• Бизниң сөһбәт
  • 13 Ақпан, 2019

“Устаз болуш – жүрәкниң батурлуғи”

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Бүгүн биз беваситә билим беғиниң бағвини болған бир түркүм муәллимгә төвәндики икки соал билән мураҗиәт қилдуқ: 1. Немә үчүн бүгүнки күндә муәллимниң қәдри төвәнләп кәтти? 2. Әгәр шундақ болса уни көтириш бойичә қандақ тәкливиңиз бар? Заһидәм ШАКИРОВА, Панфилов наһийәси А. Розибақиев намидики Пәнҗим оттура мәктивиниң муәллими: 1. – Биринчидин, мәктәпләрдә қәғәзвазлиқ ишлири һәддидин зиядә көпийип кәтти. Бирақ мошу хилдики ишларни қилғини үчүн муәллимгә сунуқ тийинму төләнмәйдиғанлиғи ечинарлиқ. Иккинчидин, муәллимгә берилидиған имтиязлар, ейтайлуқ, кәспий иттипақ комитетиға төлигән бәдилимиздин дәм елиш орунлириға берилидиған йолланма йоқниң орнида. Ағриқханиларда давалиништа, мәсилән, һәрбийләргә охшаш йеникчиликләр тамамән қараштурулмиған. Үчинчидин, ата-анилар «Устихини мениң, гөши сизниң» дегән ата-бовилиримиздин қалған тәрбийигә әмәл қилиштин аллиқачан қалди. Төртинчидин, мәктәпниң қанун-қаидисигә беқинмай, тәртипсизлик қилған оқуғучини җавапкәрликкә тартиш қаидиси техи муқум ишләнмиди. Ундақ дейишимниң сәвәви, бала өйидә бир түрлүк, мәктәптә, синипдашлири арисида тамамән башқа мүҗәз-хулуқ көрситиду. Һә, уни ата-аниларға ейтсаң, улар, немишкиду, бизни чүшәнгүси кәлмәйду. Бәшинчидин, муәллимләргә турушлуқ өй, йәр участкилирини елиш мүмкинчилиги йоқ. У йәр-бу йәрдә сәргандан болуп, өй-макансиз жүргән яш муәллимләр интайин көп. Җәмләп ейтқанда, мана мошу хилдики муәммалар муәллимниң қәдир-қиммитини чүширип, аброй-мәртивисигә дәхил йәткүзмәктә. 2. – Муәллимниң айлиқ маашини йәниму көпәйтиш керәк, дәп ойлаймән. Һөкүмәт тәрипидин йеза мәктәплиригә һаҗәтлик қураллар дурус тәхсим қилинса вә муәллимләр пат-пат өтидиған һәрхил курслар һәқсиз болуп, улар туридиған ятақхана мәсилиси иҗабий һәл қилинса дәймиз. Шуниму тәкитләш керәкки, ата-анилар һазирқи йеңи программа асасида өй тапшурмилирини орунлашта бәк қийнилиду. Әгәр мәктәпләрдә «Ата-ана мәктиви» тәшкил қилинип, у мошу мәсилиләрдә өзара һәмкарлишип, ярдәмлишиш вәзиписини атқурған болса, ишлиримиз бираз қиниға чүшәтти. Бурунқидәк, “Узартилған күн топи” дәйдиған дәристин кейин тәйярлиқ қилидиған топ қурулса, нур үстигә нур әмәсму! Қисқиси, мана мошу жуқурида зикир қилинған мәсилиләр иҗабий һәл қилинса, муәллимниң қәдир-қиммити техиму ашқан болар еди. Зоһра ИМИНОВА, Әмгәкчиқазақ наһийәси Қорам оттура мәктивиниң муәллими: 1. – Биринчидин, ата-анилар өйдә муәллим һәққидә сәлбий параңларни көп қилиду. Муәллимму өз кәспигә лайиқ болуши керәк. Сир әмәски, һазир пулуң болса, һәрқандақ алий оқуш орнида оқалайсән. Шуниң үчүн айрим пуллуқ ата-анилар «Баламни бәрибир оқушқа чүширимән, сениң муәллимиңниң баһасиниң кериги йоқ», дәп балисиниң муәллимигә болған ишәнчисини йоқитиду. Муәллим кәспини егиләватқанларниң арисидиму пул төләп оқуған, билими таяз шәхсләр йетип ашиду. Башқа оқуш орниға чүшәлмәй қалғанлар муәллим кәспини яхши көрмисиму, педагогикилиқ оқуш орниға һәқ төләп болсиму чүшүвалиду. У мәктәптә амали йоқ келип ишләшкә мәҗбур болиду. Ата-анилар, әлвәттә, ундақ муәллимләрдә балилирини оқутқуси кәлмәйду. Шәхсән мән мошу күнгичә мәктәпни «Алтун бәлгүгә» тамамлиған оқуғучиниң муәллимлик кәспини таллиғинини көрмәптимән. Әксичә, мәктәпни аран-аран пүтәргән айрим яшларниң үч-төрт жилдин кейин, мәктәпләрдә «муәллим» болуп ишләватқанлиғини көргиниңиздә, әпсуслиништин башқа амалиңиз болмайдекән. Мана мошуларниң һәммиси яш әвлатниң алдида муәллим абройини төвәнләтмәктә. Бу интайин ечинарлиқ әһвал. 2. – Балиниң йенида муәллим тоғрилиқ һәрхил гәп-сөзләрни қилмай, «Муәллимиңни һөрмәтлә, униң ейтқанлирини икки қилмай орунлашқа тиришқин», десә, оқуғучиниң муәллимигә дегән көзқариши өзгирәтти вә муәллимниңму қәдир-қиммити җәзмән ашатти. Умумән, муәллим қәдрини көтириштә әтрап муһит, йәни җәмийәт көп роль ойнайду. Сир әмәски, бүгүнки җәмийәтму, адәмләрму муәллимдин жирақлишип кәтти. Мүмкин, «Муәллим мәртивиси» тоғрилиқ қанун қобул қилинса, әһвалимиз өзгирип, қәдир-қиммитимиз ешип қалар... Хәйринисахан ИМИНОВА, Уйғур наһийәси Түгмән уйғур оттура мәктивиниң муәллими: 1. – Бурун хәлиқ алдида, җәмийәттә муәллимләр мәртивиси жуқури болуп, һәқиқий мәнасида «һәқиқий билимлик адәм у – устаз» дәп қаратти, баһалатти. Улар йоқсизчилиқ заманларда «жиңнә билән қудуқ қазғандәк» билим алди. Өз заманисиниң йетүк мутәхәссислири болуп, заманға лайиқ оқутуш усуллири билән җәмийәткә лайиқ адәмләрни тәрбийилиди. Шуңлашқа шагиртлири улардин бәк миннәтдар. Һә һазирчу? Базар ихтисади кәскин овҗ алғанда, билим саһаси көләңгидә қалди. Һәрхил шәхсий алий оқуш орунлири көпийип кәтти. Уларниң салаһийәтлиги, билими һөкүмәт нәзәридин сирт қалди. Алий оқуш орунлириға дөләт грантлири бөлүнгәндә, төвән балл елип қалған учумкарлар муәллим мутәхәссислигигә егә болди. Әслидә әксичә болушқа тегиш еди. Алий оқуш орунлирини пүтәргән яш мутәхәссис егилириниң нәзәрийәвий билиминиң төвәнлиги, мәктәп һаятиға тәйярлиқсиз келишидин қәтъий нәзәр, мәктәпләр уларни, педагог кадрларниң тапчиллиғидин ишқа елишқа мәҗбур болуп, ақивитидә муәллим абройиниң төвәнлишигә елип кәлди. Бу биринчи сәвәп. Иккинчидин, муәллим маашиниң төвән болуши. Һазирқи муәллимгә қариғанда, шәхсий тиҗарәт қиливатқан ата-анилар, кәсип егилири жуқури тапавәт тепип, һәммә нәрсини пул билән өлчәшкә өтти. Улар балисиниң оқушиға, тәрбийисигә қариғанда, маддий тәрипигә көпирәк көңүл бөлди. Әзәлдин келиватқан хәлиқ педагогикиси вә миллий урпи-адәтләр, инсаний хисләтләр барғансири унтулушқа қарап йүзләнди. «Чоңға – һөрмәт, кичиккә – иззәт», “Устазға хизмәт қил, қилалмисаң иззәт қил» дегән даналар һекмәтлири әмәлдин қалди. Аддий муәллимни бәзи чоң синиптики оқуғучилар билән селиштурсаң (қиммәт кийим, зибу-зенәт, қиммәт янфонлар...), муәллимлик күн көрүш үчүнла яшайдиған, өзини аран асрап қалған кәсипкә айлинип қалди. Үчинчи сәвәп, бүгүнки күндә муәллимгә қариғанда ата-аниға, ата- аниға қариғанда балиға көпирәк һоқуқ беривәтти. Йә муәллим, йә ата-ана балиға җиддий тәләп қоюштин, қаттиқ сөзләштин қалдуқ. Қисқиси, бала һоқуқи жуқури, муәллимниң чәкләклик болуп қалди. Мошу йәрдә қошуп кетидиған йәнә бир нәрсә, кейинки вақитларда аммивий әхбарат васитилиридә муәллим шәнигә тегиши яки муәллимниң оқуғучи абройиға нуқсан кәлтүрүши, әдәп-әхлақ нормисини сақлимаслиқ тоғрилиқ видеосюжетлар көпийип, һәқ-наһәқни айримаслиқ, айриған һаләттиму оқуғучиниң дурус болуп чиқидиғанлиғи тоғрилиқ көп көрситишләр йәнила шу муәллимниң абройиниң төвәнлишигә түрткә болуп, көплигән әр киши муәллимләрниң мәктәпни ташлап чиқип кетишигә елип кәлди. Биз, аял муәллимләр, һәддидин ташқири қәғәзвазлиққа бағлинип қалдуқ. Умумән, бүгүн муәллимниң мәртивисигә йеңичә көзқараш һаҗәт. 2. – Муәллим мәртивиси өз орниға кәлмигичә, әхлақлиқ җәмийәт қелиплашмайду. Демәк, муәллим мәртивисини көтириш үчүн, биринчи нөвәттә, униң иши өз дәриҗисидә баһалинип, дөләт муәллимләрни маддий һәм мәнивий җәһәттин алаһидә ғәмхорлуққа елип, уларни һәммә яқтин қоғдайдиған қанун механизимини ишләп чиқиши һаҗәт. Муәллимләргә берилидиған имтиязларни чәклимәслик керәк. Мәсилән, бүгүнки күндә муәллимләр һәр бәш жилда билимини мукәммәлләштүрүш, категорияси билән маашини көтириш үчүн, 25 – 30 жил ишлигән болсиму, тест тапшуруши керәк. Бу дурусму? Бизчә дурус әмәс, сәвәви, убдан әсәби һарған муәллим тест синиғидин тегишлик балл алалмай қалса, униң билим дәриҗиси төвәнләйдудә, алидиған маашиму азлайду, техи ата-ана, оқуғучи алдидики абройичу? Муәллимләрни йәнә беарам қилидиғини икки пәндин дәрис беридиғанлар. Мәсилән, айрим кәсипдашлиримиз һәм математика һәм физика пәнидинму дәрис бериду. Мундақ әһвалда у муәллим тест тапшурған чағда, әсли математик болғачқа, физика пәнидин төвән балл елип қелиши мүмкин. Шундақ болса, униң мааши көтирилмәйду. Демәкчи болғиним, тест арқилиқ билим дәриҗисини ениқлаш, анчә дурус усул әмәс. Мәктәпалди тәйярлиқ топида ишләйдиған вә башланғуч синип муәллимлиридә педколледжниң дипломи бар, шуниң билән биллә, башқа пән бойичә жуқури алий билимгә егә. Әгәр улар башланғуч синипқа дәрис бәрсә, алий оқуш орнини пүтәргини инавәткә елинмайдудә, уларға төвәнки һәқ төләш көрсәткүчи бойичә, йәни оттура мәхсус оқуш орунлирини пүтәргәнләр қатарида һәқ төлиниду. Мәлумки, мустәқил Қазақстан дөлитиниң маарип саһасида йеңи ислаһатлар шәкиллинип, йеңи мәзмундики дәрисликләр йезиливатиду. Назарбаев әқлий мәктәплириниң билим бериш усули асасида билимлирини мукәммәлләштүрүп, иҗадий ишләйдиған, креативлиқ ойлайдиған, өз ишиға рефлексия ясалайдиған, һәрхил оқутуш вә оқушниң интерактив усуллирини үнүмлүк пайдилиниватқан муәллимләр топи қелиплишиватиду. Улар оқуғучилар билән бирликтә «өмүр бойи билим елиш» шиарини алға сүрүп, шагиртлирини үгитишкә әмәс, үгинишкә дәвәт қилиши керәк. Хуласә шуки, муәллим кәспи қайсила заманда болмисун, әтивалиқ вә җәмийәткә керәк, әң жуқури еһтияҗға егә мутәхәссисликләрниң бири. Келәчәктиму шундақ болуп қалғуси. Кәлгүси шаирниму, алимниму, умумән, милләт зиялисини тәрбийиләйдиған устаз һәққидә қазақ хәлқиниң улуқ шаири Мағжан Жумабаев «Алтә алашниң пәрзәнди жиғилса, төр – устазниң» дегән екән. Нурбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, Талғир наһийәси 29-Бесағаш оттура мәктивиниң муәллими: 1. – “Үгәтти илим-пән муәллим маңа, җенимдин әзиздур бу тәлим маңа” дәп көрнәклик шаир Тейипҗан Елиев ейтқандәк, бу тәлимни җенидин әзиз көргән адәмләрла муәллимниң қәдрини чүшиниду дәп ойлаймән. Әпсуски, аримизда муәллим қәдрини чүшиниш бу яқта турсун, уни чүширидиғанларму йетәрлик. Билим билән тәрбийә қош гезәк екән, биз билим билән биллә тәрбийигиму лайиқ көңүл бөлүшимиз лазим. Улуқ мутәпәккүр алим Йүсүп Хас Һаҗип «Қутадғу билик» дастанида балиниң билимлик, әдәплик болуши ата-ана тәрбийисигә бағлиқ болидиғанлиғини тәкитләп мундақ дегән: «Туғулса саңа ай кәби қиз вә оғул, Униңға үгәткүчи сән өзәңла бол. Бәргин униңға билим вә әдәп, Болсун у саңа икки дуния нәп. Билгин вақит алтундинму қиммәт». Һә, биз һазир балилиримизға қанчилик вақтимизни сәрип қиливатимиз? Бизниң бова-момилиримиз, ата-анилиримиз кәчки ғизадин кейин бизгә китап яки гезит-журнал оқуп берәтти. Һәр һәптидә күндиликлиримизни тәкшүрәтти. Дәрислиримизгә ярдәмлишәтти. Гайида дутар челип, нахша ейтип беридиған. Дәстихан үстидә муәллимләр һәққидә иллиқ гәплирини қилип, уларни һәрбиримизниң қәдирлишимиз керәклигини аң-сәвийәмизгә сиңдүрәтти. Һазирчу? Балилиримизға қиммәт янфон, есил кийимләрни елип берип әркилитиветип, андин «балам гәпкә қулақ салмас болди», дәп муәллимгә шикайәт қиливатқан. – Оқуғучилар, ата-анилар көпирәк китап оқуйдиған болуши керәк; – Мәктәп вә ата-анилар зич мунасивәттә болуши лазим; – Үлгилик аилиләрни жут тонуши һаҗәт; – Жигитбашлири, мәдәнийәт мәркәзлири, ханим-қизлар мәктәп вә муәллимләр билән зич мунасивәттә болуши лазим; – Муәллимләрни һәқ төләнмәйдиған ишлардин бошатса, мәсилән, коча арилаш, дәристин елип жиғинларға қатнаштуруш, мәҗбурлап концерт вә спектакльларға билет алғузуш, өтмәй қалған китапларни теңип бериш вә башқиму муәллимниң салаһийитигә дәхил йәткүзидиған ишлар муәллимләргә жүкләнмисә, әйнә шу чағда муәллимниң мәртивә-инавити ашқан болар еди; 2. – Оқуғучилири наһийәлик, вилайәтлик, җумһурийәтлик, хәлиқара мусабиқиләргә қатнишип, алдинқи орунларни алған муәллимләргә қошумчә һәқ төләнсә нур үстигә нур болатти. – Муәллимләргә коммуналлиқ ярдәм берилсә (отун-көмүр, электр энергиясиниң 50 пайизини төлигән чағда) қәдримиз ашатти. – Мәктәптә әр муәллимләрниң вә, умумән, өз ана тилини мукәммәл билидиған муәллимләрниң санини көпәйтиш лазим. – Муәллим әң авал һәртәрәплимә мәлуматлиқ болуши керәк. Өз ишиниң маһири оқуғучиниң қойған һәрбир соалиға ениқ һәм толуқ җавап берәләйдиған, өз ойини қорқмай ейталайдиған, кийим кийиши, меңиш туруши билән һәммигә үлгә-өрнәк болалайдиған инсан болуши керәк, дәп ойлаймән. Рашидәм ҺӘМРАЕВА, Алмута шәһири М. Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң муәллими: 1. – Һазирқи вақитта ата-аниларниң балилириниң көзичә муәллимләргә қопал муамилә қилиши, йәни уларниң устазларға болған ишәнчисиниң төвәнлигидин мәктәптә йүз бәргән бәзибир камчилиқларни диктофон яки телефонларға чүширивелип, тор бәтлиридә көрситиши муәллимниң абройини чүшәрмәктә. Шундақла оқуғучиниң тәртиви начарлишип, үлгирими төвәнлисиму, буниңға муәллим әйипкар болиду. Иккинчи сәвәп, муәллимниң айлиқ маашиниң азлиғидур. Мәктәптин сирт өткүзүлүватқан һәрхил чарә-тәдбирләргә муәллимниң нурғун вақтини сәрип қилиши, сөзсиз, униң қәдир-қиммитини төвәнлитиватиду. 2. – Муәллим мәртивисини көтириш үчүн төвәндики тәклипләрни оттуриға қоймақчимән: – Муәллимләрниң әмгигини дурус баһалап, маддий вә мәнивий җәһәттин рәғбәтләндүрүш; – Айлиқ маашини көтириш; – Муәллимләрни мәктәптин сирт ишларға көп җәлип қилмаслиқ; – Пенсия йешини төвәнлитиш яки әмгәк стажи бойичә пенсиягә чиқириш. Ранигүл ИЛИЕВА, Алмута шәһири А. Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң муәллими: 1. – Һәрқандақ мутәхәссис егисиниң қәдир-қиммитини көтириш шу кәсип егисиниң әмгигини баһалаштин башлиниду дәп ойлаймән. Йошуридиғини йоқ, бүгүнки күндә муәллимләрниң җәмийәттики роли вә муәллимлик кәсипниң қәдир-қиммити төвәнләп кетип бариду. Буниң бир сәвәви шуки, муәллим билән ата-анилар вә шагиртлар арисидики чүшәнмәсликләрниң кәскин овҗ елишидур. Ата-анилар балилириниң көзичә муәллимләрни һақарәтләп, муәллимниң шәнигә тегидиған һәрқандақ қопал сөзләрни ейтидиған әһвалларму йүз бериватиду. Әлвәттә, мундақ әһвалда муәллимниң иззәт-һөрмитиниң чүшидиғанлиғи сөзсиз. Ечинарлиғи, һазирқи ата-аниларниң балилириниң оқушиға, келәчигигә бепәрва қарайдиғанлиғи болмақта. Раст, оқуғучилар билиминиң сүпитини яхшилаш пәқәт муәллимләргила әмәс, шундақла көп җәһәттин ата-аниларғиму мунасивәтлик екәнлигини һәммимиз яхши билимиз. Буни тоғра чүшәнгән муәллимләр ата-анилар биләнму қоюқ мунасивәт бағлап келиватиду. Әнди бәзибир ата-анилар балилириниң билим елишиға, мәктәпкә келип-кетишигә, улар бош вақтини қандақ өткүзүватқанлиғиға, немигә көпирәк қизиқидиғанлиғиға дегәндәк көңүл бөлмәйду. Ата-анилар тәрипидин назарәт төвән болғанлиқтин, балиларниң оқушқа болған иштияқиму суслишип кетип бариду. Аилә тәрбийиси билән мәктәптики тәрбийә бир-биригә мас кәлмигәнликтин, көзлигән нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүш қийинлашмақта. 2. – Муәллимниң қәдир-қиммитини көтириш бойичә төвәндики тәкливим билән ортақлашмақчимән: – 30 жиллиқ әмгәк стажи бар муәллимләр атестациялик тест тапшуруштин бошитилса; – ата-анилар тәрипидин көрситиливатқан һәрқандақ қисимдин муәллимләр һимайә қилинса; – муәллимләрниң қәдрини көтириш бойичә тәйярлиниватқан қанун лайиһисигә муәллимләрму җәлип қилинса; муәллимләрниң саламәтлигигә көңүл бөлүш мәхситидә, уларниң һәқсиз дохтурға көрүнүшигә шараит яритилса. Дөләт рәһбири Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев: «Елимизниң келәчиги бүгүнки яш әвлатниң қолида» дәп ейтқини һәммимизгә бәлгүлүк. Мәмликитимиз тәрәққий әткән әлләрниң қатаридин орун елип, келәчәк әвлат бүгүнки күн тәливигә лайиқ тәрбийиләнгән болса, бу – муәллим әмгигиниң мевиси. Бүгүн муәллимләр тәрбийиләватқан шагиртлар әтики күндики мәмликитимизниң тиригидур. Шуңлашқа «устаз болуш – жүрәкниң батурлуғи» дәп бекар ейтилмиса керәк. Халидәм ЙӘҺИЯРОВА, Алмута шәһири М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивиниң муәллими: 1. – Муәллимниң қәдир-қиммитиниң төвәнләп кетишигә бәзибир сәвәпләрни кәлтүрсәк, купайә. Биринчи сәвәп: муәллим өз кәспи биләнла шуғулланмайду, униң зиммисигә жүкләнгән җәмийәтлик ишлар интайин нурғун. Муәллим өз кәспи билән җәмийәтлик ишларни тәң елип меңишқа мәҗбур. Һәркандақ жиғин, коча арилаш, учришиш, умумән, адәм толтуридиған йәр болса, уни муәллимләр толтуруп бериши керәк. Чүнки бу жуқуриниң көрсәтмиси. Буниңдин устазларниң җәмийәтниң қулиға айлинип қалғинини көрүвелиш тәс әмәс. Иккинчи сәвәп: муәллимниң маашиниң азлиғи җәмийәт алдида қәдир- қиммитиниң йүксәк болушиға әкси тәсирини көрсәтмәктә. Үчинчи сәвәп: муәллимләрниң һоқуқини қоғдайдиған органларниң йоқлуғи. Шуңлашқа муәллимләр ата-ана алдида һоқуқи чәкләнгән бир пухраға айлинип қалған. Мабада, муәллим бир оқуғучиға қаттиғирақ параң қилип қойса, ата-ана әтисила келип, муәллимни хелә һақарәтләп кетиду. Мошундақ вәзийәттә устазни һечким қоғдалмайду. Төртинчи сәвәп: Интернет торида көрситиливатқан түрлүк-түмән сәлбий тәсирини йәткүзидиған видеолар, оқуғучи вә ата-ана алдида, умумән, җәмийәт алдида муәллим мәртивисиниң төвәнлишигә елип кәлмәктә 2. – Мәртивисини көтириш үчүн муәллим өзиниң кәспий риваҗлинишиға қолайлиқ шараит яритиши муһим, бош вақтида билимини көтиришкә, сүпәтлик дәрис өтүшкә алдин-ала һазирлиқ көргини тоғра. Муәллимләрни маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтләш һаҗәт. Мәсилән, Россия, Белоруссия мәмликәтлири билән селиштурғанда, биздики муәллимләрниң айлиқ мааши төвән. Муһим мәсилиләрниң бири – һазирқи вақитта ата-ана барлиқ гунани муәллимдин издәйду. Мениңчә болса, Билим вә пән министрлиги тәрипидин оқуғучилар билән муәллимләр арисида шәртнамә түзүш керәк. Бу һөҗҗәттә оқуғучиларниң мәктәптики тәртиви, вәзиписи вә һоқуқи, муәллим билән оқуғучиниң алақә-мунасивити өз әксини тепиши керәк. Ата-аниларниң мәктәпниң ички ишлириға арлишишиға йол қоюлмаслиғи керәк. Смартфон, янфонлар билән планшетларни мәктәптә қоллинишни чәкләш лазим. Мәктәпләрдә янфонларни сақлайдиған мәхсус орун аҗритилса, тәртип-интизам яхшилиниши мүмкин. Әң муһими, өз кәспини һәқиқий сөйидиған муәллимләрни йетилдүрүшкә көңүл бөлүш вә уларни тәйярлаватқан билим дәргаһлириниң дәриҗисини көтиришниму нәзәрдин сирт қалдурмаслиқ керәк. Дөләт рәһбири Н.Ә Назарбаевниң «Педагог мәртивисини» көтириш бойичә қанун қобул қилиниши керәк», дегән тапшурмисини биз, муәллимләр, йәкдиллиқ билән қоллап-қувәтләймиз. Бу ислаһат муәллимләргә көп яхшилиқларни елип келиши билән биллә муәллим кәспиниң қәдир-қиммитини ашурушқа өз һәссисини қошидиғанлиғиға үмүт қилимиз. Илавә: қайси дәвирдә, қайси мәмликәттә, қайси түзүмдә яшимайли, муәллим җәмийитимиздики әң қәдирлик, һөрмәтлик һәм шәрәплик кәсип болуп қалғуси. Чүнки келәчәк егилириниң һаяттин өз орнини тепиши, муваппәқийәт қазиниши көп җәһәттин устазға бағлиқ. Шундақ екән, муәллимләр маддий һәм мәнивий җәһәттин, сөзсиз ғәмхорлуққа елиниши шәрт.

549 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы