- Әхбаратлар еқими
- 13 Ақпан, 2019
Бехәтәрлик кеңишиниң мәҗлиси
Нурсултан Назарбаевниң рәислигидә Қазақстан Җумһурийити Бехәтәрлик Кеңишиниң мәҗлиси болуп өтти.
Күн тәртивигә мувапиқ мәҗлистә Миллий бехәтәрлик стратегиясини әмәлгә ашурушниң кетип бериши вә алдики вақитқа бәлгүләнгән вәзипиләр, шундақла Қизилорда вилайитиниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият мәсилилири қаралди.
Муһакимә давамида Миллий бехәтәрлик стратегиясигә мунасивәтлик чарә-тәдбирлирини әмәлгә ашуруш вақтида дөләт органлириниң уйғунлаштурулған иш-һәрикитини тәминләшниң муһимлиғи атап көрситилип, мошу саһа бойичә өз вақтида алдини елиш чарилирини ишләп чиқишниң зөрүр екәнлиги тәкитләнди.
Мәҗлис йәкүни бойичә Дөләт рәһбири бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.
427 рет
көрсетілді0
пікір