• Мубарәк болсун!
  • 13 Ақпан, 2019

Жил психологи аталди

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Дөләт рәһбири елимизниң келәчәк егиси – яшларниң қабилийәтлик, паалийәтчан болушиниң муһимлиғини тәкитләп, бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлмәктә. Әмгәкчиқазақ наһийәсидиму яшларниң билим сүпитини ашуруш мәхситидә нурғунлиған чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулуватиду. Мошу йосунда наһийәлик маарип бөлүми тәрипидин муәллимләр арисида һәрхил байқашларни уюштуруш әнъәнигә айланған. Уларға уйғур синиплириниң муәллимлириму паал қатнишиватиду. Мәсилән, бийилқи байқашта өз билимини синиған Маливай оттура мәктивиниң муәллими Гүлназ Сонурова «Жил психологи-2019» конкурсида ІІІ орунға еришти. 26 яшлиқ Гүлназ – Маливай оттура мәктивиниң әла баһаларға оқуған түләклириниң бири. Оттура мәктәптин кейин Қазақ дөләт қизлар педагогика университетиға оқушқа чүшүп, униму әла баһаға тамамлиди. Андин жутиға қайтип келип, мәктәптә орунлашти. Биз яш муәллимгә буниңдин кейинму егиз чоққилардин көрүнүп, өзи охшаш яхши шагиртларни тәрбийилишигә тиләкдашлиқ билдүримиз. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

317 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы