• Әхбаратлар еқими
  • 30 Қаңтар, 2019

Президент һозурида

Нурсултан Назарбаев Шәрқий Қазақстан вилайитиниң һакими Даниал Ахметовни қобул қилди. Учришиш давамида Дөләт рәһбиригә регионниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққияти тоғрилиқ һесават берилди. Нурсултан Назарбаев вилайәт турғунлири паравәнлигиниң дәриҗисини ашурушниң муһимлиғини тәкитләп, бирқатар ихтисадий көрсәткүчләрниң өскәнлигини атап көрсәтти. Қазақстан Президенти “Рухани жаңғыру” дөләт программисини сүпәтлик әмәлгә ашурушниң вә вилайәтниң туристик иқтидарини тәрәққий әткүзүшниң зөрүр екәнлигигә алаһидә диққәт ағдурди. – Умумән, умумий регионал мәһсулат көләми 104 пайиз көпәйди. Санаәтниң өсүш сүръити 118, йеза егилигиниң – 107 пайизни тәшкил қилди. Барлиқ көрсәткүчләр қолға кәлтүрүлүватиду, – дәп доклад қилди Шәрқий Қазақстан вилайитиниң һакими. Униңдин ташқири Даниал Ахметов Президентқа саламәтликни сақлаш саһасида аһалиға көрситиливатқан хизмәт сүпитини ашуруш бойичә регионда көрүлүватқан чариләр тоғрилиқ әхбарат бәрди. – 2015-жили биз саламәтликни сақлаш саһасида төрт йөнилиш: онкология, кардиология, анилар вә балилар, травматология йөнилишлири бойичә җабдуқлар билән тәминлиниш дәриҗисини тәһлил қилдуқ. Шуниң билән бирқатарда врачларни тәйярлашниң үч дәриҗилик системисини ишләп чиқтуқ, у Шәмәй шәһириниң дөләт медицина университетида оқутушни, маһарәт дәрислирини өткүзүшни вә чәт әлдә оқутушни өз ичигә алиду. Биз бу паалийәтни буниңдин кейинму давамлаштурушни нийәт қиливатимиз, – деди вилайәт һакими. Даниал Ахметов шундақла билим бериш системисида су билән тәминләш, йеңи өйләрни селиш вә аһалилиқ пунктларни аватлаштуруш бойичә жүргүзүлүватқан ишлар тоғрилиқ сөзләп бәрди. Учришиш ахирида Дөләт рәһбири бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди. *** Нурсултан Назарбаев Қостанай вилайитиниң һакими Архимед Мухамбетовни қобул қилди. Учришиш давамида Дөләт рәһбиригә регионниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққияти вә Мәктүптә берилгән тапшурмиларниң орунлиниш нәтиҗилири тоғрилиқ доклад қилинди. Нурсултан Назарбаев дөләт вә саһалиқ программиларни өз вақтида һәм сүпәтлик әмәлгә ашурушниң муһимлиғини тәкитләп, аһалиниң паравәнлигини техиму ашуруш чарилирини көрүшниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Қостанай вилайитиниң һакими Президентқа вилайәттә макроихтисадий көрсәткүчләрниң өсүш сүръитиниң сақлинип қалғанлиғи вә автомобиль санаитиниң тәрәққий етиши, инвестицияләрни җәлип қилиш, индустриал лайиһиләрни әмәлгә ашуруш тоғрилиқ әхбарат бәрди. Архимед Мухамбетов шундақла йеза егилиги техникисини ишләпчиқириш, қурулуш материаллирини тәйярлаш, Арқалық шәһиридә гөшни қайта ишләш санаитини тәрәққий әткүзүш бойичә лайиһиләрниң әмәлгә ашурулуши вә кичик һәм оттура тиҗарәтни қоллап-қувәтләш чарилири тоғрилиқ сөзләп бәрди. Нурсултан Назарбаев учришиш ахирида бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди. *** Нурсултан Назарбаев Қарағанда вилайитиниң һакими Ерлан Қошановни қобул қилди. Учришиш давамида Дөләт рәһбиригә 2018-жилниң йәкүни бойичә вилайәтниң асасий иҗтимаий-ихтисадий көрсәткүчлири вә регион тәрәққиятиниң истиқбали тоғрилиқ доклад қилинди. Нурсултан Назарбаев регионниң әһмийити муһим екәнлигини тәкитләп, газ билән тәминләш мәсилисигә, шундақла Темиртав шәһириниң экологиялик әһвалиға алаһидә тохталди. Өз новитидә Қарағанда вилайитиниң һакими Дөләт рәһбиригә Мәктүптә берилгән тапшурмиларни әмәлгә ашуруш бойичә көрүлүватқан чариләр тоғрилиқ әхбарат бәрди. Нурсултан Назарбаев учришиш ахирида регионни техиму тәрәққий әткүзүш, җүмлидин Қарағанда шәһириниң қурулушиға мунасивәтлик мәсилиләр бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

420 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы