• Йеңилиқлар
  • 06 Ақпан, 2019

Аһали тапавити вә турмуш сүпити – дөләт нәтиҗидарлиғиниң асасий өлчими

Өткән чаршәнбә күни Нурсултан Назарбаевниң рәислигидә Һөкүмәтниң Қазақстанниң 2018-жилқи иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң йәкүнлиригә вә 2019-жилға бәлгүләнгән планлар билән вәзипиләргә беғишланған кәңәйтилгән мәҗлиси болуп өтти. Президент барлиқ йөнилишләр бойичә асасий көрсәткүчләрниң өскәнлигини тәкитлиди. Өткән жили һәрбир саһада дегидәк утуқларға ериштуқ. Умумән алғанда, ихтисадий өсүш төрт пайиздин ошуқ көрсәткүчни тәшкил қилди. Содида – 7,6, транспорт саһасида – 4,6 вә санаәттә төрт пайиздин жуқури көрсәткүч қолға кәлтүрүлди. Жиллиқ инфляция 5,3 пайизни тәшкил қилди. Асасий капиталға болған инвестицияләр миқдари 17,2 пайизға көпәйди. Әң аз иш һәққи миқдари 1,5 һәссә өсти. 500 миңға йеқин адәм ишқа орунлаштурулди. 113 миң аилә йеңи өйләргә көчүп кирди. Тиҗарәтчилик үчүн қолайлиқ шараит яритилди. Дөләт рәһбириниң тәкитлишичә, иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятниң яхши сүръити – Һөкүмәт, Миллий банк вә регионлар һакимлири тәрипидин жүргүзүлгән чоң ишниң нәтиҗиси. Шуниң билән бир вақитта 2019-жилда ихтисатниң вә әң муһими – Қазақстан гражданлири паравәнлигиниң өсүшиниң зөрүр сүръитини тәминләш үчүн техиму көп күч чиқириш керәк. Президент бийил әмәлгә ашурулидиған ишлар тоғрилиқ гәп қилғанда, аләмшумул ихтисаттики анчила яхши әмәс тенденцияләргә – униң өсүш сүръитиниң асталишиға, дуниявий содиниң төвәнлишигә, бир-биригә қарши чарә көрүшниң давамлишиватқанлиғиға диққәт ағдурди. Нурсултан Назарбаевниң тәкитлишичә, Қазақстан мана мошу конъюнктурини һесапқа елип, вақиәләр тәрәққий етишиниң түрлүк вариантлириға тәйяр болуши вә һәрқандақ шараитта өзиниң ихтисадий өсүшиниң төвәнлишигә йол қоймаслиғи керәк. Дөләт рәһбири өткән жили дөләтниң иҗтимаий сәяситини системилиқ қайта қарашниң башланғанлиғини тәкитлиди. Бәш иҗтимаий тәшәббус, октябрьдә Қазақстан хәлқигә йолланған Мәктүп вә йеқинда қобул қилинған яшлар үчүн иҗтимаий пакет даирисидә қазақстанлиқлар паравәнлигиниң өсүшини тәминләшкә наһайити нурғун мәбләғ сәрип қилинди. Нурсултан Назарбаев айрим мәмликәтләрниң иҗтимаий хираҗәтни мундақ дәриҗидә көпәйтәлмәйдиғанлиғиға диққәт ағдурди. – Икки көрсәткүчни – тапавәт вә турмуш сүпитини – мән дөләт нәтиҗидарлиғиниң асасий өлчәмлири дәп елан қилимән, – дәп билдүрди Президент. – Һәрбир министрниң вә һакимниң ишини мошу көрсәткүчләрни қолға кәлтүрүши бойичә баһалаш керәк. Мәҗлис давамида Дөләт рәһбири барлиқ программилиқ һөҗҗәтләрни орунлашниң кетип беришигә вә уларниң нәтиҗилиригә тохталди. – Милләт планида ихтисатниң дөләтниң ролини төвәнлитишкә, хусусий тиҗарәтни тәрәққий әткүзүшкә, риқабәтчиликкә вә қанунниң үстүнлүгигә асасланған йеңи үлгисини шәкилләндүрүш вәзиписи қоюлған. Умумий ички мәһсулатниң өсүши һәммидин авал әмгәк нәтиҗидарлиғини, үнүмини ашуруш, кичик вә оттура тиҗарәтни күчәйтиш һесавиға йүз бериши керәк. Кейинки жилларда кичик вә оттура тиҗарәтниң ихтисаттики үлүши 25 – 27 пайиз дәриҗисидә қеливатиду. Бизниң вәзипимиз – уни 2025-жилға қәдәр 35 пайизға вә 2050-жилға қәдәр кам дегәндә 50 пайизға йәткүзүш, – деди Нурсултан Назарбаев. Буниң үчүн шараит бар. Қазақстанда бизнес-кәйпият яхшилиниватиду, тиҗарәтчиләр үчүн тосалғулуқлар елип ташлиниватиду. “Тиҗарәтниң йол хәритиси” даирисидә 385 миллиард тәңгә бөлүнди. 20 миңдин ошуқ лайиһә малийә ярдимигә егә болди, 180 миңға йеқин тиҗарәтчи тегишлик оқушлардин өтти. – Тәрәққият үчүн чоң иқтидар моҗут. Мәсилән, пәқәт һесапқа елинған мәһсулат сетиш көләмила 11 триллиондин ошуқ тәңгини тәшкил қилиду. Экспертлар баһаси тәхминән 1 триллион тәңгилик чәттин кәлтүрүлүватқан товарлар вә хизмәтләрни өзимиздә ишләп чиқирилған билән алмаштуруш мүмкин дәп һесаплайду. Шуниң билән бирқатарда Павлодар вә Түркстан вилайәтлиридә кичик вә оттура тиҗарәт чиқарған мәһсулат көләми төвәнлиди. Һөкүмәткә һакимлар билән бирликтә мошуни ениқлашни тапшуримән. Һәрбир һаким кичик вә оттура тиҗарәтниң тәрәққий етишигә шәхсән җавап бериду. Һөкүмәттә буниңға Премьер-министрниң орунбасари Ерболат Досаев шәхсән җавапкәр, – деди Дөләт рәһбири. Йәнә бир муһим саһа – аграр-санаәт сектори. Җүмлидин Президент йеза егилиги мәһсулатини чәткә чиқириш, ички базарни өзимиздә чиқирилған озуқ-түлүк вә истимал товарлири билән тәминләш, иҗтимаий әһмийәтлик мәһсулат тарифлири вә баһалирини назарәт қилиш мәсилилиригә диққәт ағдурди. – Аграр секторда чарвичилиқ мәһсулатини чәткә чиқириш 2,2 һәссә өсти. Шуниң билән биллә буниңда қайта ишләнгән мәһсулат үлүши 30 пайизни тәшкил қилиду, – дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. – Чәткә чиқирилған 20 миң тонна қара мал гөшиниң мәһсулатлиридин 70 пайиздин ошуғи тирик мал түридә чиқирилған. Экспорт көрсәткүчлирини қолға кәлтүримиз дәп, қошулған баһадин айриливатимиз. Президент йеза егилиги министриға мошу мәсилини биртәрәп қилишни тапшурди. Дөләт рәһбири шундақла индустрияләштүрүш программисини әмәлгә ашуруш йәкүнлиригә вә асасий капиталға инвестиция җәлип қилиш мәсилилиригә тохталди. – Индустрияләштүрүшниң иккинчи бәш жиллиғи аяқлишиватиду. 1 250 лайиһә әмәлгә ашурулуп, улар санаәтни тәрәққий әткүзүштә муһим роль ойниди. Мәмликәтни Үчинчи йеңилаш үчүн асасий капиталға жилиға умумий ички мәһсулатқа нисбәтән 30 пайиздин ошуқ дәриҗидә инвестиция җәлип қилиш керәк. Кейинки жилларда биздә бу көрсәткүч 20 пайизни тәшкил қиливатиду. Умумий ички мәһсулатқа нисбәтән несийәләр үлүшиму төвән – 25 пайиз дәриҗисидә қеливатиду. Сөз реал секторға инвестицияләрниң йетишмәслиги тоғрилиқ болуватиду. Миллий банк активлиқ көрситип, ихтисадий өсүшкә ярдәм қилиши керәк, – деди Президент. Нурсултан Назарбаев шундақла Һөкүмәт вә Миллий банкниң келишип һәрикәт қилишиниң, реал секторни, инфрақурулумлуқ лайиһиләрни мәбләғ билән тәминләш бойичә системилиқ қарарларни ишләп чиқишиниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Кеңәшмидә инвестицияләрни җәлип қилиш вә экспортни илгирилитиш умумән Һөкүмәтниң асасий вәзипилири қатарида атап көрситилди. Премьер-министрға мошу ишни шәхсән назарәт қилиш вә мунтәзим рәвиштә Президентқа һесават бериш тапшурулди. Нурсултан Назарбаев шундақла мәмликәтниң малийә вә банк секторидики мәсилилиләрни өз вақтида һәл қилишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. – Пәқәт кейинки үч жилдила касатлиқ басқучида туруватқан карханиларниң сани 2 һәссидәк өсүп, 3,7 миңға йәтти. Уларниң қәрзи 4 триллион тәңгидин ешип кетиду. Кичик тиҗарәтму несийәгә петип қалған. Тиҗарәтниң тәрәққий етиши қәризләр вә өз капиталиниң йетишмәслиги билән бағлақлиқ, – дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Президент селиқ вә бюджет сәяситидики утуқларни тилға елип олтирип, ихтисатни “сайидин” чиқириш бойичә ишқа наразилиғини билдүрди. Дөләт рәһбири елимиз вә Хитай бажханилири бәргән Қазақстанға чәттин мәһсулат кәлтүрүш көрсәткүчлиридә сақлинип қеливатқан пәриқни мисал сүпитидә кәлтүрди, ахирқи мәлуматларға қариғанда, у 6,9 миллиард долларни тәшкил қилған. Малийә министри Алихан Смаилов бу пәриқләрни тәстиқлиди. – Бизниң вәзипимиз – “сайидики” ихтисат үлүшини үч жилда кам дегәндә 40 пайиз қисқартиш, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. Нурсултан Назарбаев шундақла мәмликәттә 1,3 миллион адәмниң селиқлар бойичә бюджетқа умумий миқдарда 17 миллиард тәңгә қәриз екәнлигини, уларниң 5 миллиарди пеня һесавида екәнлигини тәкитлиди. Президент Һөкүмәткә җисманий шәхсләр, әгәр селиқ бойичә асасий қәризләрни төлисә, пеняни елип ташлашни көздә тутидиған селиқ амнистиясини жүргүзүшни тапшурғанлиғини әслитип өтти. Дөләт рәһбири қазақстанлиқларниң турмуш дәриҗисини ашуруш мәсилисигә алаһидә диққәт ағдурди. – Мән турмуш сүпити мәсилисини тәсадипи дөләт әвзәллиги сүпитидә бәлгүлимидим. Һәр дайим регионларда болимән вә җайларда адәмләрни неминиң тәшвишләндүрүватқанлиғини билимән. Турмуш сүпити – бу абстракт чүшәнчә әмәс. Бу – турушлуқ өй, билим елиш, саламәтликни сақлаш, иҗтимаий ярдәм, экология, йоллар, җәмийәтлик транспорт, бехәтәрлик, – дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Униңдин ташқири Нурсултан Назарбаев Президент Мәмурийитиниң социологиялик тәтқиқатлар нәтиҗилириниң асасида Мәмликәтниң проблемилиқ мәсилилири хәритисини түзүп чиққанлиғини, униңда системилиқ вә инфрақурулумлуқ компонентларниң: йоллар, йезиларни су билән тәминләш, ағриқханилар, мәктәпләр, турушлуқ өй-коммунал егилиги вә инженерлиқ тармақларниң әһвали регионлар бойичә көрситилгән. Дөләт рәһбири турмуш сүпитини ашуруш бойичә диққәт ағдурған иккинчи мәсилә турушлуқ өй билән тәминләш мәсилиси болди. – “Нурлы жер” дөләт программиси бойичә турушлуқ өйниң рекордлуқ көләми – 12,5 миллион квадрат метр пайдилинишқа берилди, – дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. – Биздә қурулушниң мундақ жуқури сүръити болмиған. “7-20-25” программиси бойичә 3,7 миңдин ошуқ қазақстанлиқ йеңи өйгә егә болди. Шуниң билән бир вақитта түрлүк амиллар түпәйли аһалиниң барлиқ категориялири үчүн мошу программиға қатнишиш имканийити яритилмиди. Дөләт рәһбири шундақла айрим регионларниң йеңи турушлуқ массивларни инфрақурулумдин жирақ селиватқанлиғини, буниң болса хираҗәтни ашуруватқанлиғини тәкитлиди. – Бизниң “адәмләр инфрақурулумға” үлгиси бойичә ишләйдиғинимиз ейтилдиғу. Мениң тапшурмам бойичә Астана шәһирини аһалиниң асасий җәмийәтлик хизмәтләргә йеқин болушини һесапқа елип, бәш жилға бәлгүләнгән Жиғинчақ селишниң комплекслиқ плани ишләнди. Регионларниң һакимлири тәҗрибини үгинип, шундақ планларни қобул қилиши керәк, – деди Президент. Униңдин ташқири Дөләт рәһбири миллиондин ошуқ турғун бар шәһәрләрдә яшлар үчүн иҗаригә берилидиған өй селишни давамлаштурушни тапшурди. Президент билим бериш саһасини тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ гәп қилип, Қазақсанда муәллимләрниң ишләш шараитиниң яхшилиниватқанлиғиниң, өз квалификациясини ашуруватқан педагогларниң иш һәққиниң өсүватқанлиғини тәкитлиди. Җумһурийәттә алий оқуш орунлири мустәқилликкә егә болди. Мәктәп йешиғичә билим беришқа җәлип қилиш кәңәйди. Мәмликәт бойичә 70 йеқин мәктәп селинди, оқутуш программиси йеңилиниватиду. Дөләт рәһбири шундақла барлиқ оттура билим бериш мәһкимилирини толуқ Интернет вә транспорт билән тәминләшниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Президент техникилиқ вә кәспий билим бериш системисиниң һазирчә әмгәк базириниң заманивий шәртлиригә тәйяр әмәс екәнлигигә, пикир сораш мәлуматлири бойичә, иш бәргүчиләрниң 70 пайизға йеқининиң техникилиқ вә кәспий билим бериш орунлирини тамамлиғанларниң квалификациясигә қанаәт һасил қилмайватқанлиғиға диққәт ағдурди. Президентниң тәкитлишичә, саламәтликни сақлаш саһасида инфрақурулумни тәрәққий әткүзүш, медицинилиқ хизмәт сүпитини яхшилаш иши давамлишиватиду, Қазақстанлиқларниң һаят кәчүрүш узақлиғи вә бала туғулуш көрсәткүчи өсүватиду. Ваһаләнки, Дөләт рәһбири аһалини илгәркидәкла, болупму регионларда медицина хизмити сүпитиниң, униңдин пайдилиниш имканийитиниң тәшвишләндүрүватқанлиғиға диққәт ағдурди. “Саламатты Қазақстан” мәхсус поезини ишқа қошуш лайиһисиниң нәтиҗидарлиғини тәкитлиди. – Айрим йезиларда көчмә медицинилиқ тәкшүрүш пунктлирини уюштурушқа болиду, – деди Президент. – Үч жил ичидә тез ярдәм хизмәтлирини автомобиль, реанимобильлар билән тәминләш мәсилисини һәл қилишни тапшуримән. Бу кейингә қалдурушқа болмайдиған чариләр, чүнки сөз адәмләрниң саламәтлиги тоғрилиқ болуватиду. Мошуниң һәммисигә Һөкүмәт 27 миллиард тәңгә бөлүши вә мәсилини биртәрәп қилиши керәк. Нурсултан Назарбаев шундақла һакимларға 2020-жилниң ахириға қәдәр биринчи новәттә наһийәлик ағриқханилар билән шипаханиларни зөрүр медицинилиқ җабдуқлар билән толуқ тәминләшни тапшурди. Президент аһалини иҗтимаий һимайә қилиш мәсилисигә тохтилип, Һөкүмәткә 2020-жилниң 1-январидин тартип әмгәк қабилийитидин айрилған шәхсләргә, шундақла баққучисидин айрилған аилиләргә Дөләт иҗтимаий ғәмсизләндүрүш фондидин берилидиған төләмниң оттура миқдарини 30 пайизғичә өстүрүшни тапшурди. Буниңға җававән саһалиқ министрлик рәһбири Мадина Әбылқасымова мошу жилниң март ейида Парламентқа тегишлик қанун лайиһисини тәғдим қилишниң планлиниватқанлиғи тоғрилиқ доклад қилди. Дөләт рәһбири әмгәк һоқуқини һимайә қилиш тоғрилиқ гәп қилип, 37 миңдин ошуқ хадим һоқуқиға хилаплиқ қилинғанлиғини ениқлиған прокурорлуқ тәкшүрүшләр нәтиҗилиригә асасланди. Уларниң арисида иш һәққи бойичә қәризләр, әмгәк шараити бехәтәрлигини бузуш, иш һәққини тоғра һесаплимаслиқ, зиянлиқ шараитта ишлигәнлиги үчүн һәқ төлимәслик, чәтәллик карханиларда Қазақстан гражданлириниң һоқуқини камситиш охшаш хилаплиқлар бар. – Һөкүмәт, һакимлар вә прокуратура органлири бу мәсилини қаттиқ назарәт астида тутуши керәк, – деди Президент. – Мошуниң һәммиси – шәрмәндиликниң ақивити, униңға йол қоюшқа болмайду. Нурсултан Назарбаев щундақла Қазақстанниң дунияниң илғар 30 мәмликитиниң қатариға киришиниң иштики асасий әвзәллик болуп қалидиғанлиғини әслитип өтти. Президент, Һөкүмәт паалийитиниң нәтиҗилирини мәмликәтниң пүткүл аһалисиниң һис қилиши керәклигини тәкитлиди. Андин кейин кәңәйтилгән мәҗлистә Премьер-министрниң орунбасари Ерболат Досаев, Миллий банк рәиси Данияр Ақышев, Премьер-министрниң орунбасари – йеза егилиги министри Өмүрзақ Шөкеев, Җамбул вә Ғәрбий Қазақстан вилайәтлириниң һакимлири Асқар Мырзахметов билән Алтай Көлгинов сөзгә чиқти.

383 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы