• “Мәнму уйғур мәктивини таллидим”
  • 13 Ақпан, 2019

«Бовимизға охшиғумиз келиду»

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң 9-синип оқуғучиси Луиза билән 5-синип оқуғучиси Қудрәт Йүсүповлар атақлиқ рәссамниң әвлади болуп чиқти. Улар билән сөһбәтлишиш җәриянида, бала әмәсму, бизгә уйғур мәктивигә қандақ кәлгәнлигиниң «сирини» ейтип қойди. Бу нәвриләрниң бири бовисиниң йоли билән меңип, рәссам болмақчи. Алди билән улардин қошқа бовиси һәққидә соридуқ. – Бовимиз кәспий уйғур рәссамлириниң бири болған, – дейишти улар тәңла, худди келишивалғандәк. – У адәмләрниң портретини ясашқа маһир болған екән, – деди Луиза. – Келәчәктә мениң бовамға охшиғум келиду. – Боваңларниң кимләрниң портретини ясиғанлиғини биләмсиләр? – «Садир палван», «Анайәт Қурбанов», «Ипархан», «Җамбул», «Амангелди Иманов» вә башқилар, – деди улар. Уларниң бовиси Авакри Шәмси, әсли исми Абубәкри Шәмшидинов, 1903-жили Яркәнт шәһиридә дунияға кәлгән. 1928-жили Ленинградқа рәссамчилиқ академиясигә оқушқа әвәтилиду. Униң дәсләпки көргәзмиси 1937-жили уйғур зиялилириниң чоң бир әнҗуманида уюштурулған екән. А.Шәмси тәғдир тәқәзаси билән Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Байсейит йезисиға келип, шу йәрдики уйғур мәктивидә устазлиқ қилиду. Рәссам 1987-жили һаяттин өтти. У үч қиз, бир оғул тәрбийиләп қатарға қошиду. Балиларниң һәммиси ана тилида оқуған. Әпсус, уларниң бириму ата йоли билән маңмиди. Ялғуз оғли Вәйс яшлиғида адәмләрниң портретини ясашни мәшиқ қилған болсиму, кейин башқа саһани таллиған көрүниду. Авакри Шәмси шундақла миллий саз әсваплирида ойнап, нахша ейтқанни яқтураттекән. Уйғур театриниң балетмейстри Эльмира Сәйдуллаева атақлиқ рәссамниң нәвриси. – Дадам рәмити «Һәрбир милләт өзиниң ана тилида билим елиши керәк. Биз мәдәнийитимизни ана тилимиз арқилиқ сақлап қалимиз. Башқа тилни үгиниш қийин әмәс. Амма ана тилини унтуп қалсаңлар, уни үгиниш тәс. Әгәр өз ана тилиңларда билим алмисаңлар, мениңму исмим унтулуп кетиду» дегән еди, – дәйду униң қизи Тохтигүл. – Бизму өзимизниң балилирини ана тилида тәрбийилидуқ. Нәвриләрму уйғур мәктивидә оқуйду. Раст, бәзи имканийити яр бәрмигән айрим җийәнлиримиз башқа мәктәпләрдә оқуватиду. Амма аримизда ундақлар санақлиқла. – Луиза билән Қудрәт бизгә бәзибир «аиләвий сирлириңлар» һәққидә ейтип қойди, – дедим Тохтигүл һәдигә чеқишип. – Бу йәрдә һечқандақ сир йоқ. Башта чоң нәврәм Назугумни рус мәктивигә берип көрдуқ. Униңға қарап ини-сиңиллири «руслишишқа» башлиди. Шуниң билән «болмайдекән» дедуқтә, қалған иккисини уйғур мәктивигә апардуқ. Мән өзәм көп жиллар балилар бағчисида тәрбийичи болуп ишлидим. Адәм һаятида ана тилниң қандақ муһим роль ойнайдиғанлиғини яхши чүшинимән. Биринчи новәттә ана тилимизға болған муһәббитимиз чәксиз болуши керәк.

242 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы