• Мәнавият
  • 16 Қаңтар, 2019

«Ғунчә» журналиниң йеңи жиллиқ сани

Рашидəм МИРЗƏХМƏТОВА. “Уйғур авази” Йеқинда көплигән балиларни иҗадийәт йолиға башлап, уларға роһий озуқ берип келиватқан «Ғунчә» журналиниң новәттики сани йоруқ көрди. Журналниң муқависида Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисидики Илия Бəхтия намидики оттура мəктəпниң оқуғучиси Дилəрəм Мирзəхмəтованиң рәсими берилгəн. Дилəрəм — һəвəскар рəссам. «Зияли кишилəр һəққидə» намлиқ сəһипидə хəлқимизниң ғəзəлхини Хелил Һəмраев һəққидə мақалə орун алған болуп, журнал оқурмәнлиригә шаирниң тәрҗимиһали вә иҗадийити билән йеқиндин тонушушқа имканийәт яритиду. Әнди «Йеңи исим» рубрикисида елимиздə вə чəт əллəрдə ушу-саньда бойичә өткән талай чоң-кичик мусабиқиләрниң ғалиби аталған Əлиəсқəр Əсқəров тоғрилиқ мақалə берилгəн. Мәлумки, буниңдин бираз вақит илгири нəшир коллективи шаир вə журналист, мəрһум Абдумеҗит Дөлəтовниң 70 яшлиқ тəвəллудиға беғишланған конкурс елан қилған еди. Шуниңға бенаән, бу қетим Долата оттура мəктивиниң оқуғучиси Бəхтияр Розахуновниң дөлəт вə җəмийəт əрбаби Абдулла Розибақиев һəққидə язған «Йоруқ юлтуз» намлиқ эссеси берилгән. Яш иҗаткар Абдулҗан Азнибақиевниң балиларға беғишланған шеирлириму диққәткә сазавәрдур. Қисқиси, «Ғунчə» журналиниң йеңижиллиқ сани балилар көңлидин чиқидиғанлиғи сөзсиз.

277 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы