• Әхбаратлар еқими
  • 16 Қаңтар, 2019

Бирлиги ярашқан жут

«Вәтәнпәрвәрликниң әң илғар үлгиси – туғулған йәрниң тарихини мәктәптә оқутуштин башлиса, наһайити яхши болиду. Туғулған йәрниң һәрбир сейи вә идирлири, тағлири билән дәриялири тарихтин учур бериду. Һәрбир йәр нами тоғрилиқ талай ривайәтләр вә һекайиләр бар… Туғулған йәргә болған муһәббәт туғулған әлгә –Қазақстанға дегән вәтәнпәрвәрлик һис-туйғуға улишиду». (Елимиз Президенти Н.Ә. Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш»  мақалисидин).  Әмгәкчиқазақ наһийәси – Алмута вилайитидики әң чоң наһийә һесаплиниду. У 25 йеза вә бир шәһәрлик округтин тәркип тапқан. Округларниң ичидиму чоң вә кичиклири бар. Чоң округларниң бири –Рахат йеза округи. Униң тәркивигә Қәйнәзәр, Азат, Рахат, Өрикти йезилири вә 48 дача кириду. Умумий мәйдани – 14 030 гектар. Мәркизи – Қәйнәзәр йезиси. Округ турғунлириниң умумий сани –34 533 адәм. Наһийә мәркизидин 13 чақирим, вилайәт мәркизидин 250 чақирим жирақлиқта орунлашқан. 2018-жили август ейидин башлап округқа Қуат Ақчабаев рәһбәрлик қилиду. Рахат йеза округи һакиминиң аппаратида барлиғи болуп 21 хадим аһалиға хизмәт қилиду. Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Округ бойичә бәзи рәқәмләр Мәлумки, һазир округ турғунлири тәрипидин топланған селиқ шу округниң бюджетини тәшкил қилип, униң тәрәққияти үчүн сәрип қилиниду. Рахат йеза округида 5186 өй вә йәр мүлки, шундақла транспортниң 3618 түри тиркәлгән. Улардин һөкүмәткә чүшкән бултуқи селиқ 121,4 пайизни тәшкил қилди. *** Рахат йеза округиниң аһалиси асасән йеза егилиги билән шуғуллиниду. Округта 676 дехан егилиги тиркәлгән. Жил йәкүни бойичә округ деханлири яңиюдин 7844,5 тонна, соядин 462,5 тонна, көмүқонақтин 3820,5 тонна вә көктаттин 4672,5 тонна һосул алди. Рахатта чарвичилиқму тәрәққий етип келиватиду. Шәхсийләрдә 670 илқа, 1780 кала, 11662 қой-өшкә, 120 чошқа вә 4000 өй қуши бар. *** Рахат йеза округида һарақ-шарап чиқиридиған «Дионис» (жилиға 8407 миң литр һарақ-шарап чиқириду), хиш ишләп чиқиридиған «Қазстрой» («Құрылыс Көмек»), «Қәйнәзәр» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиқлири, бетон ишләп чиқиридиған «Интеллект Сервис» (570 тонна), хиш ишләп чиқиридиған «Хашиев» шәхсий тиҗарәтчилиги, «Азат» вә «Нурлы Асу» йеза егилиги ишләпчиқириш кооперативлири бар. Округ тәрәққиятида уларниң роли алаһидә. Мәсилән, 2017-жили қурулған «Нурлы Асу» кооперативи 65 гектар йәрдә ғәндиғәрә пәрвиш қилип, 15 адәмни иш билән тәминлиди. «Азат» ИЧК көмүқонақ, соя, яңию, көктат, көпжиллиқ чөп түрлирини пәрвиш қилиду. Умумий мәйдани – 220 гектар. Кооперативта 45 – 50 адәм иш билән тәминләнгән. «Амаль Агро Лаин» дехан егилиги 4,8 гектар йәрдә тамчилитип суғириш усулиниң ярдими билән йәл-йемиш пәрвиш қилиду. 10 иш орни ечилған.«Сабир» дехан егилиги 102 гектар мәйданда данлиқ өсүмлүкләр билән көктат, йәл-йемиш пәрвиш қилиду. Яз күнлири 35 – 40 адәм иш билән тәминлиниду. «Толқынов» дехан егилиги 24 гектар мәйданда данлиқ өсүмлүкләр билән көктат, йәл-йемиш пәрвиш қилиду. Яз күнлири 35 адәмни иш билән тәминләйду. Буниңдин башқа, округта 58 кичик вә оттура тиҗарәт моҗут. Уларда 89 адәм иш билән тәминләнгән. *** Рахат йеза округида 6 билим дәргаһи бар. Уларниң бәши толуқ вә бири толуқсиз оттура мәктәпләр. Қәйнәзәрдики Чоқан Вәлиханов намидики оттура мәктәптә 848 бала билим алиду. Уларға 84 устаз билим вә тәрбийә бериду. Округтики әң қедимий, өз зиммисигә жүкләнгән вәзипиләрни аброй билән атқуруп келиватқан билим дәргаһлириниң бири – Азат толуқсиз оттура мәктиви. Униң һули 1923-жили қурулған. Йеқинда 95 жиллиқ тәвәллудини тәнтәнилик нишанлиған Азат толуқсиз оттура мәктивидә 300гә йеқин бала оқуйду. Уларға 40 устаз билим вә тәрбийә бериватиду. Өз вақтида таза уйғур тиллиқ болған бу мәктәптә хәлқимизниң атақлиқ композитори, профессор, Қазақстанниң хәлиқ артисти, он жил бойи Қурманғази намидики Қазақ миллий консерваториясиниң ректори болған Қуддус Ғоҗамияров, химия пәнлириниң доктори Турсун Сапаров, йеза егилиги пәнлириниң доктори Ғәйрәт Сабитов, хәлиқ артисти Билим Мамудаев, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти Ризвангүл Тохтанова, атақлиқ кардиолог-дохтур Гүлинур Дуганова, невропотолог-дохтур Қурванҗан Һетәков, балилар кардиохирурги Гүлжан Сәрсенбаева вә башқилар билим алған. Рахат йезисидики 300 орунлуқ мәктәп буниңдин бирнәччә жил бурун селинди. 65 һәрхил категориялик муәллим 664 балини тәрбийиләватиду. Өрикти йезисидики Бейимбет Майлин намидики оттура мәктәптә 699 бала оқуп, 73 муәллим ишләйду. Раһат йеза округиға қарашлиқ дачилар Ишиктә шәһиригә йеқин болғанлиқтин, бурун дачилиқларниң балилири шәһәр мәктәплиридә билим алатти. Буниңдин 2 жил илгири дөләт һесавиға дачида 600 орунлуқ мәктәп селинип, аһалиниң бешини көккә йәткүзди. Дачиларда туридиған 268 балини мәктәпкә тошушму дурус йолға қоюлған. Уларниң көпчилиги Қәйнәзәр йезисидики Ш.Вәлиханов намидики, Ишиктә шәһиридики В.Терешкова намидики вә Қ.Сәтпаев намидики оттура мәктәпләрдә билим алиду. Президентимиз «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» сәрләвһилик мақалисида «Мәнивий йеңилиништики әң муһим амил – билим» екәнлигини һәрбир адәм чүшиниши керәк» дәп тәкитлиди. Шуңлашқа «Мәңгүлүк әл» идеясини әмәлгә ашурушта атқурулуватқан ишларниң нурғуни мәктәпләргә тәәллуқ. Бүгүнки күндә Қазақстанниң бүгүни билән әтиси яш әвлатниң қолида екәнлигини яхши чүшәнгән рахатлиқ устазлар округ балилириниң билимлик болуп йетилиши үчүн аянмай әмгәк қилмақта. *** Буниңдин 5-6 жил бурун балилири кичик ата-анилири уларни күндүзи қойидиған йәр тапалмай қийнилатти. Наһийә һакими Бинәли Ысқақниң бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүшиниң нәтиҗисидә бүгүнки күнгә қәдәр мәктәп йешиғичә болған балиларниң 98 пайизи балилар бағчилири билән тәминләнди. Рахат округиму бу яхшилиқлардин истисна әмәс. Округниң 6 яшқичә болған турғунлириниң сани 3573 адәмни тәшкил қилиду. Улар үчүн Раһатта «Әдемі», Қәйнәзәрдә «Улыбка», «Умай ана», «Жибек», Азатта «Балапан», Өриктидә «Аленушка», «Еркетай», «Арман», дачиларда «Нұрлы жол» вә «Қошақан» шәхсий балилар бағчилири ишләватиду. *** Рахат йеза округиниң 4 йезисида 4 амбулатория бар. Уларда 10 алий билимлик дохтур вә 52 оттура мәхсус билимгә егә медицинилиқ хадим ишләйду. *** Округниң 13885 турғуни әмгәк қилишқа ярамлиқ болуп, уларниң 13305 һәрхил хизмәтләрдә ишләйду. 580 адәм өзини өзи иш билән тәминләватқанлар. 2019-жилиниң дәсләпки күнлири ишсизлар ретидә тиркәлгәнләрниң сани 45 адәмни тәшкил қилди. 139 аилә, йәни 799 адәм дөләт тәрипидин иҗтимаий ярдәм еливатиду. “Алтун адәм” Тәкитләш лазимки, Қазақстан Җумһурийитиниң брендиға айланған «Алтун адәм» дәл мошу Рахат округидин тепилған. Әслидә, у йәрниң һәрбир сантиметридин әҗдатлар һаятидин дерәк беридиған нәрсиләрни тепишқа болиду. Шуңлашқиму бу йәрдики илмий тәтқиқат ишлири һечқачан тохтимайду. Өткән әсирниң 90-жиллири «Алтун адәмни» тапқан археолог Бекен Нурмуханбетовниң тәшәббуси билән бу йәрдә «Асман астидики очуқ мирасгаһ» ечилған болса, 2011-жили дөләт тәрипидин чоң бена селинип, униң фонди археологиялик қезилмилар билән толтурулди. Һазир бу йәрдә сақ дәвридин қалған 3000дин ошуқ экспонат бар. Шу түпәйли мирасгаһ илмий мәркәзгә айланди. Қазақстанниң җай-җайлиридин, һәтта чәт әлләрдин кәлгән меһманларниң айиғи үзүлмәйду. Мирасгаһ әтрапидики 80дин ошуқ қорған һәм қоруқлар дөләт назаритигә елинип, туризм саһасини тәрәққий әткүзүшкә кәң йол ачти. Қиш мәнзириси Атап кетиш керәкки, Рахат йеза округиниң йезилири Талғир йоли бойиға җайлашқан. Ушбу йол Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң мәркизи Ишиктә шәһири билән Талғир наһийәсиниң мәркизи Талғир шәһирини қошуп туриду. Йезиларниң барлиғи тағ бағриға орунлашқан, әтрапи йешилзарлиққа пүркәлгән әҗайип мәнзирилик макан. Мабада, аппақ қарға йепинған бүгүнки күндә Талғир йоли билән маңсиңиз, қишниң күнидиму униң әҗайип гөзәл екәнлигигә чоқум көз йәткүзисиз! Һаваси вә сүйи таза. Йол бойида, йәни Өрикти билән Рахат йезилириниң арилиғида «Нұрлы төбе» дегән чатқаллиқ вә дөң бар. Қишниң күни бу йәр адәмгә лиқ толиду. Мошу қетим округ активистлири билән учришишқа маңғанда, дөң тәрәпкә бурулуп, униңға йеқинлаштуқ. Коньки, чаңғу кийип, чана сөригән адәмләр сани хелә нурғун. Көпинчиси – әтраптики йезиларниң турғунлири. Сораштурсақ, Алмута шәһиридин кәлгәнләрму бар екән. Язда су бойида сода-сетиқ ишлири қандақ қизиса, һазирму шундақ. Тейилиш үчүн керәк нәрсиләрни сетип жүргән содигәрләр көпләп учришиду. Әлвәттә, қишниң күни таза һавада чаңғу, коньки, чанида тейилиш саламәтлик үчүн интайин пайдилиққу! Амма мәхсус тейилиш мәйдани болмиғанлиқтин, бехәтәрлик йоллири қараштурулмиған. Бираз вақитниң ичидила аяқ-қолини ағритқан бирнәччә балини көрдуқ. Башта «дәм елиш күнлири балиларни елип кәлсәк болидекән» дәп ойлиған болсақ, кейин бу ойлиримиздин ваз кечип, йолумизни давамлаштурдуқ. Һәр һалда, «Сақлиқта – хорлуқ йоқ». Мәдәнийәт өйидики учришиш Рахат йеза округиниң Қәйнәзәр, Рахат вә Азат йезилирида уйғурлар зич җайлашқан. Алдин-ала келишкинимиздәк, округ активистлири билән биз Қәйнәзәр йезисидики Мәдәнийәт өйидә учраштуқ. Мошу йәрдә шуни қошумчә қилиш лазимки, мәзкүр округта талантлиқ сәнъәткарлар көпләп санилиду. Қәйнәзәрдә «Баһар», Азатта «Дил-арам» ансамблири бар. Мәдәнийәт өйиниң мудири Райхан Жанбосынова шу тәрәплирини инавәткә елип, шундақла наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң илтимаси билән бир бөлмини мәркәзгә бөлүп берипту. Көңүлләрни хуш қилидиған йеңилиқни аңлиған милләтпәрвәр инсанлар миллий мәдәнийитимизгә аит керәк-ярақниң һәммисини әкелип, бөлмини чирайлиқ безәп қоюпту. Бизму өз үлүшимизни қошуш нийитидә редакция архивидики сүрәтләрдин тәркип тапқан фотостендимизни бөлминиң җавапкәр ханим-қизлириға тапшурдуқ. Учришишимизға Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурбүви Насирова, Қәйнәзәр йезисиниң жигитбеши Кевир Яқупов, наһийәлик УЭМ Қәйнәзәр йезилиқ шөбисиниң рәиси Рошәнгүл Исмайилова, Қәйнәзәр йезилиқ Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси вә униң орунбасари Җөһәрбүви Надирова билән Адаләт Абубәкирова, Раһат йезисиниң жигитбеши вә униң орунбасари Турғанҗан Идрисов билән Абдурешит Ғоҗамниязов, наһийәлик УЭМ Раһат йезилиқ шөбисиниң рәиси Перизәм Әйсарова, Рахат йезилиқ Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Қарихан Азнибақиева вә Азат йезисиниң жигитбешиниң орунбасари Сейитҗан Турғанов қатнашти. Қәйнәзәр Қәйнәзәрдә барлиғи болуп 900 аилә яшайду. Уларниң тәң йеримини уйғурлар тәшкил қилиду. Қалғанлири – қазақ, рус, түрк вә башқиму милләтләрниң вәкиллири. Наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Нурбүви Насироваму Қәйнәзәрдә туриду. Һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә йеза округи һакимийитидә ишлигән. Шуңлашқиму округ нәпәсини «бәш қолидәк» билиду. Округта қандақла чарә-тәдбир уюштурулмисун, йәрлик һакимийәт Нурбүви Мәрүп қизидин йол-йоруқ сорап, уларни өткүзүштә ярдәм беришини илтимас қилиду. Буниңдин 8 ай бурун җәмийәтлик ишларниң паал иштракчиси Кевир Яқупов вә Адилҗан Зайиров йезиға жигитбеши вә униң орунбасари болуп сайланса, Рошәнгүл Исмайилованиң наһийәлик УЭМ Қәйнәзәр йезилиқ шөбисини башқуруватқиниға 18, Җөһәрбүви Надирова вә Адаләт Абубәкированиң Қәйнәзәр ханим-қизлар кеңишиниң рәиси вә униң орунбасари болуп ишләватқанлиғиға 20 жил бопту. Кевир ака Яқуповниң ейтишичә, йезида жутдарчилиқ ишлири убдан рәткә қоюлған. Улардин яшларму чәттә қалмапту. Улар Рашит Иминов, Адилҗан Рәһмидинов, Сухраб Арзиев, Мәһәммәтҗан Ниязовниң рәһбәрлигидә коча вә ериқларни тазилаш, қәбирстанлиқларниң әтрапини бесиқтуруш, өсмүрләр арисида сағлам һаят тәрғип қилиш вә башқиму ишларға актив қатнишидекән. Буниңдин бираз вақит илгири Қәйнәзәр йезисида 250 орунлуқ йеңи мечит вә униң йенида 500 орунлуқ нәзирхана селинди. Униң қурулушиға Ахат Бақаншинов һамийлиқ қилса, йезида истиқамәт қиливатқан һәрбир аилә өз үлүшини қошуп, мәбләғму топлиди. Қәйнәзәрликләр хәлқимиз ичидин чиққан дәсләпки композитор Қуддус Ғоҗамияровниң, сәясәтшунас Қәһриман Ғоҗәмбәрдиевниң, тоғызқумалақ бойичә җумһурийәт чемпиони Мусрәт Елибақиевниң мошу йезидин чиққанлиғини пәхирлиниш билән тилға елип, һәрхил жилларда йеза тәрәққияти үчүн тәр төккән Бурһан Яқупов, Тейип Зайиров, Абдусалам Сәпәров, Сәйдалим Сәйдикалимовниң үлгилик өмүр йоли һәққидә һекайә қилип бәрди. Һәрқандақ жутниң абройлуқ, инавәтлик адәмлири бар. Улар һәрбир өйниң, һәрбир аилиниң бәрикити. Уларниң һаяти – бир тарих. Жут вә униң адәмлири шуларниң параңлири арқилиқ көз алдимизда намайән болуп, сиңдүргән әмгәк әҗри айдиңлишиду. Қәйнәзәр йезисиниң нураний аниси Ханум Зайирова – мана шундақ һаятниң иссиқ-соғида тавланған, бесип өткән һаяти һәрқайсимизға үлгә-нәмунә инсан. Йолдиши, арқа сәп ветерани, мәрһум Ярмәһәмәт ата иккиси сәккиз пәрзәнт тепип, қатарға қошқан үлгилик аилә егилири. Әпсус, буниңдин бирнәччә жил бурун Ярмәһәмәт ата бақилиқ болди. 88 жил һаят кәчүргән мөтивәрниң пүткүл һаяти мошу жутта өтти. Ярмәһәмәт атиниң жүрүш-туруши салмақлиқ, гәп-сөзи орунда еди. Өтмүшни, йеза тарихини яхши биләтти. Сөһбәтлишип қалғидәк болсиңиз, йезиниң тарихини ейтип зериктүрмәтти. Ярмәһәмәт атини Қәйнәзәр йезисидики чоң-кичик турғунларниң барлиғи һөрмәт қилип, үлгә-ибрәт тутатти. Оғлини өйләп, қизини талалиқ қилған көпбалилиқ Ханум ана һазир 9 пәрзәндидин тариған әвладиниң хошаллиғиға қенип, қерилиқ гәштини көрүватиду. Ханум ана жутниң чоңлири ретидә жуттики нәзир-чирақ, той-төкүн ишлириниң өз дәриҗисидә өтүшидә яшларға йол-йоруқ көрситип келиду. Улуқ Вәтән уруши жиллири балилиғи билән яшлиғини течлиқ һаят үчүн еғир-җапалиқ әмгәкләргә беғишлиған аниниң саламәтлиги зор, көңли хатирҗәм болғай! Рахат Рахат йезисида қазақ, уйғур вә түрк милләтлири вәкиллиридин тәркип тапқан 550 аилә яшайду. Уларниң ичидики уйғур аилириниң сани – 111. Йеза аһалиси иҗил-инақ һаят кәчүрмәктә. Барлиқ чарә-тәдбирләр бирликтә өтүп, милләтләрара разимәнлик өз ипадисини тапқан. Рахат йезисиниң уйғур җамаәтчилиги наһийәдә болуватқан барлиқ җәмийәтлик ишларға паал қатнишиду. Бийил 30 аилә «Уйғур авази» гезитиға муштири болди. Рахат йезисиниң жигитбеши вә униң орунбасари Турғанҗан Идрисов билән Абдурешит Ғоҗамниязов, наһийәлик УЭМ Рахат йезилиқ шөбисиниң рәиси Перизәм Әйсарова, ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Қарихан Азнибақиева вә жут активистлири Светлана Үмбәтова, Зорәм Ибрагимова, Рашид Һакимахуновниң әмгигигә бола һәрқандақ чарә-тәдбир өз дәриҗисидә өтүватиду. Атап кетиш керәкки, Дөләт рәһбириниң «Саламатты Қазақстан» вә башқиму программилири түпәйли Әмгәкчиқазақ наһийәсидә спортниң футбол түригә алаһидә көңүл бөлүнмәктә. Буниңдин 9 жил бурун наһийәдә Футбол федерацияси қурулуп, шуниңдин бери наһийә чемпионати уюштурулуватиду. Җай-җайларда конирап, ташланған футбол мәйданчилири әслигә кәлтүрүлүп, йеңилири селинди. Нәтиҗидә йеза яшлири арисида футболға иштияқ бағлиған жигитләр көпәйди. Шуңлашқиму Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Мәсим Яқупов намидики җумһурийәтлик футбол турнири бирнәччә жил қатар наһийәниң Ғәйрәт, Тәшкәнсаз вә Байсейит йезилирида болуп өтти. 9 жил ичидә наһийәдин талай футболчилар йетилип чиқти. Наһийә командиси 3 қетим Алмута вилайәтлик чемпионатта ІІ вә 2 қетим ІІІ орунлардин көрүнди. Ушбу утуқларда рахатлиқ футболчиларниңму үлүши бар екәнлигини атап кәткән орунлуқ. Рашид Һакимахуновниң рәһбәрлигидики Рахат йеза округиниң «Рахат» командисиниң наһийә чемпионатиниң ІІ лигидики оюнида І орунға еришкәнлиги сөзүмизниң ярқин испатидур. Мошу йәрдә Руслан Исмәков рәһбәрлигидики «Азат» командисиниң мәзкүр чемпионатта (ІІ лига) ІІ орунға еришкәнлигини әслитип өткүмиз келиду. Мәлумки, Қазақстанда йәрлик өзини-өзи башқуруш вә гражданлиқ җәмийәт институтлири қурулмақта.  Хәлиқниң турмушини яхшилаш, һәрбир өйгә таза ичидиған су киргүзүш, яшларни ишқа орунлаштуруш, жутларни йешилзарлиққа айландуруш, уларни электр йоруғи билән тәминләш, медицинилиқ ярдәмни җанландуруш, мәктәп, бала бағчилирини ечиш вә уларни заманивий җабдуқлар билән тәминләш, умумән ейтқанда, йезиниң иҗтимаий турмушини көтириш вә шуниңға охшиған башқиму нурғунлиған мәсилиләрни өз ичигә алиду. Демәк, йәрлик өзини-өзи башқурушқа һәрхил кәсип егилири, йәни, муәллим, бухгалтер, қурулушчи, шундақла ақсақаллар, ханим-қизлар кеңәшлириниң вәкиллири вә башқилар иштрак қилиду. Бу механизм йеза һакимийитидә яки шәхсий башқарма болуп паалийәт жүргүзиду. Нәтиҗидә хәлиқ билән һаким – йәрлик өзини-өзи басқурушниң һәқиқий қош қанити болиду. Рахат йеза округи җәмийәтлик ишлириниң активистлири билән болған учришишта «Йәрлик өзини өзи башқуруш механизми» һәққидә гәп қозғалғанда рахатлиқ активистлар келишивалғандәк, Турсунмәһәмәт ака Абдусемәтовниң исмини атап, униң округ вә наһийә тәрәққиятидики әҗри тоғрилиқ мақалимизда йезип өтүшимизни илтимас қилди. Һә, бу тәсадипи әмәс. Чүнки Турсунмәһәмәт Абдулсемәтов 1993-жилдин тартип Рахат йезисиниң жигитбеши вә 17 жил давамида Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң чоң жигитбеши вәзипини шәрәплик атқурған милләтпәрвәр инсан. Өз вақтида у Рахат йеза округиниң шу чағлардики һакими, һели мәрһум Турсун Садиров вә Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Нурдәулет Алтынбеков билән һәмкарлиқта йезини телефонлаштуруш җәриянини муваппәқийәтлик жүргүзди, йезидики таза су мәсилисини һәл қилишқа көп күч чиқарди. Бирнәччә кочиниң асфальтлинип, җөндилишигә қол йәткүзди. Кейинирәк сайланған округ һакими Ахмет Жолдыбаевму, жут мәнпийитидики нурғунлиған ишларни әмәлгә ашурди. Җәмийәтлик ишларға арилашқан 23 жилдин ошуқ вақит җәриянида у Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң сабиқ рәислири Туғлуқ Илиев, Мәһәмәтҗан Җанбақиев, Арселин Зулияров вә Сулайман Мәхсүтов билән наһийәдики барлиқ жигитбашлириниң бешини қошуп, йезилардики инақлиқ вә бирликни қолға кәлтүрүш, урпи-адәт, әнъәнилиримизни сақ­лап, риваҗландуруш, яшларни қазақ­станлиқ вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләш охшаш мәсилиләрни әтрапида көп әҗир сиңдүрди. Ана тилимиздики нәширлиримизгә муштири топлаш, театр билетлирини таритиш, уйғур синиплириға бала топлаш мәсилилиригиму алаһидә көңүл бөлди. Җәмийәтлик ишлардики паалийәтчанлиғи үчүн Турсунмәһәмәт ака «Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини» атилип, «Илһам» мукапитиниң мәхсус соғиси вә Қазақстан хәлқи Ассамблеяниң Алтун медали билән мукапатланди. Азат Азатта 500гә йеқин аилә яшайду, уларниң 85 пайизини уйғурлар тәшкил қилиду. Жигитбеши Нурмәһәмәт Әхмәтов, орунбасари Сейитҗан Турғанов, ханим-қизлар кеңишиниң әзалири Валентина Надирова, Модәнгүл Һаширова, Ипархан Йүсүпова, яшлардин Руслан Иминов, Мәрвахун Талипов вә Ғуламдун Низамдинов қатарлиқ милләтпәрвәр инсанлар йезидики инақлиқ вә бирликни сақлаш, урпи-адәт, әнъәнилиримизни риваҗландуруш, охшаш мәсилиләр алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. Қедимий уйғур жутлиримизниң бири болған Азатта өз вақтида уйғур хәлқиниң еғиз иҗадийитини җаһанға тонутуп, хәлиқниң муң-зарға толуп-ташқан қошақ-нахшилири билән аләмни ойғатқан, зулум вә күлпәткә қарши күрәшкән хәлиқ һапизи – Илахун Көккөз яшиған. Һазир йезидики чоң кочиларниң бири униң намида атилиду. Исми ривайәткә айланған ана Һаятта ана болуш бәхтигә йетәлмәй жүргән аяллар аз әмәс. Азат йезисида бешиға Алланиң әмри билән шу бечарә аялларни бәхиткә бөләш хасийити қонған бир ана бар. Һазир Оғләм Йүсүповани тонумайдиғанлар камдин-кам. У 19 яшта турмушқа чиқип, 2-3 жилниң ичидә Патәм-Зорәм, Һасан-Һүсән, Арслан-Абдусалам исимлиқ қош гезәкләрни дунияға кәлтүриду. Бирақ уларниң барлиғи өлүп кетиду. Төртинчи қетим у бир қиз бошиниду. Жутниң чоңлири иримини қилип, балиниң тохтап қелишиға сәвәп қилиду. Кейин Оғләм йәнә төрт бала бошиниду. Умумән, у 11 пәрзәнт көриду. Бир күни йезиниң бир топ нураний анилири бир җуганни униңға башлап келип: «Сиз үч қош гезәк туққан ана, мону аялниң қосақлирини сийпап қоюң, йолуңизни бәрсун» дәпту. Шундақ қилип, у 22-23 яшлиридин тартип аялларға «дәм селип», уларни «давалайдиған» болди. Иримини қилип, биригә яғлиғини теңип қойса, йәнә биригә көйнигини кийдүриду. Йеши 80гә тақап қалған ана мошу кәмгичә жирақ-йеқиндин кәлгән 500гә йеқин аялниң “Ана” атилишиға сәвәпкар болғанлиғи алаһидә диққәткә сазавәрдур. Һә, рахатлиқ қериндашлиримизниң турмуш-тирикчилиги мана мошундақ! Улар күндилик тирикчилигидин башқа мустәқил Қазақстанниң гүллинишигә мунасип һәссә қошуш, ана тилимиздики нәширлиримизгә муштири топлаш, театрға тамашибин жиғиш, миллий урпи-адәт вә әнъәнилиримизни сақлап, риваҗландуруш йолида аянмай әмгәк қилип кәлмәктә. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

529 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы