• Әхбаратлар еқими
  • 16 Қаңтар, 2019

Яшлар жилидин немә күтимиз?

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» «Нұр Отан» партияси Алмута вилайәтлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Ғалиасқар Сарыбаев Уйғур наһийәсигә қәдәм тәшрип қилип, бир топ яшлар билән учришиш өткүзди. Наһийәлик Мәдәнийәт өйидә өткән башқошушқа наһийә яшлиридин бөләк, наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаев, наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң башлиғи Гүлжаһан Әликеева вә наһийәлик яшлар ресурслиқ мәркизиниң йетәкчиси, наһийәлик «Жас Отан» Яшлар қанитиниң рәиси Нурсултан Болатулы қатнашти. Жиғинға риясәтчилик қилған наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаев «Нұр Отан» партиясиниң системилиқ кәштисигә мувапиқ, өткүзүлүватқан учришишниң күн тәртиви билән тонуштурди. Андин сөз алған «Нұр Отан» партияси Алмута вилайәтлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Ғалиасқар Сарыбаев «Нұр Отан» партияси тәрипидин 22 йеңи стратегиялик лайиһиниң йолға қоюлғанлиғини тәкитләп, уларға айрим-айрим тохтилип, изаһ берип өтти. Болупму тез арида ІТ мутәхәссислирини тәйярлап, елимиздики билим дәргаһлирида мәхсус ІТ синиплирини ечиш керәклигини алаһидә тилға алди. – Һазир һәрбир яшниң қолида смартфон бар. Яшлиримиз көп вақтини янфондики сайтларда өткүзиду. Әмәлиятта биз хизмитидин бәһримән болуватқан Интернет программилириниң барлиғи, уни кәшип қилғанларға пайда елип кәлмәктә. Бизниң бир-биримизгә йоллиған 1 минутлуқ учуримизниң өзи 812 миң доллар туридекән. Һәқиқәткә кәлсәк, йеңи заман йеңилиқлирини яритиватқан ІТ мутәхәссислири. Әпсусландуридиғини, бизниң елимиздә ІТ мутәхәссислири йоқниң орнида. Шуңа биз мошу бошлуқниң орнини толтуришимиз керәк. Биз яшлардин чоң үмүт күтимиз. Мошу мәхсәттә елимиздики билим бериш мәркәзлиридә ІТ мутәхәссислирини тәйярлайдиған синипларниң ечилишиға күч чиқириватимиз. Һазир мошундақ синипларниң сани жигирмигә йәтти, – дәп тәкитлиди Ғалиасқар Төлендулы. Натиқ шундақла мәктәпләргә заманға лайиқ спорт мәйданчилирини селиш, мәктәп ашханисидики таамларни назарәт қилиш, биртуташ китапхана ясаш арқилиқ яшларни китап оқушқа чақириш, инглиз тилида әркин сөзләйдиған яшларниң қатарини көпәйтиш охшаш муһим мәсилиләр һәққидә тәпсилий сөз қозғиди. Болупму, «Нұр Отан» партияси әмәлгә ашуруватқан 22 стратегиялик лайиһиниң 20гә йеқини яшлиримизниң паалийитини жанландуруш мәхситидә әмәлгә ашидиғанлиғини чүшәндүрүп, яшларниң дурус тамақлинишини, урпи-адәтлиримизгә әмәл қилишини, мәдәнийәтлик һәм жуқури билимлик болушини истәйдиғанлиғини ейтти. У сөз арисида Президентимизниң «Қазақстанлиқларниң паравәнлигиниң өсүши: тапавәтниң вә турмуш сүпитиниң яхшилиниши» намлиқ Мәктүби вә «Улуқ даланиң йәттә қири» намлиқ мақалисиғиму тәпсилий тохтилип өтти. – Президентимиз 2019-жилни «Яшлар жили» дәп елан қилди. Қазақстанниң келәчиги – бүгүнки яшлар. Бизниң елимиз интайин бай. Дәссәп маңған йеримизниң өзидә қанчилигән байлиқ ятиду. Мана шу байлиқни өз пайдимизға ишлитиш үчүн бизгә билимлик яшлар һавадәк һаҗәт, – деди меһман. Шундақла Ғ.Сарыбаев яшлар арисидики аҗришиш көрсәткүчи, зиянлиқ адәтләрниң зәрдави, муһит тазилиғи, янфонниң саламәтликкә зийини тоғрилиқму ениқ мисаллар, статистикилиқ рәқәмләр арқилиқ чүшәнчә бәрди. Кейин у өзлириниң паалийәтчанлиғи билән көзгә чүшүватқан Чонҗа йезисидики 1-2-3-4-5-оттура мәктәплириниң «Жас Ұлан» тәшкилатлирини тәғдирлиди. Яшлар билән очуқ вә сәмимий һәмсөһбәттә болған «Нұр Отан» партияси Алмута вилайәтлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Ғалиасқар Сарыбаевниң ейтқанлири қатнашқучиларда чоңқур тәсират қалдурди. Мәзмунлуқ, әһмийити зор учришишта яшларға бағлиқ муһим мәсилиләр муһакимә қилинди. Демәк, бизниң яшлар жилидин күтидиғинимиз көп.

420 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы