• Әхбаратлар еқими
  • 30 Қаңтар, 2019

Янимән дегәнгә — ялқун, чапимән дегәнгә ат бериду

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Муәллим – шәрәплик кәсип. Әвлат тәрбийиләштә муәллимләрниң орни бебаһа десәкму, бүгүнки күндә «муәллим мәртивисини көтириш» тоғрилиқ пат-пат тилға елинидиған болди. Сир әмәски, бүгүнки күндә «муәллимниң абройи – әл-жутниң абройи» дәп билидиғанларниң қатари бара-бара азийип кетиватиду. Ундақ болғини, бүгүнки шагирт муәллимини қәдирләп, улуқлаштин қеливатиду. Бу – пүткүл җәмийәтни тәшвишләндүрүватқан мәсилә. Шуңлашқа Билим вә пән министрлиги муәллимләрни аһанәт қилидиғанларни җавапкәрликкә тартиш тоғрилиқ тәвсийә тәйярлашқа җиддий киришти. Йеқинда Астанадики 59-оттура мәктәптә җәмийәтлик муһакимә өтүп, муәллимләрниң һоқуқи билән вәзипилири, иҗтимаий капаләтлири әкис етилгән «Муәллим мәртивиси тоғрилиқ» қанун лайиһиси муһакимә қилинди. Мәзкүр һөҗҗәттә синип йетәкчилиги билән дәптәр тәкшүригини үчүн төлинидиған қошумчә һәқниң миқдари өсмәк. ҚҖ Билим вә пән министрлиги мәктәпкичә вә оттура билим департаменти мудириниң орунбасари Сәуле Қабимолдаеваниң тәкитлишичә, һазир 1 – 4-синипларға дәрис беридиған муәллимләргә дәптәр тәкшүригини үчүн 3500 тәңгә төләнсә, әнди униң миқдари 10 600 тәңгигичә көтирилиду. Әнди бу әмгәк һәққи 5 –11-синипларда 4400 тәңгә болса, 13 200 тәңгигичә өсиду. Шундақла синип йетәкчиси үчүн төлинидиған үстәкму (қошумчә һәқ) үч һәссигә көпийиду. Башланғуч синипларда 4400 тәңгидин 13 миң тәңгигичә, жуқарқи синипларда 5300 тәңгидин 15 900 тәңгигичә көтирилиду. Билим вә пән министрлиги 30 жиллиқ әмгәк стажи бар муәллимләрни әтигән пенсиягә чиқиришни тәвсийә қиливатиду. Шуниму тәкитләш керәкки, алий оқуш орунлирида оқуған жиллар (4-5 жил) әмгәк стажиға киргүзүлиду. Мәсилән, 17 йешиға алий оқуш орниға чүшсиңиз, 21 йешиңизда университетни тамамлайсиз. Шуниңдин кейин 26 жил үзлүксиз муәллим болуп ишлисиңиз, 48 йешиңизда пенсиягә чиқишқа һоқуқиңиз бар. Әгәр бәш жилда бир қетим кам дегәндә 6 ай илмий иш билән шуғулланғуси келидиған муәллимгә иҗадий дәм елиш берилиду. Униң мошу арилиқтики әмгәк стажи билән айлиқ мааши сақлиниду. Билим дәргаһиға дәсләп ишқа орунлашқан муәллимгә йол-йоруқ көрситидиған тәҗрибилик муәллим бәкитилиду. Униңға устазлиқ хизмити үчүн қошумчә һәқ төлиниду. Қанун лайиһисидә муәллимләрни турушлуқ өй билән тәминләшкә алаһидә әһмийәт берилгән. Әнди муәллимләр дәсләпки бәдәлсиз йеникләштүрүлгән несийә билән өй сетивалалайду. Шундақла хизмәт җәриянида пайдилинидиған өй яки ятақхана елиш һоқуқиға егә болалайду. Қанун лайиһисиниң 15-маддисида «Җумһурийәт даирисидә педагогикилиқ хизмәттики нәмунилик әмгиги үчүн педагогқа «Қазақстанниң хизмәт көрсәткән устази» дегән Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт мукапити берилиду» дегән норма бар. Әнди йезиларда паалийәт елип бериватқан муәллимләрниң мааши билән тарифлиқ мөлчәрлири шәһәр билән селиштурғанда кам дегәндә 25 пайизға ашурулуп бәлгүлиниду. Турушлуқ өй қурулуши үчүн йәр участкилири бөлүниду, йәрлик иҗраий органларниң қарариға бенаән, шәхсий мели бар муәллимләргә йәм-чөп, пичәнлик билән чөп чепиш үчүн йәр участкилири тәвсийә қилиниду. Қазақстан қанун-актлирида көздә тутулған имканийәтләрни қошмиғанда, муәллимни униң кәспий вәзипилиригә мунасивәтлик әмәс иш түрлиригә җәлип қилишқа йол қоюлмайду. Йеңи қанун лайиһисигә педагогниң виждан-номусиға тәккәнләрни җавапкәрликкә тартиш тоғрилиқ мадда киргүзүлидиған болди. Мәзкүр қанун лайиһиси барлиқ дөләт органлириға әвәтилди. Әнди Малийә министрлигидин башлап, барлиқ 13 дөләт оргини билән келишилиду. Шуниңдин кейин Һөкүмәттә қарилиду. Мошу жилниң февраль ейида Мәҗлис депутатлири муәллим мәртивисигә мунасивәтлик қанун лайиһисиниң кам-котисини түзәп, Сенатқа йоллайду. Әйнә шуниңдин кейинла тәхминән июнь ейида Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти мәзкүр қанунға қол қойиду дәп реҗилиниватиду. Мәлумки, «Муәллим мәртивиси» тоғрилиқ қанунниң қобул қилинишини Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев өзиниң қазақстанлиқларға йоллиған Мәктүбидә ениқ тапшурған еди. Шуниңдин етиварән тегишлик орунлар муәллимләрниң аброй-мәртивисини көтиришкә пайдиси тегидиған қанун лайиһисини тәйярлашқа дәрһал киришти. Бирақ министрлик тәвсийә қилған мәмурий җавапкәрлик әһвални түзитишкә қадирму? Бу, әлвәттә, вақитниң әнчисидики соал. Умумән, муәллимниң тәрбийисини алмиған адәм болмиса керәк. Министр, депутат, сәнъәткар, спортчи вә язғучини чоң һаятқа тәйярлайдиған, янимән дегәнгә – ялқун, чапимән дегәнгә ат беридиғанлар – әйнә шу муәллимләр әмәсму. Бирақ уларниң әмгиги бебаһа болғини билән, мәзкүр кәсип егилири көп вақитларда нәзәрдин сирт қеливатиду. Ейтайлуқ, бизниң оқуғучилиқ дәвирлиримиздә, муәллим кочида келиватса, чәткә өтүп йол берәттуқ. Бәзидә униң көзигә челиқмас үчүн, башқа коча билән кетип қалаттуқ. Һә, бүгүнки шагирт муәллимни һөрмәтлимәйдиған, һәтта көзгә илмайдиған дәриҗигә йәтти. Ечинарлиғи, “баламға һүрпәйдиң» дәп муәллимни һақарәтләватқанларни, уруп-дүшкәлләватқанларниму көрүватимиз. Әнди ата-аниларниң балилириниң көзичә муәллимләргә қопал муамилә қилиши – яш әвлатниң алдида муәллим абройини техиму төвәнләтмәктә. Һазир диктофон, фотоаппарат, янфон қоллиниш арқилиқ оқуғучиларниң муәллимләрниң абройини чүшириши овҗ алмақта. Уни муәллимләрму йоққа чиқармайду. 16 жил маарип саһасида паалийәт елип бериватқан Гүлмира исимлиқ муәллим (фамилияси билән мәктивини көрсәтмәслигимизни илтимас қилди) муәллимниң қәдри қалмиғанлиғини йошурмиди. «Һазир биздә аброй-мәртивә қалмиди. Балиларға қолуңниң учини тәккүзсәң, балаға қалисән. Ата-анилардин бурун шагиртлиримизниң өзи: «Ата-анам үстиңиздин әризә язиду» дәп қорқитидиған болди. Әнди шу бизни қорқутуп жүргән бала дәрискә кәлмисиму, бири билән соқушуп қалсиму, тәртипсизлик қилсиму – җавап беридиған йәнә биз. Бүгүнки күндә ата-аниларниң балисиға қарашқа вақти йоқ. Һәммиси өз иши билән бәнт. Балилирини мәктәпкә әкеливетидудә, қалған җавапкәрликниң һәммисини бизниң зиммимизгә артиветиду. Бирәр келишмәслик, йүз берип қалса, йәнә келип биздин һесават сорайду. Шу чағда биз балиға билим беримизму яки униң меңиш-турушини, нәдә жүргинини күзитип жүримизму? Шуни ата-анилар немишкә ойланмайдекин?», дәйду устаз. Демисиму, һазир үлгирими төвән, тәртипсиз оқуғучи үчүн муәллимни әйипләватқан. Һәтта, шагиртлири йепилип уруватсиму, ариға чүшүшниң орниға «муәллимниң педагогикилиқ салаһийити йоқ» дәйду. Мана мошу әһвалдин кейин бала алдида муәллимниң абройи қандақ көтирилсун?! Мабада, оқуғучи билән муәллим арисида келишмәсликләр йүз берип қалғидәк болса, мәктәп рәһбәрлигиму муәллимниң һоқуқини инавәткә алмай, шикайәт қилип кәлгән ата-аниниң сөзигә әмәл қилиду. Шундақ қилип, муәллимниң оқуғучи билән чиқишалмай қелиши униң тәҗрибисизлигидин болуп, йәнә шу муәллим әйиплик болуп чиқиду. Һә, муәллимниң һоқуқини шу чағда ким һимайә қилмақ? Рәһбәрликтинму, ата-анидинму, шагиртидинму дәшнәм йегән муәллимгә ким пана болиду? Бизниң дәвирлиримиздә оқуғучи муәллимдин тил аңлиса, ата-аниси «Немә қилдиң?», «Муәллим бекардин-бекар қол көтәрмәйду, өзәң бир нәрсә қилғансән?!» дәп пәрзәндини әйипләп, гунани униңдин издәйдиған. Һәтта балисиниң тәртипсизлик қилғини үчүн муәллимдин кәчүрүм соратти. Һә, һазирқи ата-аниларчу? Бүгүнки заманивий яш ата-анилар балилириға «Муәллим саңа бир нәрсә десә, дәрһал маң ейтқин», «Муәллимниң саңа вақирайдиғанға һоқуқи йоқ» дәп үгитиду. Мана мошу сөзләрни ата-анисидин аңлап, қулиғиға қуювалған оқуғучилар муәллимни һөрмәтләш бу яқта турсун, умумән, чоңларни иззәтләшни биләрму? Йошуридиғини йоқ, бүгүнки җәмийәтму, адәмләрму муәллимдин жирақлишип кәтти. Муәллимниң қәдригә йәтмәйдиғанлар көпәйди. Мошуниң һәммиси муәллимләрниң җәмийәттики орнини төвәнлитиватқанлиғи шүбһисиз. Мүмкин, «Муәллим мәртивиси» тоғрилиқ қанун қобул қилинса, әһвал өзгирип қалар...

451 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы