• Әхбаратлар еқими
  • 06 Ақпан, 2019

Ярдәм пулиниң миқдари қанчә?

Қазақстанда гражданларниң айрим категориялиригә дөләт тәрипидин бирқатар ярдәм пуллири төлиниду. Мәсилән, накалиғи бойичә, баққучисидин айрилған әһвалда төлинидиған ярдәм пуллири, балиларға, шундақла көпбалилиқ аниларға һәм ата-анилириға (ғәмхорчилириға) төлинидиған вә башқа әһвалларда берилидиған ярдәм пуллири шу җүмлидиндур. Төвәндә биз, гезитханларниң илтимасиға бенаән, бийил ярдәм пуллири миқдариниң қанчә тәңгини тәшкил қилидиғанлиғини елан қилишни тоғра көрдуқ. Бала туғулғанда төлинидиған ярдәм пули Бала туғулғанда төлинидиған бир вақитлиқ ярдәм пули: – биринчи, иккинчи вә үчинчи бала туғулғанда – 95 950 тәңгә (38АҺК – айлиқ һесап көрсәткүчи); төртинчи бала туғулғанда – 159 075 тәңгә (63 АҺК). Ишлимәйдиған аяллар үчүн бала бир яшқа толғичә һәр айда төлинидиған ярдәм пули: биринчи балиға – 14 544 тәңгә (5,76 АҺК); иккинчи балиға – 17 196 тәңгә (6,81 АҺК); үчинчи балиға – 19 823 тәңгә (7,85 АҺК); төртинчи вә униңдин көп балиға – 22 473 тәңгә (8,9 АҺК). Нака балини тәрбийиләватқан ата-аниларға – 31 183 (1,05 ЯМ – яшаш минимуми) тәңгә. Кичигидин биринчи топтики нака балини беқип-күткәнлиги үчүн төлинидиған ярдәм пули – 31 183 тәңгә (1,05 ЯМ). Баққучисидин айрилғанда төлинидиған ярдәм пули Ата-анилириниң бири йоқ болған әһвалда балиларға яки әмгәккә ярамсиз аилә әзалириға һәр айда төлинидиғанг ярдәм пули: бир балиға – 25 541 тәңгә (0,86 ЯМ); икки балиға – 44 251 тәңгә (1,49 ЯМ); үч балиға – 54 942 тәңгә (1,85 ЯМ); төрт балиға – 58 209 тәңгә (1,96 ЯМ); бәш балиға – 60 287 тәңгә 2,03 ЯМ); алтә вә униңдин көп балиға – 62 663 (2,11 ЯМ) тәңгә. Һәм атисидин, һәм анисидин айрилған балиларниң һәрбиригә 35 044 тәңгә (1,18 ЯМ) төлиниду. Төрт вә униңдин көп балағәткә йәтмигән балилири билән биллә яшаватқан көпбалилиқ аилиләргә һәр айда 10 405 тәңгидин (4,16 АҺК) төлиниду. «Алтын алқа» (йәттә вә униңдин көп бала), шундақла «Күміс алқа» (алтә вә униңдин көп бала) билән мукапатланған аниларға һәр айда 16 160 тәңгә (6,4 АҺК) төлиниду. Уруш қатнашқучилириға төлинидиған ярдәм пули Улуқ Вәтән урушиниң накалириға вә қатнашқучилириға төлинидиған мәхсус дөләт ярдәм пули – 40 400 тәңгә (16 АҺК). Улуқ Вәтән уруши жиллирида һалак болғанларниң аяллириға – 11 312 тәңгә (4,48 АҺК). Уруштин кейинки жилларда вапат болған вә һаят вақтида нака дәп етирап қилинған уруш қатнашқучилириниң тәкрар некадин өтмигән аяллириға вә әрлиригә – 6 464 тәңгә (2,56 АҺК). Урушқа қатнишип, Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани вә “Шөһрәт” ордениниң толуқ саһиби аталғанларға – һәр айда 350 041 тәңгә 138,63 АҺК). Урушқа қатнишип, Социалистик Әмгәк Қәһримани аталғанларға – 188 492 тәңгә (74,65 АҺК). Арқа сәп әмгәкчилиригә – 5379 тәңгә 2,13 АҺК). Накалиғи бойичә төлинидиған ярдәм пули Умумий ағриқ бойичә накаларға: биринчи топтикиләргә – 57 021 тәңгә (1,92 ЯМ); иккинчи топтикиләргә – 45 438 тәңгә (1,53 ЯМ); үчинчи топтикиләргә – 30 886 тәңгә (1,04 ЯМ). Кичигидин тартип нака балиларға 16 йешидин тартип: биринчи топтикиләргә – 57 021 тәңгә (1,92 ЯМ); иккинчи топтикиләргә – 47 220 тәңгә (1,59 ЯМ); үчинчи топтикиләргә – 35 638 тәңгә (1,20 ЯМ). Нака балиларға 16 яшқичә – 41 578 тәңгә. Алаһидә әһваллар №1 тизим бойичә (алаһидә зиянлиқ әмгәк шараити моҗут карханиларда ишлигәнләр) алғучилар үчүн төлинидиған ярдәм пули – 23 786 тәңгә (АҺК); №2 тизим бойичә алғучилар үчүн – 21 160 тәңгә (8,38 АҺК); Сәясий тәқипләш қурванлириға – 2702 тәңгә (1,07 АҺК). Дәпин қилиш үчүн берилидиған ярдәм пули Дәпин қилиш үчүн берилидиған ярдәм пули 39 643 тәңгини (15,7 АҺК) тәшкил қилиду. Улуқ Вәтән урушиниң накалири вә қатнашқучилирини дәпин қилиш үчүн берилидиған ярдәм пули 92 415 тәңгини (36,6 АҺК) тәшкил қилиду. Әсләтмә: 2019-жили айлиқ һесап көрсәткүчи 2525, яшаш минимуми 26915 тәңгини тәшкил қилиду.

400 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы