• Җасарәт — мәңгүлүк
  • 20 Ақпан, 2019

Бәйнәлмиләл-җәңчиләргә һөрмәт көрситилди

Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәси Байсейит йезисидики И.Тайиров намидики уйғур оттура мәктивидә башланғуч һәрбий тәйярлиқ пәниниң муәллими, капитан Тайирҗан Аблаповниң уюштурушида яш әвлатни һәрбий вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләш мәхситидә «Ауғанның от жалыны» намлиқ учришиш болуп өтти. Униңға Бартоғай йеза округи һакимийитиниң хадими Ғабит Дайынов, ата-анилар, оқуғучилар, шундақла йезидики бейнәлмиләл-җәңчиләр Дилмурат Абдуллаев, Әкрәмҗан Бавдинов вә Малик Һашимов қатнашти. Учришишта дәсләп сөз алған тарих пәниниң муәллими Айимқиз Ахмоллаева авған уруши һәққидә доклад оқуди. Шуниңдин кейин оқуғучилар тәрипидин вәтәнпәрвәрлик мавзусидики шеирлар оқулуп, нахшилар иҗра қилинди. Андин исми ривайәткә айланған, Қазақстанда тәшкил қилинған мәхсус 177-отрядниң дәсләпки командири, йеқиндила вапат болған «Қара майор» Борис Керимбаев һәққидә һөҗҗәтлик фильм вә авған уруши һәққидики клиплар көрситилди. Округтин авған урушиға қатнашқан бейнәлмиләл-җәңчиләр Дилмурат Абдуллаев, Әкрәмҗан Бавдинов вә Малик Һашимов бешидин өткәнлири билән бөлүшкәндин кейин оқуғучилар уларға соаллирини қойди. Ата-анилар Абдурешит Зикиряров вә Ғиясидин Розиев солдат нахшилирини гитара билән орунлап, учришишниң техиму тәсирлик өтүшигә һәссисини қошти. Ахирида мәктәп мудири Илияр Нурхалиқов келәчәк әвлатни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләштә әһмийити зор учришишни уюштурған устазлар билән меһманларға миннәтдарлиғини билдүрүп, бейнәлмиләл-җәңчиләргә соғиларни тапшурди. Бартоғай йеза округи һакимийитиниң мәсъул хадими Ғабит Дайынов учришишниң интайин тәсирлик өткәнлигини тәкитләп, мәктәпниң вә округниң җәмийәтлик ишлириға паал иштрак қилип келиватқан мәктәп муәллими Тайирҗан Аблаповқа сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилип, Тәшәккүрнамә тапшурди. Ғилаждин ҺОСМАНОВ, пешқәдәм устаз, Байсейит йезисиниң чоң жигитбеши. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

344 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы