• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 23 Қаңтар, 2019

Молла Муса Сайрами вә униң қәбри

Молла Муса Сайрами – мәшһур тарихшунас алим, шаир. ‹‹Тарихий әминийә››, ‹‹Тарихий һәмиди›› қатарлиқ надир әсәрләрниң муәллипи. М.Сайрами 1836-жили тарихий Вәтинимиздики Бай наһийәсиниң Сайрам тәвәсигә қарашлиқ Тохсун аниқиз кәнтиниң Тоғайла мәһәллисидә туғулған. Дадиси молла Әйса бинни молла Әзизхан ғоҗа әйни заманниң көзгә көрүнгән өлималиридин болған. У оғли Мусани йәттә йешидила өзи муддәрислик қиливатқан Сайрам мәдрисидә оқутуп, дәсләпки саватини чиқарған. 1847-жили Куча сақсақ мәдрисисигә оқушқа бериду. У өзиниң тиришчанлиғи түпәйли вә устазиниң ғәмхорлуғида көплигән утуқларни қолға кәлтүриду. 1854-жили Куча мәдрисидики йәттә жиллиқ оқушини тамамлап, өзи тәһсил көргән Сайрам мәдрисидә муддәрислик қилиду. Молла Муса Сайрами 1877-жили Ақсуға келип, 40 жилға йеқин һаятини иҗадийәт вә тарих тәтқиқатиға беғишлап, бу җәриянда бирқатар илмий һәм әдәбий әсәрләрни язиду. 1917-жили 3-айда Ақсудин ана жути Сайрамға қайтип келип, бир айдин кейин ағриқ зәрдавидин 81 йешида вапат болиду. Шу жили 6-айда униң уруқ-туққанлири Қәшқәрдин уста тәклип қилип, униң қәбрини яситип, үстигә часа шәкиллик чоң гүмбәз орнитиду. Бу қәбригаһ һазирму моҗут. Униң темиға әдипниң қисқичә тәрҗимиһали йезилип, кейинирәк мис һәйкили турғузулиду.

379 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы