• Асасий мақалилар
  • 23 Қаңтар, 2019

Президент Яшлар жилиниң ечилиш тәнтәнисигә қатнашти

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаев түнүгүн ЭКСПО-2017 көргәзмә мәркизидики “Нур Алем” павильонида өткән Яшлар жилиниң ечилишиға беғишланған “Тәуелсіздік ұрпақтары” намлиқ тәнтәнигә қатнашти. Президент дәсләп “Яш қазақстанлиқларниң лайиһилири” намлиқ көргәзмини зиярәт қилди. Мәзкүр тәнтәнигә илим-пән, спорт, тиҗарәт, сәнъәт, журналистика вә башқиму саһалардики илғар яшлар қатнашти. Уларниң арисида шахматтин дуния чемпиони Жансая Әбдимәлик, нахшичи Димаш Қудайберген, Монғолиядин кәлгән яш бүркүтчи Айшолпан Нурғайипқызы охшаш тонулған яшлар болди. Шундақла регионлардин яшлар онлайн режимда тәнтәнигә қатнашти. Президент өз сөзидә яшларни иш билән тәминләш мәсилисигә кәң тохталди. – Яшлар сәяситидики асасий мәсилә – иш билән тәминләш. Статистика мәлуматлириға асаслинип, бүгүнки күндә дунияда 18 – 30 яш арилиғидики 300 миллиондин ошуқ адәмниң турақлиқ иш орни йоқ. Алимларниң тәхминлиричә, 2050-жили һазирқи мутәхәссисликләрниң 50 пайизини сүнъий әқил алмаштуриду. Бу мутәхәссисликләрниң қатариға содигәрләр, жүргүзгүчиләр, юристлар, ихтисатчилар вә башқилар кириду. Әнди алимлар, топ-менеджерлар, мәдәнийәт әрбаплири, ІТ саһасиниң мутәхәссислири һәм алий дәриҗилик дохтурларни сүнъий әқил алмаштуралмайду, – деди Дөләт рәһбири. Дөләт рәһбири шундақла елимиздә билим елиш қолйетимлик болушиниң муһимлиғини ейтип, яшларниң қабилийәтлик, паалийәтчан болушиниң муһимлиғини тәкитлиди. – Ядиңларда болса, биз мустәқилликниң дәсләпки жиллири мөтивәрлиримизниң пенсиясини өз вақтида төләлмәй қалған пәйтлиримиздә яшларни чәт әлләрдики әң чоң университетларда билим елишқа әвәттуқ. Һәрқайсисиға 30 – 50 миң АҚШ доллири көләмидә стипендия төләп турдуқ. Һазир чәт әлләрдә оқуватқан 14 миң студент бар. Дуниявий стандартларға мувапиқ Назарбаев Университетини ачтуқ. Бу билим дәргаһини пүтәргәнләр дунияниң әң күчлүк университетлирида билимини ашурушқа атлиниду. Һазир биз яш алимлиримизниң ойлирини әмәлгә ашурушқа ярдәмлишишимиз керәк. Буни шәхсән өзәм қолға алмақчимән. Шу сәвәптин Һөкүмәткә чоң вә әмәлий тәтқиқатларни мәбләғ билән тәминләшни кәңәйтишни тапшуримән. Яш алимларни қоллаш үчүн һәр жили 3 миллиард тәңгә бөлүнсун, – деди Нурсултан Назарбаев. Президент һөкүмәткә алий оқуш орунлирида волонтерлиқ билән шуғуллиниватқан студентларниң стипендиясини 30 пайизға ашурушни тапшурди. – Биз мустәқиллик алғандин бери елимиздә 2,8 миллион мутәхәссис алий билим алған. Әгәр 1991-жили алий билими бар адәмләрниң сани биздә 42 миңға йәткән болса, 2018-жили бу көрсәткүч 151 миң адәмгә йәткән. Америкида хәлиқниң йерими алий билимлик дәп көрситилиду. Амма биздә мундақ сүпәт йоқ. Әлвәттә, алий билим дегәндә дипломни янчуққа селип қоюш әмәс, сүпәткә әһмийәт бериш лазим. Хәлиқара һесап бойичә, дунияниң әң чоң 300 компанияси хадимлириниң үчтин бири һәр һәптидә волонтерлуққа бир саат вақтини бөлидекән. Биз бу тоғрилиқ һәтта ойлимидуқ. Һазир мошу йөнилиштә мәхсус ишларни әмәлгә ашурушимиз керәк. Шуңлашқа Һөкүмәт волонтерлуқ билән шуғуллинидиған алий оқуш орунлиридики студентларниң стипендиясини тәхминән 30 пайизға ашуруши лазим. Чүнки мошу йөнилиштә ишләватқан студентларға мәхсус ярдәм болса, хәлиқ үчүн яхши, – деди Дөләт рәһбири. Нурсултан Назарбаев яш тиҗарәтчиләрни қоллап-қувәтләшкә беғишланған программиға 32 миллиард тәңгә бөлүшни тапшурди. – Һөкүмәткә “Бизнес–2020” йол хәритиси даирисидә яш тиҗарәтчиләр үчүн грант бойичә бөлүнидиған мәбләғ көләмини икки һәссигә ашурушни тапшуримән. Мошу арқилиқ үч жилда тәхминән 300 миңға йеқин яш тиҗарәтниң қир-сирини үгинип чиқиду. Шуларниң төрттин бири яки кам дегәндә 80 миң адәм өз тиҗаритини башлайду,– деди Президент. Президент шундақла елимизниң чоң шәһәрлиридә жилиға 1000 пәтирни пайдилинишқа беришни тапшурди. – Бийилқи жилни “Яшлар жили” дәп елан қилишимизниң сәвәплири көп. Яшларни қоллашниң аддий йоллирини тепишимиз лазим. Яшларниң еһтияҗлирини һесапқа елип, уларниң өсүшигә шараит яритишимиз керәк. Бүгүн яшларға сүпәтлик билим, иш, баш-пана вә аилә қурушқа имканийәтләр һаҗәт. Алимлар келәчәктә дуния цивилизациясиниң 60 пайизи 600 чоң шәһәрдә болидиғанлиғини ейтмақта. Шуңлашқа биз чоң шәһәрләргә көңүл бөлүшимиз керәк. Елимиздики 3 чоң шәһәрдә новәттә турған яшларниң турушлуқ өй мәсилиси тегишлик орунларниң диққәт нәзәридин сирт қалмаслиғи шәрт, – деди Дөләт рәһбири. Нурсултан Назарбаев Астана, Алмута, Чимкәнт охшаш чоң шәһәрләрдә ишчи яшларға беғишлинип, жилиға кам дегәндә 1000 турушлуқ өй селишни қолға елишни Һөкүмәткә, Президент мәмурийитигә тапшурди. Президент турушлуқ өйләрниң иҗаригә елиш асасида вә “7-20-25” дөләтлик программиси даирисидә берилидиғанлиғини ейтти. “Мошундақ турушлуқ өйләргә ишләйдиғанлар егә болалайду. Иш – у паравәнликниң асаси. Биз Қазақстанда патернализмни тәрәққий әткүзгүмиз кәлмәйду, йәни барлиқ мәсилини мәмликәткә жүкләп қойған дурус әмәс. Өзәңлар әмгигиңлар билән дөләтни қоллап-қувәтлишиңлар керәк. Шуңлашқа яш ишчилар үчүн турушлуқ өй шараитини яритишқа барлиқ шәхсий егилиги бар тиҗарәтчиләр паал қатнишиши һаҗәт. Биз бу җәһәттин барлиқ чоң ширкәтләргә мураҗиәт қилимиз”, деди Президент. Тәнтәнидә сөз алған яшлар арисидин “Еріктілер лигасы” җәмийәтлик фондиниң рәиси Айсулу Ерниязова өз тәҗрибиси билән бөлүшти. “Мән – волонтер. Мениң үчүн волонтер болуш – адәттики сөз әмәс, мениң һаятий мәвқәм. Чүнки, волонтер болуш өз елини, хәлқини сөйүш дегәнликни билдүриду. Һазирниң өзидә фонди әзалириниң сани он миңға йәтти. Мән волонтерларға “дайим хәйрихаһлиқ иш билән шуғуллиниңлар” дейиш билән биллә мошуниң өзи мәнивий йеңилиниш екәнлигини тәкитләймән” деди фонд рәиси. Айсулу Ерниязова шундақла имканийити чәкләнгән шәхсләргә, қериларға, муһтаҗларға ярдәмлишишни мәхсәт қилидиған волонтерларниң бирпүтүн базисини қуруш тәкливини бәрди.У шундақла яшларни вәтинимизгә хизмәт қилишқа чақирди. Монғолстандин кәлгән бүркүтчи қиз Айшолпан Нурғайипқызы Президентқа, яшларға әҗайип шараитларни яритиватқанлиғи үчүн тәшәккүр изһар қилди. “Мән Монғолстанда туғулуп-өстүм. Амма ана жутумниң Қазақстан екәнлигини һечқачан унтумидим. Пурсәттин пайдилинип, Сизгә Алтайдики қазақларниң аманитини йәткүзмәкчимән. Сизни Байөлкеға меһман болушқа чақиримиз, дәстихинимиздин дәм тартип кәтсиңиз – әйнә шу жирақ жуттики қериндашлиримизниң роһи көтирилип қалатти”, деди Айшолпан. У шундақла Астана вә башқиму шәһәрләрдә қазақ хәлқиниң урпи-адәтлирини үгитидиған мәркәзләрни, шуниң ичидә бүркүтчиләр мәктивини ечиш тәкливини бәрди. Әнди инновациялик лайиһиләр рәһбири Рауан Кенжеханулы Қазақстанда Open University лайиһисини ечишни тәклип қилди. “Миллий тәрҗимә бюроси – Сизниң тапшурмиңиз билән “Рухани жаңғыру” программисиниң бир қисми болған “Йеңи гуманитарлиқ билим. Қазақ тилидики 100 йеңи дәрислик” лайиһисини әмәлгә ашуруш үчүн қурулған җәмийәтлик тәшкилат. Буни яшлар тәшкилати дейишкә толуқ асас бар. Чүнки тәрҗимә ишлириға җәлип қилинған асасий мутәхәссислиримиз – мустәқиллик жиллири тәһсил көргән, айримлири “Болашақ” программиси бойичә билим елип кәлгән мустәқиллик тәңтушлири. Өткән жили биз Сизгә мошу лайиһә даирисидә тәрҗимә қилинған 18 дәрисликни тонуштурдуқ. Улар 115 билим орнида 1000 данә һәқсиз тарқитилди. Һазир дунияниң әң жирик алимлириниң миллион данә билән тарқалған 30 дәрислигини қазақ тилиға тәрҗимә қилип, нәширгә тәйярлидуқ. Бу дәрисликләр йеңи оқуш жилида студентларниң қолиға тегиду. Мошу лайиһә билән биллә биз онлайн оқуш курсини тәйярлаватимиз. Бу мутәхәссисләрниң қатнишиши билән видеолекцияләр өткүзүлидиған болиду. Видеолекцияләр шундақла конспектлар вә билимни тәкшүрүшкә беғишланған соал-җаваплардин тәркип тапқан. Онлайн курс билим беришниң йеңи услуби вә йеңи шәклигә айлиниши мүмкин. “Ашық Астана университеті” бу “Рухани жаңғыру” программисиниң әң муһим нәтиҗилириниң бири болмақ. Йеңи технологияләр ярдими билән җабдуқланған бу университет билим сүпитини көтириш билән биллә уни барлиқ адәмгә қолйетимлик қилишта муһим роль ойнайду дәп ойлаймән. Бу университет дуниядики мусапилик билим бериш, онлайн билим елиш концепциясигә мувапиқ келиду. Бу билим беришниң методикиси вә технологияси хадимларни оқутуш идеясини қоллайду. Бу йәрдә һәрбир адәм өзигә һаҗәт һәм өз имканийитигә мувапиқ билим алалайду”, деди Миллий тәрҗимә бюросиниң рәһбири. Тәнтәнидә сөз алған яш тиҗарәтчи Расул Абдуллаев өз ишиниң нәтиҗилири билән бөлүшүп, дөлитимизниң тәрәққиятиға үлүш қошидиған “Маркетинг министрлиги” дегән йеңи лайиһисини тәвсийә қилди. “Бу – Қазақстанни дуниявий арениға чиқириш үчүн тепилмас лайиһә болмақ. Шундақла у елимиздики мәһкимиләрниң ишиниң алға бесишиға үлүш қошидиған мәхсус платформиға айлиниду. “Рухани жаңғыру” охшаш идеологиялик программиларниң әһмийитини пәқәт елимиз гражданлирила әмәс, шундақла дуния әһли билидиған болиду. Бу ишни әмәлгә ашуруш үчүн мәхсус топ қурдуқ. Бизгә дөләттин қоллаш һаҗәт. Әгәр лайиһә әмәлгә ашса, бу дуниядики әң дәсләпки Маркетинг министрлиги болиду” деди яш тиҗарәтчи. Шуниңдин кейин минбәргә көтирилгән Ақсу ферробейитиш заводиниң металлурги Александр Шутов Қазақстан яшлирини санаәт орунлирида ишләшкә чақирди. “Мән 26 яшта. Кәспим – металлург. 20 йешимдин башлап Ақсу ферробейитиш заводида ишләп келиватимән. Һазир мастер лавазимида әмгәк қилимән. Өз кәспимгә мунасивәтлик вәзипилиримдин ташқири мән заводниң җәмийәтлик һаятиғиму паал қатнишиватимән. Яшлар кеңишиниң илмий ишлар бойичә әзасимән. Һәр түрлүк илмий-техникилиқ конференцияләргә қатнишип келиватимән. Шуниң билән биллә Павлодар вилайитиниң яшлар кәспий иттипақ җәмийитиниң әзаси. Һазир заводтики металлургларниң көпчилиги креативлиқ яшлар. Уларниң һәммиси заманға мувапиқ идеяләрниң тәшәббускари болмақта. Бу идеяләр ишләпчиқиришни җанландурупла қоймай, иҗтимаий саһадиму әһмийитини намайиш қиливатиду. Яшлар мәишәт қалдуқлирини қайта ишләш, һойлиларни яхшилаш, балилар мәйданчилирини бәрпа қилиш охшаш муһим лайиһиләрни әмәлгә ашурмақта. Пәч алдида ишләш, әмгәккә болған хуштарлиғимни ашуриду. Сөзүмниң ахирида кәсип таллаш алдида турған яшларға билдүрүш елан қилғум келиду. Санаәт – өз иқтидарини көрситишниң әҗайип имканийити. Әмгәк йолини санаәттин башлап, жуқури пәллиләргә йетишкә болиду. Президентимиз бу җәһәттин бизгә ярқин үлгә болуп һесаплиниду” деди Александр Шутов.

202 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы