• Әхбаратлар еқими
  • 06 Ақпан, 2019

Январьдики ямғур

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Январь ейиниң ахирқи күни Алмутида язниң күнидәк шақирап яққан ямғур шәһәрликләрни хелила һәләйкүмгә салди. Қиш пәслиниң нәқ оттурисида күтмигән йәрдин яққан ямғур йәргә чүшә-чүшмәйла қетивелип, шәһәр кочилирини һәқиқий муз мәйданиға айландурди. Бу пәвқуладдә әһвал пәқәт машина жүргүзгүчиләрнила әмәс, бәлки пиядә маңғучиларниму әнсиритип қойди. Заман тәрәққиятиға бола, җәмийитимиздә қандақла әһвал йүз бәрмисун, биринчи болуп уни иҗтимаий торларда музакирә қилишқа адәтләнгән кишиләр һава райиниң бу қәғишлигиниму Интернетта “тәһлил” қилишқа башлиди. Улар бирдинла кочиларға плиткиларни салған шәһәр һакимийитигә болған наразилиқлирини билдүрүшкә башлиди. Уларниң айримлириға қулақ салидиған болсақ, тротуарлардики йеңи плиткиларға қариғанда нәччә һәссә қолайлиқ асфальтни махтайду. Һәқиқәтәнму шәхсән өзимиз бу мәсилиниң ақ-қарисиға йетиш мәхситидә, йәни чүшлүк ғизадин қайтип, шу плитка селинған тротуар билән меңип көргинимиздә, әшу нарази болуватқанларниң “ғәзивини” чүшәндуқ. Әлвәттә, Интернетта ейтилған пикирләрниң һәммисигә қошулсақ, өзимизни һөрмәтлимигән болимиз. Шундиму, бәзи шәһәрликләр бекарчилиқтин әмәс, бәлки өзлири дуч кәлгән қолайсизлиқтин әшуларни йезиватқанлиғи ениқ. Икки күн дегидәк һәрбир шәһәрликниң еғизидин чүшмигән ямғурниң ақивити кочилардики йол-транспорт һалакитиниң бирдинла көпийишигә елип кәлди. Болупму, Алмута – Қапчиғай бетон йолидики қолайсизлиқтин зәрдап чәккән машиниларниң егилири буниңда кимни әйипләшни билмәй беши қатти. Чүнки силиқ бетон ямғурдин кейин дәрһал «муз мәйданиға» айландидә, адәм чиқими болмисиму, җараһәтләнгәнләр хелә көп. (Алмута шәһәрлик Саламәтлик сақлаш департаменти бәргән мәлумат бойичә ямғур яққан күни 96 адәм дохтурларға мураҗиәт қилған). Пәвқуладдә әһвалниң алдини елиш үчүн йол полицияси бу йөнилиштики йолни йепип, мәхсус реагентлар чечилип болғичә машиниларни қоюп бәрмиди. Йолда муз шу қәдәр қатқанки, һәтта башқиларға яхшилиқ қилиш нийитидә йолға реангент чечиватқан бир автомашина жүргүзгүчисигә “беқинмай”, бәш-алтә машинини уруп, хелә зиянға учриған. Әнди һәқ төләп маңидиған бу йолда туруп қалған жүргүзгүчиләрниң «Реагентлар немишкә вақтида чечилмиған? Биз бу йәрдә қанчилик турушимиз керәк?» дегәнгә охшаш наразилиқлириниң пәйда болғини раст. Амма йолни тазилаш вә автомобильларниң һечқандақ тосалғусиз меңип турушини тәминләйдиған мәһкимиләрниң тиришчанлиғи түпәйли, Алмутидин чиқипла тохтап қалған машинилар көп вақит өтмәйла өзлириниң йолиға раван болди. Қишта ямғур яғса, гайида кәйни қарға улишидиғини барғу. Бу қетимму февраль ейиниң биринчи күнигә қариған кечиси башланған қар күн патқичә йеғип, өзини тонутуп үлгәрди. Хелә қелин яққан қар узундин бери унтуған гүҗәклиримизни йәнә қолумизға елишқа мәҗбур қилди. Кочилардики дога-дога ятқан қар транспорт қатнишиғиму кашила болмай қалмиди. Бирақ, һәр пәсилниң өз гөзәллиги бар демәкчи, қардин кейин шәһәрниң һаваси бираз тазилинип, тәбиәткә гөзәллик беғишлиғанлиғи һәркимни хошал қилди. Бу әҗайип тәбиәт мәнзириси кимнила болса өзигә җәлип қилип, уни фото-видеоларға чүширип жүргәнләрму көп болди.

475 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы