• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 20 Ақпан, 2019

Һаят һәқиқәтлири

Бир байвәччә кочиниң бойида хәйир сорап олтарған тиләмчини көрүп: «Худаға миңқатлиқ шүкри, мән кәмбәғәл әмәсмән» дәп ойлапту. Тиләмчи кочида ғәлити қилиқларни қилип, ағзиға кәлгән сөзләрни ейтип кетип барған адәмни көрүп: «Худаға миңқатлиқ шүкри, мән әқлидин адашқан сараң әмәсмән» дәп ойлапту. Сараң йолда сиренисини яңритип кетип барған «Тез ярдәм» машинисини көрүп: «Худаға миңқатлиқ шүкри, мән кесәл әмәсмән» дәп ойлапту. Ағриқханидики кесәл дохтурлар һарвуда моргқа елип кетип барған мурдини көрүп: «Худаға миңқатлиқ шүкри, мән өлүк әмәсмән» дәп ойлапту. Хуласә: әзиз қериндашлар, күнниң сериғини көрүп, һаятниң ләззитини сүрүп, сақ-саламәт тирикчилигимизни қилип жүргинимиз үчүн Аллаға чәксиз миннәтдарлиғимизни билдүрәйли!

83 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы