• Мөтивәрләр
  • 09 Қаңтар, 2019

Наһийә һакими ветеранларни йоқлиди

Гөһәрбүви ИСМАЙИҖАНОВА, «Уйғур авази» Панфилов наһийәсидә Улуқ Вәтән урушиниң тирик шаһидлиридин үчила һаят. Улар: йеши тохсән бәшкә тақиған Яқуп Данахунов, Сембек Қожахметов, Идрис Бурабеков. Мөтивәрләр билән учришип, сөһбәтлишишниң өзи бир ғенимәт. Панфилов наһийәсиниң һакими Темирлан Бектасов һәрбир мәрикидә уларниң һалидин хәвәр елип, һөрмәт билдүрүп, жут-җамаәтчиликниң салимини йәткүзүшкә адәтләнгән. Бу қетимму Темирлан Амангелдиулы бир топ зиялилар билән үч ветеранни тәбрикләп, өйлиригә барди. Улуқ Ипәк йоли бойидики Чоң Чиған йезисида истиқамәт қилидиған Яқуп атиниң өйигә қәдәм тәшрип қилған наһийә һакими униңға өзиниң Йеңи жиллиқ тәбригини йоллиди. – Улуқ Вәтән урушиниң ветеранлири – бу бизниң батур атилиримиз. Силәр бар, бизниң көңлимиз тоқ. Бизниң парлақ һаятимиз үчүн яшлиғиңларни сәрип қилдиңлар. Барлиқ һаятиңларни наһийәниң ихтисади билән мәдәнийитини йүксәлдүрүшкә беғишлидиңлар. Йүз яшаңлар қәһриманлар! –деди у. Яқуп Данахуновни Яркәнт тәвәсидә һәммә тонуйду. Чүнки униң җәңгиварлиқ йоли җасарәткә толуп-ташқан. Чоң Чиған йеза округи территориясидики ялғуз ветеран. Яқуп ата течлиқ әмгәктиму аброй-атаққа бөләнгән дехан, етиз мәрданиси. Шуниң үчүнму униң исмини һәммә пәхирлиниш билән тилға алиду. – Улуқ Вәтән уруши башлиниши биләнла дәсләпкиләрдин болуп он сәккиз жутдишим билән мәйданға атландим. Украинида алтә ай һәрбий тәйярлиқ курсида оқуп, мәшғулатларни жүргүздуқ. Қурал-ярақ тутушни, уни етишни һәм күтүшни үгәндуқ. Андин 1-Украина фронтидики җәңләргә қатнаштим, – дәп өтмүшни әсләйду мөтивәр. Яқуп Данахунов урушта көрсәткән қәһриманлиғи үчүн ІІ дәриҗилик Вәтән уруши ордени вә башқиму нурғунлиған медальлар билән мукапатлиниду. Җәңләрдә алған җараһитигә қаримастин, течлиқ әмгәккә арилишиду. Яқуп Данахунов һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә “Октябрьниң 40 жиллиғи” колхозида мевилик әмгәк қилиду. Шуниңдин кейин наһийә һакими Темирлан Бектасов көкталлиқ вә қоңурөләңлик ветеранлар – Идрис Бурабеков билән Сәмбек Қожахметовниң өйлиригә қәдәм тәшрип қилип, һал сорап, һәмсөһбәттә болди. Панфилов наһийәси.

383 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы