- Әхбаратлар еқими
- 30 Қаңтар, 2019
Тәрәққият йолида яшларниң вәзиписи нурғун
Һазир һәрхил саһаларда өзиниң қабилийити билән тонулған яшларниң Президентниң қатнишиши билән өткән форумда көтәргән мәсилилири, тәклиплири шәхсән өзәмни алаһидә һиссиятларға бөлиди. Һәммигә мәлумки, бүгүнкидәк аләмшумуллаштуруш заманида яшларниң вәзиписи нурғун. Шуңлашқа һәрбир қазақстанлиқ әл мәнпийити, Вәтинимизниң гүллиниши үчүн аянмай әмгәк қилиши лазим. Форум давамида сөз алған яшларниң бойида әйнә шу роһниң бар екәнлигини көрүп хошал болдум.
Форум қатнашқучилири арисида «Дарын» яшларниң дөләт мукапитиниң саһиби Мерей Қартниң әдәбиятни қоллап-қувәтләш тоғрилиқ ейтқан пикри һәмминиң көңлидин чиқти. У муқәддәс қәләмниң күчи билән тарих сәһипилиридә ечилмай қалған вақиәләрни әслигә кәлтүрүватқан барлиқ иҗаткарларниң намидин сөзлиди. Дунияға қазақ язғучилирини тонуштуруш үчүн яш иҗаткарлар академиясини ечиш тәкливини бәрди. Бу өз новитидә әдәбиятта йеңи қәдәм ташлап келиватқан яшларға йеңи имканийәтләрни яритиду дәп ишинимән.
Тәкитләш лазимки, форумда көтирилгән мәсилиләрниң һәммиси мәмликитимиз мәнпийити үчүн хизмәт қилиду. Демәк, яшларниң илим-пәндә, ихтисатта, сәнъәттә әмәлгә ашуридиған ишлири наһайити көп. Шуңлашқа Президент «Һәрбириңлар өз кәспиңлар бойичә әмгәк қилип, утуққа йетиңлар, әлгә хизмәт қилиңлар. Таллиған саһада мәхсәткә йетишкә тиришиңлар», деди. Әйнә шундақ болғандила утуққа қол йәткүзидиғинимизға ишәнчим камил.
Жандос БАУЫРЖАНУЛЫ,
Алмута вилайәтлик яшлар ресурслиқ мәркизиниң мудири.
381 рет
көрсетілді0
пікір