вақитта Сергей исимлиқ жигит иккимиз йолда машинимиз бузулуп қелип, тоңлап қалғили азла қалдуқ. Мән тәрсалиғимдин Сергейни қутулдуруп қалған едим. 1978-жили Мухпул Имир оғли Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қаракемир йезисидики һәрбий қисимға йөткилиду. Шу жили Алмутида оқ етиш бойичә мусабиқигә қатнишип, у тапанчидин оқ етиш бойичә 1-орунға, автоматтин оқ етиш бойичә 3-орунға еришиду. Шу жили униңға Авғанстанға полк командириниң орунбасари хизмитигә бериш тәкливи келип чүшиду. У Иззәт Йүсүпова билән аилә қуруп, икки пәрзәнтни тәрбийиләвататти. У аилиси билән мәслиһәтлишип көрмәкчи болиду. Аяли: «Балилиримниң дадисиниң йенида болғинини халаймән» дәп җавап бериду. Уму аялидин башқа җавап күтмигән еди. Милиция мәктиви Һәрбий Мухпул Имир оғли милиция мәктивигә келип, у йәрдики тәртип-интизамни техиму күчәйтиду. У курс рәһбири болуп ишқа орунлишип, бир арилиқта кафедра башлиғи вәзиписини биллә атқуриду. Тоққуз йерим жилдин кейин, у саламәтлигигә бола, иштин кетип қалиду. Жүригиниң ағриғиға бола, дохтурлар униңға ишләшкә рухсәт қилмайду. Униңға полковник унванини елиш новитиму йеқинлишип қалған. Бу йәрдә гәп униң өзидә еди. Амма бириниң алдида баш егиш униң тәбиитидә йоқ. Шуңлашқиму уни курсантлар бәк һөрмәт қилип, «һәқиқий офицер» дәп атишатти. – Талдиқорғанлиқ студентимниң дадиси маңа бир қой әвәтипту, – дәп өтмүшни әслиди сөһбәтдишим. – Өйдикиләр мениң мүҗәзимни билгәчкә, уни алмай қайтуруветипту. Кейин һелиқи балини чақиривелип, җиддий сөзләштим. «Қойиңни елип кәт, болмиса өзәң оқуштин кетисән» дедим. Мана шуниңдин кейин маңа һечким «соға» һәққидә гәп қилмайдиған болди. Бизгә келип оқуватқан уйғур балилириниң тәртиви алаһидә бир мавзу. Бәзидә маңа уларни жиғивелип, алаһидә сөзлишишкә тоғра келәтти. Абдумеҗит исимлиқ бир шагиртим оқушини ташлимақчи болди. Ахири уни чақиривелип, очуқ сөзләштим. «Кетимән» дегән гәпни йәнә бир қетим қилсаң, «путуңни чақимән» дедим. Әтиси кичик дадиси кәпту. Әһвални чүшәндүрдүм. «Бу халисаң оқуп, халимисаң ташлап кетидиған адәттики оқуш орни әмәс, һәрбий билим дәргаһи» дедим. Улар мени чүшәнди. Абдумеҗит Мәмиров оқушини пүтирип, хизмәт бабида яхши көтирилди. Һөрмәтлик пенсиягә чиқишниң алдида түрмә башлиғи болди. Истипадики полковник. У устазиниң еқидисини унтуғини йоқ. Һеликәм аилиси билән мени пат-пат йоқлап туриду. Назарбаевниң соғиси Мухпул Йүсүпов милиция мәктивидин 700гә йеқин шагиртни тәрбийиләп чиқти. Уларниң арисида бирнәччә генерал, көплигән полковниклар бар. Мухпул Имир оғлиниң 1985-жили милиция мәктивини тамамлиған дәсләпки учумкарлири 2005-жили 20 жиллиқ учришиш уюштуриду. Устаз шагиртлирини бирдин тониди. Чүнки улар устазиға, худди милиция мәктивидә оқуватқандәк, муамилә қилишти. Һәммиси һөрмәт көрситип, өзлирини, андин аяллирини тонуштурди. Кейин мундақ учришишлар адәткә айлинип қалди. Шагиртлар устазини дайим йоқлап туриду. Уларниң арисида Болат Назарбаевму бар. Уму өз вақтида милиция мәктивидә оқуған. Әву бир жили у Мухпул Имир оғлиниң туғулған күнигә келип, иллиқ гәпләрни қилди. У өз сөзидә курс башлиғиниң милиция мәктивигә көплигән йеңилиқларни киргүзгәнлигини алаһидә тилға елип, миннәтдарлиғини изһар қилди. Туғулған күн, мәйрәмләрдә Мухпул акиниң янфониға «арам» йоқ. Бовисиниң изи билән кетип барған нәвриси Россиядин телефон қипту. У ФСБниң хадими. Һәммисиниң ейтидиған тилиги бирла: «Сиз һәқиқий офицер». Бу қетимму мошундақ тиләкләр йәнә ейтилди. Шагирт ләвзи Сарқытбек МОЛДАБАЕВ, истипадики полковник: – Мухпул Имир оғли мениң һаятимда муһим роль ойниди. Униң еқидисини унтуш мүмкин әмәс. Дәсләпки күнләрдин башлапла иккимиз йеқин арилишидиған болдуқ. Униң уйғур, йәни яркәнтлик екәнлигини аңлап хошал болдум. Чүнки мән талдиқорғанлиқ. Андин кичигимдин уйғурлар билән йеқин арилаштим. Шуңлашқа бу милләткә болған һөрмитим алаһидә. У мениң тиришчанлиғимни көрүп, оқушумда ярдәм қилди. Ахири униң ярдими арқилиқ училищени әла баһаға тамамлидим. Аилилик болушимдиму устазниң тәсири көп болди. У кичигидин бешидин иссиқ-соғ өткәчкә, һәрбиримизни өзиниң балисидәк яхши көрәтти. Оқутқанни аз дегәндәк, бәзиләрниң ишқа орунлишиға ярдәм қилди. Бешимизға күн чүшсә, дайим йенимиздин тепилатти. Мениң устазға болған һөрмитим чәксиз. Владимир БУДНИК, истипадики полковник: – Йошуридиғини йоқки, училищеда оқуветип, талай қетим тәртипни буздум. Балилар билән мәзкүр билим дәргаһиниң қашасини атлап, шәһәргә чиқип кетәттуқ. Ахири бир күни Мухпул Имир оғли бизни тутувалди. Һәрбиримиз билән җиддий сөзләшти. Уруп, ноқуштуруп кәтмиди. Мундақ ейтқанда, оғул баличә гәпләшти. Шуниңдин кейин бу қилиғимизни ташлидуқ. Бәзидә әһвалимизни ейтсақ, чүшинәтти. Мән әйнә шундақ командир-педагогниң қолидин тәлим алғинимға өкүнмәймән. Тәғдиргә миңларчә рәхмәт. Мени адәм қилған әйнә шу Мухпул Имир оғли. Уни мән «иккинчи дадам» дәп атаймән. Мақсат МАҢҒУБАЕВ, истипадики полковник: – Училищеға 1981-жили Маңғыставдин келип чүштүм. У йәргә оқушқа чүшкәнләрниң көпчилиги һәрбий хизмәттә болғанлар. Шуңлашқа һәрбий интизам күчлүк еди. Мухпул Имир оғли «худайим бәргән командир». Һәммимиз уни шундақ ататтуқ. У кечә-күндүз биз билән биллә болди. Аримизда «начар оқуди» дегән бала йоқ еди. Һәммимиз әла баһаларға оқудуқ. Болупму бизниң курс қизил байрақни икки жил һечкимгә бәрмидуқ. У пәқәт яхши оқуған курста болатти. Биз «Мухпул Имир оғли охшаш офицер болимиз» дәп арман қилаттуқ. Арминимизға йәттуқ. Бирақ бәрибир уни доралмаймиз. У — һәқиқий офицер.

941 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы