• Концерт
  • 20 Ақпан, 2019

«Баһар» һесават бәрди

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисидики Мәдәнийәт өйидә «Баһар» нахша вә уссул ансамблиниң һесават концерти болуп өтти. Мәзкүр ансамбль 2011-жили Ават Мәдәнийәт өйиниң мудири Долқунҗан Розахуновниң рәһбәрлигидә қурулуп, бәдиий рәһбәрләр Гүлҗаһан Талипова вә Аида Ибрагимованиң йетәкчилигидә өз паалийитини давам қилди. Дәсләп униң тәркивидә 19 уссулчи қиз вә уйғур миллий әсваплирини чалидиған алтә оғул болди. Ансамбль наһийәдә өтүватқан барлиқ чарә-тәдбирләргә қатнишип, миллитимизниң бай сәнъитини тамашибин қәлбигә йәткүзүшни билди. Кейинирәк «Баһар» наһийәлик, вилайәтлик вә җумһурийәтлик көрүк һәм фестивальларға иштрак қилишқа башлиди. Нәтиҗидә қисқа вақитниң ичидә ансамбль чоң утуққа еришти. Мәсилән, «Баһар» 2016-жили Қазақстан Җумһурийитиниң Билим вә пән министрлиги тәрипидин уюштурулуп, Астанада өткән Х хәлиқара «Ақ көгершін» балилар иҗадийити фестиваль-көрүгидә лауреат атилип, мәхсус кубок билән тәғдирләнди. Шу жили Қирғизстанда өткән Қазақстан җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға, Йүсүп Хас Һаҗип Баласағунийниң 1000 жиллиғиға беғишланған «Достлуқ» фестивалиниң Гран-при мукапитиға егә болди. Кейинирәк Алмута шәһиридә өткән «ТанцФОРМАция» җумһурийәтлик хореографиялик вә Җумһурийәтлик өсмүрләр вә балилар иҗадийитиниң «Әнші балапан» байқашлирида ІІ орунға егә болди. Һазир ансамбль үч топқа: чоң, оттура вә кичик топлириға бөлүниду. Уларниң тәркивидә 38 уссулчи вә 12 сазәндә бар. Сәккиз жилдин бери жутдашлириниң сөйүмлүк ансамблиға айланған «Баһарниң» һесават концертини аватлиқлар давамлиқ алқишлар илкидә тамашә қилди. Имран Бәхтияр, Фируза Җалалова, әмгәкчиқазақлиқ яшлар арисида аммибаплиққа егә болған яш сәнъәткар Нуртас Қайратулы вә «Долан», «Дастан» топлири концертниң техиму мәзмунлуқ өтүшигә үлүшини қошти. Концерт ахирида җәмийәтлик ишларниң активистлири сөзгә чиқип, арамбәхш дәмлирини һәдийә қилған «Баһар» нахша-саз вә уссул ансамбли вә униң рәһбири Долқунҗан Розахунов вә бәдиий рәһбәрләр Абдусемәт Василов, Гүлмира Мәсимова, Гүлҗаһан Талипова вә Аида Ибрагимоваға миннәтдарлиғини билдүрди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

391 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы