• Инкас
  • 23 Қаңтар, 2019

Бийил 20 жиллиғимизни нишанлаймиз

Биз түнүгүн 2019-жилниң муһим вә көптин күткән вақиәси – Яшлар жилиниң тәнтәнилик ечилиш рәсмийитини тамашә қилдуқ. Қазақстан яшлириниң алдида дайим парлақ келәчәккә апиридиған дағдам йол турғанлиғини һәммимиз билимиз. Бүгүнки қазақстанлиқ яшлар пәқәт җумһурийәт даирисидила әмәс, хәлиқара аренида, йәни музыка, спорт, билим, илим-пән саһалирида, шундақла стартаплар вә инновациялик лайиһиләр билән чоң утуқларға қол йәткүзүватиду. Яш алимлар өзлириниң бар билим-қабилийитини елимизниң гүллиниши үчүн сәрип қилмақта. Қазақстан яшлири — һәртәрәплимә йетилгән, дуниявий дәриҗидә риқабәткә қабил. Дөләт тәрипидин яшларниң тәрәққиятиға беғишланған программилар өз мевисини бәрмәктә. Қазақстандики барлиқ кәсипләрдә, түрлүк саһаларда ишләватқан яшларниң қелиплашқан өзлиригә хас креатив вә заманивий услублири бар. Нәқ мошу яшларға 30 тәрәққий әткән дөләтниң қатариға киришкә тәйяр Қазақстанни һәртәрәплимә риваҗландуруш вәзиписи жүкләнгән. Буниң үчүнму Президент Н.Назарбаев барлиқ имканийәтләрни тәвсийә қиливатиду. Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң әзалири үчүн бийил алаһидә жил. Бизниң тәшкилатниң қурулғиниға 20 жил толди. Әйнә шу тәвәллудниң Яшлар жилиға тоғра кәлгәнлиги һәммимизни хошаллиққа бөләйду. Мән Қазақстанниң барлиқ яшлирини Президентимизниң қатнишиши билән өткән Яшлар жилиниң рәсмий башлиниши билән чин жүрәктин тәбрикләймән. Дөләт рәһбириниң бу қарари һәммимиз үчүн бебаһа соға. Мошуни пайдилинип, яшлиримиз өз имканийитини қолдин бәрмәй, көзлигән мәхсәт-муддиалириға йетишкә тиришиду дәп ойлаймән. Рустәм ХӘЙРИЕВ, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси.

225 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы