• Йеңилиқлар
  • 06 Ақпан, 2019

Һакимлар билән кеңәшмә өткүзди

Дөләт рәһбири вилайәтләр вә Астана, Алмута, Чимкәнт шәһәрлириниң һакимлири билән кеңәшмә өткүзди. Президент регионлар рәһбәрлиригә мураҗиәт қилип, аһалиниң турмуш сүпити вә паравәнлигини ашурушниң дөләтниң асасий мәҗбурийити болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди. – Әң муһими – бу иҗтимаий мәсилиләр, коммунал хизмәтләрниң тарифлири, биринчи новәттә, лазим болидиған мәһсулатларниң баһаси, дора-дәрмәкләр. Мошу барлиқ аспектлар силәрниң алаһидә назаритиңларда болуши керәк, – деди Нурсултан Назарбаев. Дөләт рәһбири исситиш мәвсүми аяқлашқичә турушлуқ өй-коммунал егилиги объектлириниң тохталсиз ишлишини, шундақла сәл кетиш алдида бехәтәрликни тәминләш һәм су бесиш тавакәлчилигиниң алдини елиш мәсилилиригә айрим тохталди. – Өткән жили апәтлик әһваллар нурғун болди, бийил уларниң тәкрарлинишиға йол қоймаслиқ керәк. Тәбиий характерға егә ховупларға қарши һәрикәт қилип, тегишлик алдини елиш чарилирини көрүш лазим. Шәрқий Қазақстан вилайитиниң Уржар наһийәсидә 800гә йеқин адәм вә 280 машина қарда қалди. Биз адәмләрни хәтәрлик әһвалда қалдурмаслиғимиз керәк. Пәвқуладдә әһвалларниң ақивитини йоқитиш, униң алдини елишқа қариғанда бирнәччә һәссә қиммәткә чүшиду, – дәп тәкитлиди Президент. Униңдин ташқири Нурсултан Назарбаев өзара һәрикәтниң тосалғулуқсиз шәкиллирини вуҗутқа кәлтүрүш арқилиқ гражданларниң әризилири вә шикайәтлирини чапсан қарап чиқишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Дөләт рәһбири жиғилғанларниң диққитини мәмликәттики иҗабий өзгиришләрниң асасий һәрикәткә кәлтүргүчи күчи һесапланған паалийәтчан яшлар билән ишләшниң зөрүр екәнлигигә ағдурди. – Мән йеқинда яшлар билән учраштим. Силәрниң региониңларда әҗайип яшлар бар. Әгәр силәр бир қетим болсиму уларниң бешини қошуп сөзләшсәңлар, көплигән пайдилиқ тәклипләрни аңлайсиләр. Шундақ паалийәтчан вәкилләрни ишқа җәлип қилип, уларниң үлгисидә башқиларни үгитиш керәк, – деди Президент. Нурсултан Назарбаев вилайәтләр вә җумһурийәтлик әһмийәткә егә шәһәрләрниң һакимлириға уларниң регионларда гражданларниң бехәтәрлигини вә җәмийәт тәртивини тәминләштә җавапкәр екәнлигини атап көрсәтти. – Биз һоқуқ қоғдаш системисини ислаһат қилишқа кириштуқ. Силәргә полиция департаментлириниң башлиқлирини тайинлаш вә һоқуқ тәртипни тәминләш һәм һоқуққа хилаплиқ қилишларниң алдини елиш бойичә вәзипиләрни қоюш һоқуқини бәрдуқ. Силәр җай-җайлардики тәртип үчүн шулар билән биллә җавап берисиләр, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. Президент әтиязлиқ терилғу ишлирини техника, уруқ, оғутлар вә йеқилғу-майлаш материаллири билән өз вақтида тәминләшниң, шундақла айрим чоң йеза егилиги мәһсулатини йетиштүргүчиләрниң қәризигә бағлиқ мәсилиләрни һәл қилишниң зөрүр екәнлигигә айрим тохталди. Нурсултан Назарбаев кеңәшмә ахирида Президент Мәмурийитигә жүкләнгән барлиқ вәзипиләрниң әмәлгә ашурулуши үстидин назарәтни тәминләшни тапшурди.

394 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы