• Әхбаратлар еқими
  • 30 Қаңтар, 2019

«Алтынкөл» төмүр йол станциясидә болди

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» «Қазақстан темір жолы» миллий компанияси” акционерлиқ җәмийитиниң башқарма рәиси Сауат Мыңбаев «Қорғас» хәлиқара төмүр йол станциясидә хошна ХХҖлиқ кәсипдашлири билән учрашти. Сауат Мыңбаев иш бабидики сәпәр давамида Алмута вилайитиниң һакими Амандық Батталов, Панфилов наһийәсиниң һакими Темирлан Бектасов вә тәвәдә паалийәт елип бериватқан акционерлиқ җәмийәтләр вә ширкәт рәһбәрлириниң һәмра болушида «Алтынкөл» хәлиқара төмүр йол станциясидики өткүл билән тонушти. Станция мудири Жандос Унтақбаев меһманларға униң хизмитидин тәпсилий әхбарат берип, станцияниң заман тәләплиригә мувапиқ ишләватқанлиғини йәткүзди. Тәкитләш керәкки, станциядә тәвлүгигә 20 поезд жүк тошуш мүмкинчилиги бар. Өткән 2018-жили икки әл оттурисида 2482 поезд, йәни 11512 вагон жүк өткән. Тошулуватқан жүкниң 377,3 тонниси ХХҖға әвәтилгән болса, 2,3 миллион тонниси Қазақстанға кәлтүрүлгән. Вилайәт һакими А.Батталов билән «Қазақстан Темір жолы» АҖ башқармисиниң рәиси С.Мыңбаевқа йеңидин қәд көтириватқан Нуркент шәһириниң баш планини “Урбостиль» ҖЧЙ мудири Л.Нысанбаева тонуштурди. У яқниң ейтишичә, шәһәрниң ихчам наһийәлиридә көпқәвәтлик 8 өйниң қурулуши башлинипу. Әнди 2022-жилғичә 1055 миң кв. метрлиқ турушлуқ өй селиш планда бар екән. Шундақла келәчәктә һәрқайсиси 60 пәтирдин ибарәт 4 өй қурулушиниң жүргүзүлидиғанлиғи күтүлмәктә. Шуниңдин кейин Сауат Мыңбаев башлиған топ «Қорғас – Шәриқ дәрвазиси» әркин ихтисадий зонисидики «Қурғақ портқа» келип, «KTZE – Khorgos Gateway» ҖЧЙ хизмити билән тонушти. Сауат Мыңбаев билән биллә кәлгән меһманлар «Қорғас» сода мәркизини арилап, товарларниң сүпитини көздин кәчүрди. Панфилов наһийәси.

425 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы