• Замандаш
  • 16 Қаңтар, 2019

Жигитбеши

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Хәлқимизниң әсирләр давамида қелиплашқан әнъәнилири көп. Әйнә шундақ әнъәниләрниң бири, һазирқи тил билән ейтқанда, уйғур жутлиридики жигитбашлири институти. Һәммимизгә мәлумки, мошундақ әнъәнә башқа һечбир милләттә йоқ екән. Хәлқимиздә «үч уйғур жиғилип қалса, арисидин бирини жигитбеши қилип сайлайду» дегән һәзилму бар. Ейтмақчи болғинимиз, әмәлиятта уйғур жутлирини жигитбашлири «башқуриду». Шуңлашқа уйғурлар жигитбеши қилип абройлуқ, аилиси, әхлақ-тәртиви башқиларға үлгә болидиған шәхсләрни сайлашқа адәтләнгән. Сәвәви, жуттики йәттә яштин йәтмиш яшқичә болғанларниң һәммиси жигибешини тиңшайду һәм униңға беқиниду. Жигитбеши миллий урпи-адәтлиримизни, миллий урпи-адәтлиримизни назарәт қилиду. Биз, гезит хадимлириму, иш бабида уйғур жутлириниң жигитбашлири билән дайим йеқин мунасивәттә болуп туримиз. Болупму муштири топлаш пәйтидә жигитбашлири бизни дайим қоллап-қувәтләп туриду. Әйнә шундақ инсанларниң бири — Алмутидики “3-Айнабулақ” мәһәллисиниң жигитбеши Йолдаш ака Тохтиқулиевтур. Йолдаш Тохтиқулиев Уйғур наһийәси Чоң Ақсу йезисида дунияға кәлгән. Бу уруштин кейинки еғир жиллар еди. Дәһшәтлик уруштин аман кәлгән әрләр аз болғачқа, йезидики барлиқ ишлар аялларниң, балиларниң зиммисидә болғанлиғи һәммимизгә мәлум. Апам рәмити биз, үч балини, беқиш үчүн әтидин кәчкичә етизда әмгәк қилатти, – дәйду Йолдаш ака өткән күнләрни әсләп. – Акам билән һәдәмму кичигидинла ишләшкә башлиди. Мән есимни билгән пәйттә хәлиқниң турмуш-тирикчилиги сәл болсиму яхшилинип, билим елиш имканийитигә егә болдуқ. Мәктәпни тамамлапла колхоздики нефть базисиға ишқа орунлаштим. Шу мәһкимидә ишләп жүрүп, йолланма билән мәхсус курсларни түгитип, механик кәспини егилидим. Көп өтмәйла тиришчанлиғи, әмгәкчанлиғи билән көзгә чүшүшкә башлиған яш жигит наһийәлик истималчилар җәмийитигә тәклип қилиниду. У бу йәрдә экспедитор болуп ишләшкә башлайду. Әнди униңға Алмутиға көпирәк қатнашқа тоғра келиду. Әҗдатлиримиз «гадай болсаң, шә талаш» дәйдиғу – дәйду Йолдаш ака. – Алмутиға келип жүрүп ахири шәһәрдә бирәтола қелиш қарариға кәлдим. «Горводоканал» мәһкимисигә ишқа орунлаштим. Әлвәттә, дәсләптә сәралиқ жигиткә чоң шәһәргә үгиниш қийин болди. Амма өзиниң идриги, адәмләр билән тез ичәкишип кетидиған хислити түпәйли Йолдаш ака йеңи иш орнидиму көп өтмәйла илғарлар қатаридин көрүнүшкә башлиди. У мошу мәһкимидә оттуз төрт жил әмгәк қилди. Мошу вақит давамида униң сүрити мәһкиминиң “Һөрмәт тахтисидин” чүшмиди. Бирнәччә қетим пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. Қисқиси, у та пенсиягә чиққичә мошу йәрдә ишлиди. Йолдаш акиниң йәнә бир алаһидилиги, у милләтпәрвәр инсан. Қәйәрдила яшимисун, җәмийәтлик ишларға йеқиндин арилишип турди. Миллитимизгә аит мәсилиләрдә дайим алдинқи сәптин көрүнүп жүрди. Маңа ишимдин “Ақсай” микрорайонидин өй берилди, – дәп әсләйду сөһбәтдишим. – Йеңи өйгә көчүп берипла уйғурларни издәшкә башлидим. Көп өтмәйла, жутдарчилиқ ишлириға арилаштим. Миллий урпи-адәтлиримизни, мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзүшкә мисқалчилик болсиму үлүш қошушқа тириштим. Елимиз мустәқиллик алғандин кейин унтулуп кетишкә башлиған нурғунлиған әнъәнилиримизни қайта тикләш имканийитигә егә болдуқ. Болупму дин мәсилисидә хелә илгириләшләр йүз бәрди. 90-жилларниң ахирилирида “Ақсай” микрорайонида мечит селиш қолға елинди. Мениң өйүмниң йенидила. Күндә дегидәк чиқип мечит қурулушчилири билән сөһбәтлишип жүрдүм. Уқушсам, мечит қурулушиниң мәблиғини Әрәпстандин кәлгән шейхлар бәргән екән. Пурситини тепип, шулар билән учришишни мәхсәт қилип жүрдүм. Арминим туғулған жутум —Чоң Ақсудиму мошундақ мечит селиш еди. Мечит селинип, ечилиш тәнтәнисигә һелиқи шейхларму кәлди. Әрәпстанлиқ меһманлар билән учришип, мәхситимни изһар қилдим. Улар қурулуш ишлириниң барлиқ һөҗҗәтлирини тәйярлашни ейтти. Мән дәррула жутдишим Мирзәхмәт Һошуровқа мураҗиәт қилдим. У қисқа вақит ичидә һаҗәт болған һөҗҗәтләрни тәйярлап бәрди. Шундақ қилип, жутумизда мечит селишни башлавәттуқ. Мәзкүр дәргаһниң қәд көтиришигә барлиқ жутдашлар мунасип төһпилирини қошти. Мошуниңдин он бәш жил илгири Йолдаш ака “3-Айнабулақ” микрорайониға көчүп кәлди. Үгәнгән адити бойичә бу йәрдиму жут ишлириға йеқиндин арилишишқа башлиди. Жутниң шу вақиттики жигитбеши Ширмуһәмәт Илиясов билән бирликтә жутниң ишлирини җанландурушқа күч чиқарди. Ширмуһәмәт ака башқа жутқа көчүп кәткәндин кейин жутдашлири йәкдиллиқ билән Йолдаш акиниң жигитбеши қилип сайлиди. Һазир жутумизда йүзгә йеқин уйғур аилиси бар, – дәйду Йолдаш ака. – Жутумиз инақ. Той-төкүн, нәзир-чирақ ишлирини урпи-адәтлиримиз даирисидә өткүзүшкә адәтләндуқ. Яшлиримизниму жут ишлириға арилаштурушқа тиришип келиватимиз. Имканийәтниң баричә миллий нәширләргә муштири топлаватимиз, театримизға билетларни сетиватимиз. Яхши йери, йенимизда уйғур тилида билим беридиған қутлуқ дәргаһ — М.Яқупов намидики 101-мәктәп бар. Шуңлашқа һәрхил сорунларда яшларға балилирини миллий мәктәптә оқутушини тәрғибат қилип келиватимиз. Қошумчә қилсақ, миллий нәширләргә муштири топлаш мәвсүмидә Йолдаш ака тиним тапмайду. Өйму-өй кирип, жутдашлирини гезит-журналларға язиду. Бу күнләрдә Йолдаш Тохтиқулиев өзиниң шанлиқ 70 яшлиқ тәвәллудини нишанлаватиду. Бизму, өз новитидә, һөрмәтлик акимизни тәвәллуди билән қизғин тәбрикләймиз.

882 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы