• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 30 Қаңтар, 2019

Йеңичә бирлишип ишләшкә келишти

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Өткән йәкшәнбә күни Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» Медев наһийәсидики жут активистлириниң баш қошуши болуп өтти. Униңда йеңидин қурулған җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң башқарма әзалирини тонуштуруш вә Медев наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң вә Ханим-қизлар кеңишиниң рәисини сайлаш мәсилилири қаралди. Баш қошуш давамида сөзгә чиққан натиқлар бирлик, иттипақлиқ һәққидә өз пикирлири билән ортақлашти. Шундақла җамаәтчилик ишлириға көпирәк яшларни җәлип қилиш, уларниң билмигинини үгитип, йол-йоруқ көрситишниң чоңларниң вәзиписи екәнлиги тоғрилиқму әтраплиқ сөз болди. Жиғин ахирида, күн тәртивидики мәсилиләргә бенаән, көпчилик аваз билән җәмийәтлик ишлардики паалийәтчанлиғи түпәйли көпчиликниң көзигә чүшкән яш жигит Ниҗат Қараев Медев наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси болуп сайланди.

941 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы