• Һасан-һүсән
  • 13 Ақпан, 2019

Қушлар һәққи

(Һекайә)

Бир күни муәллим оқуғучиларға әмгәк пәнидин қушларға уга-өй ясап келишни тапшурди. Бу қишниң ахирқи күнлири болуп, мәлә сиртидики домчақларниң күнгәйлиридә қар әндила еришқа башлиған баһарниң дәсләпки әлчилири – кучулилар ечилай дәп қалған пәйт еди. Балилар хошал болушуп, чуқиришип кәтти. Лекин уларниң бу хошаллиғи узаққа бармиди. Чүнки бирлириниң өйидә уга ясаш үчүн һаҗәт қурал-җабдуқлар йоқ болса, йәнә бирлиридә әплик яғачму тепилматти. Бир-икки оқуғучиниң болса, тамамән мәйүслинип, башлири саңгилап кәтти. – Әтә йәкшәнбә. Бизниңкигә келиңлар, өйдә тахтай, фанерь, һәрә, болқа вә миқму бар. Қушларға өйни биллә ясаймиз, – деди Адил синипдашлириға. Адилниң дадиси Әмәт тағиниң уста яғашчи екәнлигини һәммиси яхши биләтти. У шундақла күзниң күни жут адәмлири ун тартқузидиған түгмәнниму ишлитәтти. – Дадаң урушмамду? – дәп сориди Қадир. – Яқ. У һазир сақманда, – деди Адил. Жилниң дәл мошу пәслидә колхоз мелини төллитиш мәвсүми башлинип, адәмләр қойчиларға ярдәм бериш үчүн қишлаққа кетәтти. Әтиси Қадир билән Һезим Адилниң өйигә йетип кәлди. Адил һойлида қар тазилаватқан екән. Балилар дәрһал қолиға гүҗәк, сүпүргиләрни елишти. Достлар бирдәмдила ишни пүтирип, Адилниң дадисиниң устиханисиға киришти. Балилар устиханидики яғашчилиқ җабдуқлириниң көплигигә вә хилму-хиллиғиға һәйран қелишти. Уларниң бәзилирини Адилниң синипдашлири тутуш бу яқта турсун, илгири-кейин көрүп бақмиған еди. Адил достлириға уларниң һәрқайсисиниң намлирини, хизмитини тәпсилий чүшәндүрүп ейтип бәрди. – Сән буларни нәдин биливалдиң? – һәйран болуп сорашти балилар. – Әлвәттә, дадамдин. У һәрхил буюмларни ясиғанда мән һемишәм йенида болуп, ярдәм қилимәнғу, – деди Адил сәл махтинип. – Җүрүңлар, мән силәргә дадам ясиған буюмларни көрситәй. Балилар техиму һәйран болушти. Вай-вуй у йәрдә немиләр йоқкинтаң!? Һәрхил орундуқ, сандуқ, бөшүк, чана, аштахта, нантахта, ноғуч, чокасалғуч вә һаказилар тизилип туратти. – Буларни немә қилисиләр? – дәп сорашти балилар. – Дадам буларни хошниларға, уруқ-туққанлиримизға туғулған күнлиридә, мәйрәмләрдә соға қилиду. Арисида буйрутма бойичә ясиғанлириму бар. – Растму? – Раст. – Буларни соға қиламсән? – Мән силәргә монуларни соға қилишим мүмкин. Чүнки уларни өзәм ясидим, – деди Адил кичиккинә орундуқларни көрситип. Балилар Адилға бир ишинип, бир ишәнмәй җим туруп қелишти. Раст, униң соға қилишиға ишиниду. Сәвәви Адил мәрт, сехи бала. Буни һәммә синипдашлири яхши билиду. Әнди униң “өзәм ясиған” дегән сөзигә болса, гуман билән қаришатти. Адил буни билип туратти. Шу мәһәл униң ағинилиригә өзиниң қабилийитини дәлилләш пәйтиниң кәлгәнлигини сәзгән еди. – Яғашчилиқ интайин қизиқ вә пайдилиқ һүнәр, – деди у. – Һаҗәт қурал-җабдуқ, пәм һәм, әң муһими, қизиқишиң болса йетиду. Мәсилән, қариғоҗа угисини алайли. У пухта, андин чирайлиқ болуши керәк. Алдин-ала сүрәтни қәғәзгә сизивелишқиму болиду. Кейин тәрәплириниң егизлик, кәңликлирини өлчәп йезивалимиз. Қолайлиқ тахтайларни шуниңға қарап кесимиз... Көп өтмәй кичиккинә устиханида иш қизип кәтти. У йәрдин һәриниң “ғир-ғир”, болқиниң “тақ-туқ” авазлири билән кичиккинә “яғашчиларниң” күлкиси аңлинип туратти. ...Учтумтут устиханида Әмәт уста пәйда болди. Балилар қорқушуп турған җайидин қозғилалматти. Адилму әнсирәп қалди. Чүнки бу йәргә дадиси көрүнгәнла адәмни киргүзмәтти. Униң үстигә бу күнләрдә яғаш материаллириму тапчил болидиған. – Һә, ишлар илгири болсун, яш устилар, – деди дадиси күлүп. – Ярайсиләр, әтә-өгүн мениң ярдәмчилирим техиму көпийидиған охшайду. Устиниң бу сөзлиридин балилар роһлинип қалди. Алдиға жүгрәп келип, салам беришти. Әмәт таға балисиниң вә униң ағинилириниң пешанисигә сөйүп қойди. У өйдикиләрниң әһвалидин хәвәр елиш үчүн рухсәт сорап чиқипту. Йәнә бир тәрәптин болса, мәлидики бәзи аилиләрниң өйидә ун вә малға беридиған йәмлири түгәп қалғачқа, түгмәнни ишқа қошмақчи екән. – Муәллимиңлар интайин тоғра иш қипту. Әң муһими, өз вақтида. Әтә-өгүн қушлар кәлсә, әтиязниң җудун-чапқунида, үшшүклиридә қийнилип қелиши мүмкин, – дәп балилар ясаватқан өйчәкләрни көздин кәчүрүшкә башлиди. Андин у егиз тахтуштики әплик фанерьларни вә пухта рейкиларни алди. – Монулар силәр ясимақчи болуватқан өйгә лайиқ, – дәп уларни балиларға тутқузди. Балилар хошал болуп кетишти. – Бопту әмсә, – деди яғашчи, – мән чай ичип, бираз дәм еливалай. Тәйяр болғанда чақириңлар. Өй тапшуруғиңларниң баһасини өйдә мән қойимән. Мәктәптә муәллимиңлар қойсун, – дәп чиқип кәтти. Балилар ишқа қизғин вә көңүллүк киришти. Улар техиму зор җавапкәрликни һис қиливататти. Муәллимла әмәс, мону бәсти йоған, лекин интайин меһриван адәмниң – Адилниң дадисиниң алдида йәргә қарап қалмаслиққа тиришатти. Тәйяр болған угиларни у яқ, бу йеқиға өрүп, узақ қариған Әмәт уста мийиғида күлүп қойди. – Ярайсиләр, балилирим, бүгүнки баһариңлар “5”, – деди. Андин уларни йениға олтарғузуп сориди: – Ейтиңлара, буларни немә үчүн ясидиңлар? – Өй тапшуриғиғу, – деди Һезим. – Қушлар бизниң достумиз, – дәп қошумчә қилди Қадир, – улар чирайлиқ сайрайду. – Йәничу – сориди Әмәт уста. – Улар өзлири өй ясалмайду, – дәп бирдәкла чуқирашти балилар. – Һәммиси тоғра, – деди Адилниң дадиси. – Бирақ улар өзлиригә угиму салалайдиғанлиғи, озуғиниму тепип йәләләйдиғанлиғини унтумаңлар. Лекин биз, адәмләр, дайим уларға ғәмхорлуқ қилишимиз керәк. Биләмсиләр, немә үчүн? Улар йәл-йемиш, зираәтләрни қурут-қоңғуз, һашарәтләрдин сақлайду. Демәк, мол һосулда уларниңму үлүши бар, дегән сөз. Биз уларға озуқ тепиш тәс болғанда данму чечип беримиз. Буни конилар “Қушлар һәққи” дейишиду. Аңлиған болсаңлар, кона тәҗрибилик түгмәнчиләр буғдайни сүгәнгә қуюш алдида униң бир очумини “Қушлар һәққи” дәп далаға чечиветиду. Буму учар-қанатларға болған ғәмхорлуқ, шундақла миннәтдарлиқ, өзигә чушлуқ һәққини бериш дегән сөз. Бу күни балилар өйлиригә наһайити хошал тарқашти. Уларниң қолида өзлири ясиған угилар вә Адил соға қилған кичиккинә орундуқлар бар еди. Йәнә бир хошал қилған нәрсә – улар қушлар һәққидә хелә нурғун мәлуматқа егә болди. Йәни, мошу кәмгичә аңлимиған “Қушлар һәққи” дегән инсаний, тегидин меһриванлиқ чиқип туридиған әҗайип сөзниму аңлиған еди. Әхмәтҗан ИСРАПИЛОВ.

328 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы