• Инкас
  • 23 Қаңтар, 2019

Алдимизда нурғун вәзипиләр туриду

Өткән жили Президент Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә яшларни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләш дөләт сәяситиниң асасий йөнилиши болуши керәклигини вә 2019-жилни Яшлар жили дәп елан қилишни тәклип қилди. Шуниңдин кейин Президентниң Пәрманиму имзаланди. Түнүгүн болса, пайтәхтимиздә Яшлар жилиниң ечилиш тәнтәниси өтти. Һәммимизгә мәлумки, Президент яшларға һәрқачан алаһидә көңүл бөлүп келиватиду. Дөлитимизниң яш әвлатқа болған ғәмхорлуғи Қазақстан Җумһурийити аһалисиниң төрттин бир қисмини тәшкил қилидиған адәмләргә болған чоңқур ишәнчигә асасланған. Мустәқилликниң дәсләпки жиллиридин башлап бизниң елимиз яшларни барлиқ саһаларда қоллап-қувәтләп кәлмәктә. Бу йосунда дөләт программилири тәйярланди вә улар утуқлуқ әмәлгә ашурулмақта. Шулар түпәйли мәмликитимиз яшлири сүпәтлик билим елип, йеңи мутәхәссисликләрни егиләп, өз өйлиригә егә болуп, әмгәк қиливатиду. Яшлар жилиниң ечилиш тәнтәнисидә Президент Һөкүмәткә яш қазақстанлиқларниң муһим еһтияҗлирини қанаәтләндүрүшкә беғишланған аддий вә чүшинишлик амилларни тапшурди. Уларниң һәммиси ениқ – қолйетимлик вә сүпәтлик билим бериш, турушлуқ өй, иш билән тәминләш, аилә қуруш имканийити. Президентниң барлиқ тәклиплири яшлар форуми қатнашқучилириниң қизғин қоллап-қувәтлишигә егә болди. Яшлар жилиниң дәсләпки қәдими ташланди. Алдимизда нурғун вәзипиләр туриду. Асара МУҚАНОВА, Иҗтимаий пәнләрниң намзити.

162 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы