• Әхбаратлар еқими
  • 13 Желтоқсан, 2018

Утуқлиримизни дуния етирап қиливатиду

Мана бийил Қазақстан Җумһурийитиниң өз мустәқәллигини алғиниға жигирмә йәттә жил толуватиду. Бу тарих үчүн наһайити қисқа мусапә. Амма әйнә шу қисқа вақит ичидә елимизниң қолға кәлтүргән утуқлири әсиргә баравәр екәнлиги бүгүн һәммигә мәлум. Президент Нурсултан Назарбаевниң «Дәсләп – ихтисат, андин – сәясәт» дегән дана сәясити түпәйли тәрәққият йолиға чүшкәнлигимизни дуния етирап қиливатиду. Ташқи сәясәттиму дуния жамаәтчилиги бизни течлиқпәрвәр дөләт дәп тонуйду. Әлвәттә, жигирмә йәттә жил ичидә әмәлгә ашурулған ишлар һәққидә тәпсилий тохтилидиған болсақ, гезит бети азлиқ қилиду. Шуңлашқа бийил елимиздә йүз бәргән муһим вақиәләргә тохтилип өтәй. Қелиплашқан әнъәнә бойичә, бийил жил бешида Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти — Милләт Лидери Нурсултан Назарбаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» намлиқ Мәктүби елан қилинди. Шәхсән өзәм, Президентниң қазақстанлиқларға йоллиған бирнәччә Мәктүбиниң гувачиси болдум вә улар елан қилинған мәҗлисләргә қатнишиш бәхтигә ериштим. Бу, әлвәттә, тарихий вақиәләр. Һәммимизгә мәлум, Президент өз мәктүплиридә дайим елимиз тәрәққиятиниң йөнилишлирини, алдимизда туруватқан муһим вәзипиләрни ениқ көрситип бериду. Бу Мәктүпму шундақ болди. Тәкитләш лазимки, һазир дуния төртинчи санаәт инқилавини баштин кәчүрмәктә. Тәрәққий етиватқан заманивий технологияләр ихтисадий тәрәққиятқа болған тамамән башқичә көзқарашни шәкилләндүрүшни, йеңичә яндишишни тәләп қилиду. Әгәр биз заман синақлириға өз вақтида жавап берәлмисәк, ховуп-хәтәрләргә тақабил туралмисақ, мустәқил дөләт сүпитидә сақлинип қелишимизниң өзи җиддий мәсилә болуп қалидиғанлиғи ениқ. Шу нуқтәий нәзәрдин қариғанда, Мәктүптә көрситилгән вәзипиләрниң әһмийити чоң. Тәкитләш лазимки, һазир йеңи технологияләр сүръәтлик тәрәққий етиватқан заман. Мәктүптә Президент Қазақстанниң йеңи технологиялик тәрәққиятиниң утуқлирини пайдилинип, әң тәрәққий әткән 30 дөләтниң қатариға киришни тезлитиш вә шу арқилиқ елимиз гражданлириниң турмушини, ихтисадини яхшилаш йөнилишини нәзәрдә тутиду. Бу мәхсәткә йетиш үчүн Мәктүптә алдимизға он асасий вәзипә қоюлди. Биринчи вәзипә, елимизниң индустрия санаитидә йеңи технологияләрни пайдилиниш. Бу вәзипигә мувапиқ Қазақстан индустриягә йеңи технологияләрни киргүзүш бойичә лидерға айлиниш шәрт. Иккинчи вәзипигә мувапиқ, елимиз ресурслиқ ихтидарини техиму ашуруш тәләп қилиниду. Йеңи технологияләрни пайдилинип, ресурсларниң үлүшини, уларни қайта ишләш даирисини кәңәйтиш, санаәтниң энергетика нәтиҗидарлиғини, экологиялик җәһәттин тазилиғини ашуруш. Мәлумки, елимизниң йеза егилиги саһасидики ихтидари наһайити жуқури. Президент мошу саһаниң технологиялик дәриҗисини йеңи балдаққа көтириш мәсилисини үчинчи вәзипә сүпитидә көрсәтти. Төртинчи вәзипидә, Дөләт рәһбири транспорт вә логистикилиқ инфрақурулумни техиму тәрәққий әткүзүп, транзиттин чүшидиған пайдини ашуруш лазимлиғини алаһидә тәкитлиди. Бәшинчи вәзипә болса, қурулуш вә турушлуқ өй коммуналлиқ егилигидә йеңи технологияләрни утуқлуқ пайдилиниш арқилиқ аддий хәлиқниң турмуш дәриҗисини көтиришни мәхсәт қилиду. Алтинчи вәзипигә мувапиқ, малийә секторини аһалиниң мәнпийитини нәзәрдә тутқан һалда қайта йеңилаш вә банк системисини рәтләш лазимлиғи ейтилди. Йәттинчи вә сәккизинчи вәзипидә сүпәтлик адәм капитали вә нәтиҗидарлиқ дөләт башқуруш мәсилиси көрситилди. Тоққузинчи вәзипидә қанунниң үстүнлүги вә коррупциягә қарши күрәш дөләт сәяситиниң асасий йөнилишлириниң бири болуп қалидиғанлиғи қәйт қилинди. Онинчи вәзипидә «Смарт сити» технологиясини киргүзүш арқилиқ тәрәққий етип келиватқан шәһәрләр мәсилилирини нәтиҗидарлиқ билән һәл қилиш инвесторларниң қизиқишини ашуридиғанлиғи алға сүрүлди. Байқиғинимиздәк, бу вәзипиләрниң әһмийитини бүгүнки күн тәливи толуқ дәлиллимәктә. Март ейида болса Президентниң Бәш иҗтимаий тәшәббуси елан қилинди. Намидин көрүнүп турғинидәк, бу йәрдә хәлиқниң иҗтимаий һаятиға алаһидә көңүл бөлүнди. Президентниң тәшәббуслирида аддий хәлиқни ойландуруп жүргән барлиқ мәсилиләр толуқ өз әксини тапқан. Кәңирәк тохталсақ, қолйетимлиқ турушлуқ өй билән тәминләш. Мошу мәхсәттә МДҺ әллиридә тәңдиши йоқ «7-20-25» программиси җарий қилинди. Бу программиниң даирисидә 7 пайизлиқ мөлчәр билән, өй баһасиниң 20 пайизни селип, 25 жилға несийә бериш қолға елинди. Мәзкүр программа июльда ишқа қошулди вә мошу вақит ичидә миңдин ошуқ аилә өй елиш пурситигә егә болди. Бәш иҗтимаий тәшәббус даирисидә билим елиш бойичә 2018 – 2019-оқуш жиллириға қошумчә 20 миң грант бөлүнди. Бу –яшлиримизға болған ғәмхорлуқниң ярқин көрүнүши. Дөләт рәһбириниң тәшәббусидики йәнә бир йөнилиш – «Мәмликәтни газ билән тәминләшни давамлаштуруш» дәп атилиду. Шуниңға мувапиқ, елимизниң һәммә җайлириға газ йәткүзүлмәктә. Бу болса, экологиялик таза йеқилғуни пайдилинишқа кәң йол ачиду. Мән жуқурида тәкитләп өткинимдәк, һазир җәмийәт сүръәтлик тәрәққий етиватиду. Технологияләр һәр алтә айда йеңилинип туриду. Демәк, бизму шуларға маслишишимиз һаҗәт. Әйнә шу йеңилиқларға вә заман тәливигә риайә қилған һалда Президент 5-октябрь күни Қазақстан хәлқигә новәттики «Қазақстанлиқларниң паравәнлигиниң өсүши: тапавәтниң вә турмуш сүпитиниң яхшилиниши» намлиқ Мәктүбини йоллиди. Қошумчә қилсам, Президентниң бир жилда икки қетим Мәктүп йоллиши мустәқил дөлитимиз тарихида дәсләпки қетим йүз бәрди. Һәммимиз телевизордин Президентниң бир саат әллик бәш минут министрлар, һакимлар билән очуқ шараитта сөһбәтләшкинини көрүп турдуқ. Дөләт рәһбири мәзкүр Мәктүпниң хәлиқниң турмушини, киримини, һаят кәчүрүш сүпитини ашурушқа қаритилғанлиғини тәкитлиди. Униңдин ташқири, ички туризмни тәрәққий әткүзүш, кичик вә оттура тиҗарәтни риваҗландуруш мәслилиригә алаһидә әһмийәт берилди. Шуниң билән биллә Мәктүптә муәллимләрниң мәртивисигә мунасивәтлик қанун қобул қилинидиғанлиғи очуқ ейтилди. Һәқиқәтәнму җәмийәттә муәллимләрниң һоқуқини һимайә қилидиған қанун аллиқачан керәк еди. Шуңлашқа Президент муәллимләрниң мәртивисигә алаһидә әһмийәт берип, мәхсус қанун қобул қилишни тапшурди. Һазир Парламентта «Педагоглар мәртивиси тоғрилиқ» қанун лайиһиси муһакимә қилиниватиду. Йеңи жилда бу қанун қобул қилиниши керәк. Әнди мана йеқиндила йоруқ көргән Президентниң «Улуқ даланиң йәттә қири» намлиқ мақалиси җәмийәттә наһайити чоң қизиқиш һасил қилди. Һазир дунияниң барлиқ дөләтлири дегидәк өз тарихиға, тилиға, диниға, дилиға йеңичә көзқарашларни шәкилләндүрүватиду. Униң йолини һәрким өзи таллайду вә баһалайду. Шу нуқтәий нәзәрдин қариғанда, Президент мақалисида биз нурғун соалларға җавап тапалаймиз. «Тарихсиз әл болмайду» дегәндәк, тарихимизни яхши билмисәк, келәчәкни қуралмайдиғинимиз ениқ. Әнди тарихий аң-сәвийә арқилиқ миллий аң-сәвийә өсиду, миллий сәвийәмиз алий дәриҗигә көтирилсә, мустәқиллигимизниң һули мустәһкәм болиду. Һәммимизгә мәлум, биз 2050-жилғичә 30 тәрәққий әткән дөләтниң қатариға қошулушимиз керәк. Бу – бизниң стратегиялик планимиз. Бүгүн шуниңға дадил қәдәм бесип келиватқинимизға Президентниң мәктүплири дәлил болалайду. Уларниң асасида аддий хәлиқниң паравәнлигини, һаят кәчүрүш сүпитини яхшилаш турғанлиғини алаһидә тәкитләш лазим. Җәмләп ейтсам, Дөләт рәһбири тәрипидин берилгән тапшурмилар әмәлиятта орунланса, чоқум нәтиҗигә йетимиз. Әнди Парламент Мәҗлисиниң депутати сүпитидә әмәлгә ашурған ишлирим һәққидә қисқичә тохтилип өтүшни тоғра көрүватимән. 2018-жили «Қазақстан Җумһурийитиниң айрим қанун актлириға турушлуқ өй мунасивәтлири мәсилилири бойичә өзгиришләр вә толуқтурушлар киргүзүш тоғрилиқ» қанун лайиһисиниң ишчи топида болдум. Бу қанун һәрбийләрни турушлуқ өй билән тәминләш мәсилисини һәл қилиду. «Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тоғрилиқ» қанунға өзгиришләр вә толуқтурушлар киргүзүш тоғрилиқ» қанунға Президент 9-январьда имза қойди. Шундақла «Қазақстан Җумһурийитиниң айрим қанун актлириға кинематография мәсилилири бойичә өзгиришләр вә толуқтурушлар киргүзүш тоғрилиқ» қанун лайиһиси Мәҗлистә қобул қилинип, Сенатқа әвәтилди. Сенат бу қанун лайиһисини 5-декабрьда қобул қилип, Президентқа йоллиди. Һазир «Қазақстан Җумһурийитиниң айрим қанун актлириға тарихий-мәдәний мирас мәсилилири бойичә өзгиришләр вә толуқтурушлар киргүзүш тоғрилиқ» Қанун лайиһиси, «Қазақстан Җумһурийитиниң айрим қанун актлириға дөләт хизмити вә коррупциягә қарши иш-һәрикәт мәсилилири бойичә өзгиришләр вә толуқтурушлар киргүзүш тоғрилиқ» қанун лайиһиси бойичә иш елип бериватимиз. Мән «Қазақстан Җумһурийити билән Хәлиқара қайта қуруш вә тәрәққият банки арисидики №8156-KZ қәриз тоғрилиқ шәртнамигә (Шәриқ –Ғәрип автомобиль йоллирини тәрәққий әткүзүш лайиһиси (Алмута-Қорғас участкиси): Ғәрбий Европа – Ғәрбий Хитай хәлиқара транзит дәлизи) түзитишләр киргүзүшкә мунасивәтлик Қазақстан Җумһурийити вә Хәлиқара қайта қуруш вә тәрәққият банки арисидики шәртнамини ратификацияләш тоғрилиқ» Қанун лайиһиси бойичә ишчи топини башқурдум. Бу қанун лайиһиси бойичә Мәҗлистә икки муһакимә болди. Мәҗлисниң Ихтисадий ислаһат вә регионлуқ тәрәққият комитетиниң кәңәйтилгән олтиришида муһакимә қилинди һәм Мәҗлистә 28-октябрьда қобул қилинди вә Сенатқа әвәтилди. 2018-жили иш бабидики сәпәрләр билән елимизниң бирнәччә регионида болдум. Хәлиқ билән учришишлар өткүзүлди. Әйнә шу учришишларда айрим соаллар бойичә йәрлик иҗраий органларға мураҗиәт қилинип, аһалини ойландуруп жүргән бәзи мәсилиләр һәл қилинди. Әнди бәзи мәсилиләр бойичә депутатлиқ соаллар йолланди. Мәсилән, Арқалық шәһириниң аһалисиниң илтимаси асасида Арқалық-Державинск йолини җөндәш бойичә Премьер-Министрға депутатлиқ соал әвәтилди. Алмута вилайити Уйғур наһийәси йәрасти сулириниң көтирилиши ақивитидин терилғу йәрлириниң ярамсиз болуп қеливатқанлиғи, Довун йезисидики көлниң ховуплуқ әһвали, Чоң Дехан, Ғалҗат, Довун, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қорам, Маливай йезилирида янфон алақисиниң начарлиғи тоғрилиқ Һөкүмәт рәһбиригә депутатлиқ соаллар йолланди. Алмута вилайитидики Чарин каньониға, «Подгорный» дәм елиш орниға баридиған йолларни җөндәш, туристлар үчүн автобусларни сетивелишқа дөләтниң ярдими һаҗәт екәнлиги тоғрилиқ Премьер-Министрға, Қазақстанда йеза егилиги техникисиниң йетишмәйватқанлиғи тоғрилиқ Премьер-Министрниң биринчи орунбасариға депутатлиқ соаллар йолланди. Мошу айда болса, Қазақстанда уйғур тилиниң латин графикисиға қазақ тили билән биллә өтүшини қоллаш бойичә Премьер-Министрға депутатлиқ соал, Уйғур наһийәси Чоң Дехан йезисидики ичидиған су мәсилисини һәл қилиш бойичә иккинчи қетим депутатлиқ соал йолланди. Хуласиләп ейтсақ, бу жил һәммимиз үчүн утуқлуқ жил болди. Келәчәктиму бизни чоң вәзипиләр вә утуқлар күтүп туриду. Пурсәттин пайдилинип, барлиқ гезитханларни Мустәқиллигимизниң новәттики сәнәси вә қәдәм тәшрип қиливатқан Йеңи жил мәрикиси билән қизғин тәбрикләймән.

415 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы